Көзәткүчи асийә уйғур: көмүр кризиси хитайниң узун йиллиқ намратлаштуруш сияситиниң тәбиий ақивити
2021.12.30
Қиш йеқинлашқандин буян иҗтимаий таратқуларда изчил давам қиливатқан көмүр қийинчилиқи һәққидики зарлинишлар, мәсилисиниң кризис дәриҗисигә йүксәлгәнликидин бешарәт бәрмәктә. Бу кризис уйғур аһалиләрдин башқа, уйғур районидин гуаңҗу вә хоңкоңға көмүр тошуйдиған йүк машина шопурлириниң қахшашлиидинму мәлум болмақта. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған мустәқил көзәткүчи асийә уйғур ханим, көмүр кризисини бир пиланлиқ һалдики намратлаштурушниң ақивити дәп қарайдиғанлиқини илгири сүрди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.
Көмүр кризиси һәққидики зарлинишлар, иҗтимаий ахбаратларда изчил һалда давам қилмақта. Даириләргә биваситә хитаб қилишқа җүрәт қилалмиған бәзи аһалиләр, тәбиәткә-җүмлидин келиватқан зимистан қишқа хитаб қилиш арқилиқ аһалиләр омумйүзлүк дуч кәлгән көмүр кризисиниң вәһимисини оттуриға қоймақта. Нөвәттә голландийәдә яшаватқан көзәткүчи асийә уйғур ханим, көмүр кризисини бир қанчә сәвәбкә бағлап чүшәндүриду. Униң баян қилишичә, кризисниң көзгә дәрһал челиқидиған сәвәблиридин бири, дипломатик мәсилиләр сәвәблик, хитайниң австралийәдин көмүр импорт қилишиниң тохтиши вә нәтиҗидә уйғур районидин хитайниң деңиз яқисидики җайларға көмүр йөткәш долқуниниң пәвқуладдә йүксилиши. Асийә ханимниң бу пикирини, хитай шопурларниң иҗтимаий таратқулардики инкаслириму дәлилләйду. Бу инкасларда дейилишичә, нөвәттә уйғур районидин хоңкоң вә гуаңдуңға йөткилидиған көмүрниң тонниси 3000 йүәндин ешип кәткән; нөвәттә нәччә миңлиған йүк машинилири уйғур елидики көмүр канлирида һәптиләп өчирәт күтүватқан вәзийәттә икән.
Асийә ханимниң баян қилишичә, сәвәбләрдин йәнә бири, хитайниң йеңи йеза бәрпа қилиш нами астида уйғур мәһәллилирини бузуветиши вә аһалиләрни, бина өйләргә йөткәп, әнәниви иссиниш методлиридин мәһрум қалдуруши. Униң дейишичә, йиллиқ кирими чәклик болған уйғурлар йиллиқ иссиқлиқ чиқими 2500 йүәндин ашқан бина өйләрдә иссиқлиқ чиқимни көтүрүшкә амалсиз қалған. Униң үстигә илгири йәр өйләрдә көмүр йетишмигәндә ишик-деризиләрни кигиз вә әдияллар билән қаплаш вә мәшкә отун қалаш билән мәсилини һәл қилған йәрлик аһалиләр, бу бина өйләрдә, бу имканлиридин мәһрум қалған.
Уйғур районидики или қатарлиқ җайларға урған телефонлиримизға алақидар хадимлар, нөвәттики көмүр кризисиниң сәвәблири һәққидики соалимизға җаваб бәрмиди.
Асийә ханимниң қаришичә, 4 йилдин буян давам қиливатқан лагерларниң мәвҗутлуқи йәни мутләқ көп сандики аилиләрниң әмгәк күчлиридин айрилип қелиши нөвәттики көмүр кризисиниң йәнә бир гәвдилик сәвәбидур. Демәкчиму иҗтимаий таратқулардики инкасларда көмүри йетишмәйватқан аһалиләрниң көпинчисидә аилидә әрләр йоқлуқи ишарәтлик һалда баян қилинған.
Асийә ханим, нөвәттики юқум вә қамал вәзийитиниң көмүр кризисини техиму җиддийләштүргәнликини әскәртиш билән бирликтә көмүр кризисиниң түпки йилтизи, хитайниң йиллардин бери йолға қоюватқан, пиланлиқ һалдики намратлаштуруш сиясити икәнликини тәкитләйду. У хитайниң уйғурларни өз юртида намрат қалдуруш арқилиқ, уларни юртидин бәздүрүш вә хитай өлкилиригә тарқақлаштуруш, бу арқилиқ ассимилятсийә қәдимини тезлитиш койида икәнликини әскәртиду.
Юқирида уйғур елида давам қиливатқан көмүр кризиси һәққидә учур вә мулаһизә аңлаттуқ.