Нәнсий пелоси: “адаләт-һәммә партийәләрниң ортақ нишани!”

Мухбиримиз әзиз
2021.09.30
Нәнсий пелоси: “адаләт-һәммә партийәләрниң ортақ нишани!” Америкадики үчинчи номурлуқ шәхс нәнсий пелоси ханим уйғур давасидики көзгә көрүнгән шәхсләрдин өркәш дөләт вә нурий түркәл әпәндиләр билән мәхсус йүзтуранә сөһбәттә болди. 2021-Йили 30-сентәбир, вашингтон.
Photo: RFA

Йеқинқи мәзгилләрдә америка һөкүмитиниң ички қисмида малийә хираҗити һәққидики гуваһлиқ йиғинлири давам қиливатқан вә һөкүмәтниң тақилип қелишиға сәвәб болидиған башқа назук мәсилиләр һөкүмәтниң юқири қатлимидики барлиқ кишиләрни адәттин ташқири пат-парақчилиққа селиватқан бир җиддий вәзийәт барлиққа кәлгән иди. Әнә шундақ шараитта америкадики үчинчи номурлуқ шәхс, америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханимниң уйғур давасидики көзгә көрүнгән шәхсләрдин өркәш дөләт вә нурий түркәл билән мәхсус йүзтуранә сөһбәттә болуши, муһаҗирәттики уйғурларни хурсән қилған вәқәләрниң бири болди.

Америкадики үчинчи номурлуқ шәхс нәнсий пелоси ханим уйғур давасидики көзгә көрүнгән шәхсләрдин өркәш дөләт вә нурий түркәл әпәндиләр билән мәхсус йүзтуранә сөһбәттә болди. 2021-Йили 30-сентәбир, вашингтон.

Бу һәқтики хәвәрләр һәрқайси ахбарат васитилириниң диққитини қозғаш билән бирликтә америка һөкүмитиниң нәзиридә уйғурлар мәсилисиниң йәнила муһим салмақни игиләватқанлиқиниңму бир ипадиси, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Бу қетимқи учришишқа иштирак қилған уйғурларниң бири йиллардин буян көп қисим кишиләргә тонушлуқ болуп кәлгән сиясий паалийәтчи өркәш дөләт болуп, тәйвәндики “мәркизий хәвәр агентлиқи” бу һәқтә уни мәхсус зиярәт қилип, нәнсий пелоси ханимниң америка-тәйвән мунасивити һәққидики пикирлиридин мәлумат бәрди. Йеқинда тәйвән парламенти қармиқидики “кишилик һоқуқни алға сүрүш комитети” ниң баш катиплиқиға сайланған өркәшму өзиниң фейсбок сәһиписидә бу һәқтә алаһидә язма елан елан қилип, нәнси пелоси ханимниң мушундақ бир қатилаңчилиқ мәзгилидә өзлирини мәхсус йүзтуранә көрүшүшкә орунлаштурғанлиқидин бәкму шәрәп һес қиливатқанлиқини ипадилиди. Униңға алаһидә тәсир қилған бир иш шу болғанки, нәнсий пелоси ханим америка дөләт мәҗлисидики арқиму-арқидин орунлаштурулған йиғинларға сүйләп язма әскәртмиләрни елип киргән катипниң “вақит тошуп қалди” дегән тәклипини бир яққа қайрип қоюп, улар билән бир саәткә йеқин америка-хитай мунасивити, уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш қануни қатарлиқ мәсилиләр бойичә сөзләшкән.

Бу һәқтә сөз болғанда, бу қетимқи учришиш тәлипини дәсләп болуп оттуриға қойған һәмдә буниң вуҗудқа чиқишиға баштин-ахир күч чиқирип кәлгән америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нурий түркәл буниң нәнсий пелоси ханим билән болған узун йиллиқ хизмәт мунасивитидә көп қетим көрүлгән учришиштин алаһидә пәрқлиқ болған бир қетимлиқ сөһбәт болғанлиқини тәкитләйду.

Бу қетимқи йүзтуранә сөһбәттә икки тәрәп нөвәттә һәммила кишиниң диққитини қозғаватқан һәмдә васитилик яки биваситә һалда уйғурларға мунасивәтлик болған бир қисим хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә кәң-кушадә пикир алмаштурған. Бу һәқтә сөз болғанда нурий түркәл буни һәқиқәтәнму “нәтиҗилик бир қетимлиқ сөһбәт болди” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Хәлқара вәзийәттики күтүлмигән җиддий өзгиришләр һәмдә америка һөкүмитиниң ички қисмидики хизмәт тәртипиниң алаһидә характери түпәйлидин нөвәттики америка ташқи сияситидә уйғурлар мәсилисиниң салмиқи илгирики вақитларға селиштурғанда, бираз төвәнләш барлиққа келиватқан иди. Бу һәқтә сөз болғанда нури түркәл буниң демократийә асасидики қанун билән идарә қилинидиған дөләтләрниң һакимийәт механизми үчүн нормал бир иш икәнликини, шәхсләрниң арзуси бойичә әмәс, бәлки омумий гәвдиниң ортақ пикри бойичә иш көрүлидиған бундақ системида мәсилиләрниң оттуриға қоюлуши вә илгирилишидә көп тәрәплимә амилларниң рол ойнайдиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Мәлум болушичә, бу йеңи нөвәтлик америка һөкүмити иш башлиғандин буян уйғур вәкиллириниң әң юқири дәриҗилик америка сиясийонлири билән болған бир қетимлиқ рәсмий учришиши болуп, бу хилдики учришишларниң бундин кейин йәниму көпләп оттуриға чиқиши тәхмин қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.