Үрүмчидики паҗиә сәвәблик хитайда қозғалған наразилиқ һәрикәтлириниң ақивити қандақ болуши мумкин?

Мухбиримиз меһрибан
2022.12.01
urumchi-ot-apiti-namayish-nanjing-6 Үрүмчи от апитидин кейин, нәнҗиң таратқу университида ковид қамалиға қарши намайиш қиливатқан оқуғучилар, 2022-йили 27-ноябир, нәнҗиң.
Reuters

24-Ноябир үрүмчиниң дөңкөврүк базириға йеқин җайдики уйғурлар олтурақлашқан бир бинада  йүз бәргән от апитидә 40 тин артуқ адәмниң өлүшидәк зор паҗиә йүз бәрди. Вәқәдин кейин, пүткүл хитай миқясида, һәтта чәт әлләрдиму хитай һөкүмитиң “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситигә қарши  наразилиқ намайишлири кәң көләмдә қозғалди.

Хитай һөкүмити, үрүмчидики от апити вә наразилиқ намайишлири һәққидики учурларни қаттиқ қамал қилған болсиму, лекин 25- ноябирдин башлап, үрүмчи, шаңхәй бейҗиң, чеңду, шиән қатарлиқ 10 нәччә шәһәрдә зор көләмлик наразилиқ намайишлири йүз бәргән. Бу намайишларниң тәпсилати иҗтимаий алақә мунбәрлиридә ашкарилинип җиддий диққәт қозғиди.

Син филимлиридин мәлум болушичә, намайишчилар үрүмчидә көйүп өлгәнләргә  һисдашлиқ қилиш, юқум қамалини бикар қилиш, демократийә вә әркинлик тәләп қилиш, пуқраларниң қануний һәқлирини қоғдаш, һәтта хитай компарийәси вә ши җиңпиңни өрүветишни тәләп қилидиған шоарларни товлиған.

27-Ноябир шаңхәйдики намайишта йүз бәргән тоқунушта, сақчи вә аманлиқ сақлиғучилар бир адәмни қолға алди, 2022-йили 27-ноябир, шаңхәй.

Нөвәттә хәлқарадики мустәқил таратқуларниң хитай вәзийити һәққидики хәвәрлиридә вә чәт әлләрдики әркин муназирә мунбәрлиридә, үрүмчидики от апити вә бу сәвәблик пүткүл хитай миқясида қозғалған наразилиқ намайишлири диққәт нуқтиси болмақта.

Анализларда бу қетим хитайдики чекидин ашқан юқум қамалиға қарши наразилиқ намайишлириниң йүз бериш сәвәби, намайишларда оттуриға қоюлған сиясий тәләпләр, хитай һөкүмитиниң хәлқниң наразилиқиға қарита позитсийәси, бу наразилиқ һәркәтлириниң ши җинпиңниң мустәбит һөкүмранлиқиға көрситидиған тәсири қатарлиқ мәсилиләр асаслиқ муназирә темиси болған.

Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин “бейҗиң баһари” жорнилиниң баш муһәррири, обзорчи ху пиң әпәнди билән чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвукати тең бияв әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, йоқуриқи мәсилиләр һәққидә өз қарашлирини баян қилди.

Ху пиң әпәндиниң қаришичә, үрүмчидә йүз бәргән бу паҗиәдин кейин, пүткүл хитайда наразилиқ намайишиниң қозғилишиға, хитай пуқралиридики инсанлиқ туйғусидин башқа техиму муһими хитайниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамалида  нормал паалийәт әркинликидин, тирикчилик йоллиридин айрилип қалған хитай пуқралириниң һөкүмәткә болған ғәзәп-нәприти асаслиқ сәвәб болған икән.

У мундақ деди: “мениңчә, хитай өлкилиридики бунчә көп хитайларниң үрүмчидики от аптидә адәм өлүш вәқәсигә болған наразилиқини ипадилишидә, алди билән улардики бу паҗиәдә һаятидин айрилғанларға болған һесдашлиқ вә һәққанийәт туйғуси сәвәп болған. Һалбуки, улар бу қетим отта көйүп өлгәнләрниң уйғурлар яки хитайлар икәнликини ойлимиған. Уларға тәсир қилғини, бу қетимқи от апитини һөкүмәтниң <юқумни нөлгә чүшүрүш> қамали кәлтүрүп чиқарди, дегән қараштур. Чүнки йәрлик һөкүмәтләрниң улар үстидин йүргүзгән <юқумни нөлгә чүшүрүш> қамали, уларниң турмушиғиму зор паҗиәләрни кәлтүргән. Улар өзлириниңму охшаш хәтәргә йүзлиниватқанлиқини һис қилған. Дәл мушу хил туйғу улардики қаршилиқни қозғатқан.”

