Мюнхен хәлқара хәвпсизлик йиғинида уйғур мәсилиси вә уйғур паалийәтлири
2024.02.20
16-Феврал күни 60-нөвәтлик мюнхен хәлқара хәвпсизлик йиғини германийәниң мюнхен шәһиридики “баварийә сарийи” да башланған. Йиғинға 50 дин артуқ дөләтниң пирезидентлири, баш министирлири, 60 тин артуқ дөләтниң ташқи ишлар министирлири, 25 тин артуқ дөләтниң дөләт мудапиә министирлири вә һәр саһә мутәхәссисләр, дипломатлар, сиясийонлар, банкирлар, карханичилар, мухбирлар болуп 2000 дин артуқ киши қатнашқан. Дуня тинчлиқи үчүн издиниш, җиддий тоқунушларни һәл қилишни түп мәқсәт қилған бу йиғинға уйғурларға вакалитән д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниңму иштирак қилиши диққәткә сазавәр бир нуқта болған.
Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, у бу йиғинда украина мәсилиси вә пәләстин мәсилисигә охшашла уйғурлар мәсилисиниңму дуня тинчлиқиға мунасивәтлик җиддий бир мәсилә болғанлиқи һәққидә соалларни оттуриға қоюп, йиғин әһлиниң диққитини уйғур елидики ирқий қирғинчилиққа тартишқа теришқан. У йиғин җәрянида хитай билән бир сәптә туруватқан сәуди әрәбистан, кувәйт қатарлиқ дөләтләрниң вәкиллири биләнму учришип, уларға хитайниң икки йүзлимичилик сиясити билән ислам дунясини алдаватқанлиқини аңлатқан. У мәзкур йиғинда йәнә көплигән дөләтләрниң рәһбәрлири билән сөһбәт өткүзүш пурсәтлиригә еришкән.
Бу, долқун әйса әпәндиниң 2-қетим мюнхен хәлқара хәвпсизлик йиғиниға қатнишиши болуп, у алдинқи йили өткүзүлгән 59-нөвәтлик йиғинға қатнишип уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини оттуриға қойғандин кейин, хитай һөкүмити мюнхен хәлқара хәвпсизлик йиғинини тәшкиллигүчиләргә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, әгәр долқун әйса 60-нөвәтлик йиғинға қатнаштурулса, өзлириниң бу йиғинға вәкил әвәтмәйдиғанлиқини билдүрүшкән. Бу сәвәбтин бу йил хитай коммунистик партийәси сиясий биюросиниң әзаси, ташқи ишлар министири ваң йи 17-феврал нутуқ сөзләп болғандин кейин, долқун әйса әпәндиниң мәзкур йиғинға қатнишишиға иҗазәт берилгән.
Мәлум болушичә, ваң йи йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикигә даир соалларға дуч кәлгән болуп, у йиғинда қилған сөзидә “аталмиш шинҗаң мәсилиси хитайниң тәрәққиятини тосуш вә шинҗаңни қалаймиқан қилишни мәқсәт қилған бир учум ғәрб дөләтлириниң вә мәтбуатлириниң оюни” дегәнләрни илгири сүргән. У йәнә “шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанда уйғурларниң нопуси 2 милйон иди, һазир көпийип 12 милйонға йәтти. Нәдә ирқий қирғинчилиқ болсун!” дегәндәк сөзләрни тилға елип, уйғур ирқий қирғинчилиқини инкар қилған.
17-Феврал күни мюнхен хәлқара хәвпсизлик йиғиниға параллел һалда д у қ билән мәркизи вашингтондики демократийәни илгири сүрүш фонди бирликтә “мәшрәп вә уйғурларға әркинлик” дегән темида бир паалийәт өткүзгән. Бу паалийәткә уйғурлардин сирт, бәзи дөләтләрниң рәһбәрлири, дипломатлар, ахбарат саһәсиниң хадимлири, тибәтликләр, хоңкоңлуқлар қатнашқан. Долқун әйса әпәндиниң тилға елишичә, паалийәттә уйғур таамлири вә уйғур мәдәнийити тонутулған һәмдә бәзи шаһитлар уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ берип, кишиләрниң диққитини уйғур елидики зулумға тартқан.
Голландийәдин келип бу йиғинда гуваһлиқ бәргән лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң билдүрүшичә, һәм уйғур елидики ирқий қирғинчилиқни билдүрүш, һәм уйғурларниң йоқилишқа йүз тутуватқан мәдәнийитини намаян қилиш бирләштүрүлгән бу паалийәт, иштиракчиларниң қизғин алқишлириға сазавәр болған. Д у қ хәлқара алақә бөлүминиң директори зумрәтай әркинму мәзкур паалийәтниң нәтиҗилик өткүзүлгәнликини илгири сүрди.