Ху пиң әпәнди йәнә наразилиқ намайишлирида интайин рошән сиясий сигнал ипадиләнгәнликини билдүрди. У мундақ деди: “бу қетимқи наразилиқ намайишлирида нурғун җайлардики намайишчилар интайин ениқ сиясий тәләпләр әкс әткән шоарларни товлиди. Улар әркинлик вә демократийә тәләп қилди. Улар <ши җинпиң тәхитин чүшсун>, <компартийә тәхттин чүшсун!> дегән шоарларни товлиди. Мениңчә, бу интайин муһим бир сигнал. Йәни бу  хитайда инсанлиқниң техи өлмигәнликини, хитай хәлқиниң әркинлик вә демократийигә болған интилишини йоқатмиғанлиқини, уларниң хитайдики мустәбит түзүмдин нарази икәнликини көрситиду. Мана бу интайин ениқ бир сиясий сигнал!”

Тең бяв әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи қаршилиқ һәркитиниң асаслиқ мәқсити “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамалиға болған наразилиқни ипадиләш болсиму, әмма намайиш тәрәққиятида һәр хил сиясий истәкләр оттуриға чиққан, дейишкә болидикән.

У мундақ деди: “бу һәрикәтниң асаслиқ тәлипи юқум қамалини бикар қилиш болсиму, әмма һәрикәт җәрянида һәр хил шоарлар товланди. Бу хил шараитта қаршилиқ һәркити тәбиий һалда хитай коммунист һөкүмити тәрипидин чоң сияси тәһдит дәп қаралған. Әгәр <компартийә тәхитин чүшсун>, <ши җинпиң тәхттин чүшсун> дегән  шоарлар товланмиған тәқдирдиму, униң сиясий муддиаси йәнила шундақ ениқ.”

Иҗтимаий алақә вастилири вә чәт әлләрдики мустәқил таратқуларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 24-ноябир үрүмчи от апитидин кейин, 25- ноябир саңхәйниң “үрүмчи кочиси”да, 26-ноябир күни бейҗиң, чеңду, чоңчиң, шиән қатарлиқ хитайниң чоң шәһәрлиридә бирла вақитта наразилиқ намайиши йүз бәргән.

Үрүмчидә йүз бәргән әҗәллик от апитидин кейин, шаңхәйдики үрүмчи оттура йолида хитайниң “нол ковид” қамал сияситигә қарши намайиш қиливатқан кишиләр, 2022-йили 26-ноябир, шаңхәй.

Үрүмчидики от апити сәвәблик хитайда қозғалған бу қетимқи қаршилиқ һәркәтлири, бейҗиңдики университет оқуғучилириниң хәт йезилмиған ақ қәғәзни көтүрүп намайиш қилиши нәтиҗисидә “ақ қәғәз инқилаби” дәпму аталған.

Һалбуки, хитай һөкүмәт таратқулирида бу қетимқи наразилиқ намайишлириниң йүз беришигә “қамал сиясити”ниң сәвәб болғанлиқини етирап қилишниң орниға, буни “дөләт сиртидики күчләрниң қутратқулуқ қилиши билән йүз бәргән” дәп тәшвиқ қилған. Саңхәй, бейҗиң шәһәрлиридәсақчилар адәм тутуш, тәртип сақлаш баһанисида намайишни тизгинләшкә урунған. Шаңхәйдики тутқунда мәйданда зиярәттә болуватқан BBC агентлиқиниң бир мухбириму тутқун қилинған. Шундақ болушиға қаримай, бу наразилиқ һәркити қисқиғина бир һәптә ичидә пүткүл хитай миқяси һәтта чәт әлләргичә кеңәйгән.

Ақсарай  28-ноябир күни үрүмчидики от апити сәвәблик хитайда қозғалған наразилиқ һәрикәтлиригә қарита баянат бәргән. Баянатта хитайни өз ичигә алған  һәрқандақ бир дөләт пуқралириниң тинчлиқ билән наразилиқ билдүрүш әркинлики барлиқини билдүргән. 29-Ноябир күни американиң бейҗиңдики әлчиханиси өзиниң торбетидә елан берип, хитайдики америка пуқралириниң икки һәптилик су, запас йемәклик вә дориларни тәйярливелишини уқтурған.

Иҗтимаи таратқулардики син көрүнүшлири вә хәлқара таратқуларниң хәвәридин мәлум болушичә, хитайда қозғалған намайишниң 29-ноябир вә 30-ноябир күнлиридики тәрәққияти, гуаңҗу шәһири билән шәндоң өлкисиниң җинән шәһиридә намайишчи оқуғучилар билән сақчилар оттурсидики тоқунушқа айланған. Нөвәттә хитайда йүз бериватқан бу хил җиддий вәзийәт хитай вәзийитини көзәткүчиләр арисида әндишә қозғиған.

Адвокат тең бяв әпәнди наразилиқ намайишиниң хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ бастурушқа учраш еһтималлиқиға болған әндишисини билдүрди.

У мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң аввал ойлайдиғини өз һакимийитини сақлап қелиш. Улар өз һакимийитиниң хәтәргә дуч кәлгинини һес қилғинида, һәрқандақ вастини қоллинип қаршилиқ һәркитини бастурушқа уруниду.”

Тең бяв әпәнди, бу қетимқи наразилиқ һәркитиниң 1989-йилдики бейҗиң тийәнәнмен оқуғучилар һәркитигә охшаш бастурушқа учриған тәқдирдә, хитай коммунист һакимийитиниң ғулап чүшүш мүмкинликини билдүрди: “1989-йилдики қанлиқ бастуруш хитай коммунист һакимийитиниң қануний орниға дәз кәткүзгән иди. Әгәр бу қетимқи наразилиқ һәркитини хитай йәнә танка вә заманивий қураллар арқилиқ бастурса, у һакимийитидин айрилип қелиши мумкин. Һазирқи вәзийәтниң 89-йилдикигә охшимайдиғанлиқи иниқ. Һазир интернет дәври, нурғун кишиләр ойғанди, шундақла пүтүн дуняниң хитайға болған диққитиму күчәйди. Компартийә 4-июн қизғинчилиқини йәнә тәкрарлиса, у өзигә келидиған хәвптин әйни йиллиридикидәк асан қутулуп кетәлмәйду. Әгәр компартийә бу қетимму қирғинчилиқ елип барса, өзиниң орисини өзи колиған болиду.”

Ху пиң әпәндиниң қаришичә, хитай коммунист һакимийитиниң ағдурулуши үчүн йәнә көплигән күрәш вә һәмкарлиқ болуши керәк икән.

У мундақ деди: “хитай компартийәсиниң мустәбит түзүмини ағдуруп ташлаш бир-икки күн ичидә тамлинидиған иш әмәс. Шуңа көпчилик хитай компартийәсини ағдуруп ташлаймиз дәйдикән, бирлишип күрәш қилиши керәк. Пәқәт хитай коммунист һөкүмити ағдурулуп ташланғандила, андин һәрқайси милләтләр оттурсидики мунасивәттиму өзгириш болған болиду. Кәлгүсидә хитайда әркин сиясий муһит яритилғинида, андин һәр хил пикир еқимлириға вә тәләпләргә имкан болиду.”

Тең бяв әпәнди йәнә “хитайда компартийә һөкүмити ағдурулса, хитайда парчилиниш келип чиқамду, уйғур вә тибәт қатарлиқ милләтләрниң мустәқиллиқ арзусиға қандақ қарайсиз?” дегән соаллиримизға җавап берип, мундақ деди.

“мениң қаришимчә, бу җайларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бар. Буни һәр җайдики хәлқ өзлири бекитиши керәк. Йәни улар мустәқиллиқни халамду яки башқа бир усулда хитай ичидә қаламду, буни һәрқайсий хәлқләрниң өзи бәлгилиши керәк. Һазир бир қисим хитайларму бу хил қарашта. Әмма йәнә көп қисим хитай пуқралирида техи бу қараш йетилмиди. Бир қисим кишиләр демократийә вә әркинликни қоллайду, улар йиғивелиш лагерлириға вә ирқий қирғинчилиққа қарши. Әмма улар бу милләтләрниң мустәқиллиқи вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини етирап қилиш мәсилисини бир чәткә қайрип қойиватиду. Мәйли немә болмисун, һазир нурғунлиған кишиләр һәрқайсий милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқни барғанчә тонуп йәтмәктә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.