Қазақистанни тонутқан олимпик чолпини нариман қурбаноф уйғурларни һаяҗанға салди

Вашингтондин мухбиримиз шадийә вә үмидвар тәйярлиди
2024.08.09
Nariman-Kurbanov-olimpic Қазақистанлиқ гимнастикичи нариман қурбаноф йеқинда фирансийә пайтәхти парижда өткән олимпик мусабиқисидә күмүш медалға еришти
Photo: RFA

Йеқинда фирансийә пайтәхти парижда өткүзүлгән 2024-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң 3-авғуст күни елип берилған “яғач атта маһарәт көрситиш” түридә қазақистанлиқ уйғур гимнастикичи нариман қурбаноф күмүш медалға еришкән. Илгири хәлқара гимнастика мусабиқилиридә бирқанчә қетим чемпийон болған даңлиқ гимнастикичи нариман қурбанофниң бу зор утуқи, нөвәттә қазақистан үчүн қолға кәлтүрүлгән шан-шәрәп болуп қалмастин, бәлки уйғурларниму хушал қилған шан-шәрәп дәп қаралмақта.

Игилинишичә, бу нәтиҗә қазақистанниң олимпик тәнһәрикәт тарихида “яғач атта маһарәт көрситиш” түри бойичә қолға кәлтүрүлгән тунҗи медал болуп һесаблиниду. Бу нөвәтлик олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә өзиниң гимнастика җәһәттики талантини күмүш медалға еришип дуняға намаян қилған қазақистанлиқ уйғур гимнастикичи нариман қурбанофниң бу утуқлири, нөвәттә қазақистанниң ахбарат таратқулирида кәң тарқилип, униң қолға кәлтүргән утуқлири һәмдә маһаритигә қарита юқири баһалар берилмәктә.

Бу қетимлиқ олимпик мусабиқисиниң күмүш медал саһиби нариман қурбаноф башқа олимпик медали саһиблири билән биргә 7-авғуст күни алмутаға қайтип кәлгинидә юқири дәриҗидә қарши елишқа еришкән. Көп сандики кишиләр айродурумға уни қарши елишқа чиққан қазақистан уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси долқунтай абдухелил әпәнди, қазақистандики уйғур яшлиридин йетилип чиқиватқан тәнһәрикәтчиләрниң бири болған нариман қурбанофниң қазақистан дөлити яритип бәргән имтиязлар вә өзиниң тиришчанлиқи билән дуняви тәнтәрбийә сәһнилиридә қазақистан хәлқи вә уйғурлар үчүн елип кәлгән бу шан-шәрипидин чәксиз пәхирләнгәнликини билдүрди.

Нариман қурбанофниң олимпиктә қолға кәлтүргән мәзкур күмүш медали қазақистандики һәтта башқа әлләрдики уйғурларниму хушал қилған вә һаяҗанға салған болуп, нөвәттә иҗтимаий таратқуларда уйғурларниң тәбриклири тохтимай давамлашмақта. Нариман қурбанофни қарши елишқа қатнашқан қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик бирләшмисиниң мәсуллиридин бири, тонулған уйғур мәдәнийәт әрбаби шавкәт нәзәроф әпәнди нариман қурбанофниң уйғур хәлқигә елип кәлгән бу шан-шәрәп вә ғәлибисиниң зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Шавкәт нәзәроф әпәнди зиярәт давамида йәнә, нариман қурбанофниң бу утуқлириниң қазақистандики уйғурларға үлгә яритишта вә уларниң миллий роһини йетилдүрүштә муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитләп өтти.

Қазақистан җумһурийәтлик гимнастика бирләшмиси рәисиниң мәслиһәтчиси, қазақистанниң төһпикар тиренери, сабиқ совет иттипақи вә қазақистанниң тәнһәрикәт әлачиси намиға еришкән пешқәдәм уйғур тәнһәрикәтчиси махмут искәндороф әпәнди, радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, өзиниң қазақистан гимнастика саһәсидики башламчиларниң бири болуш сүпити билән, нариман қурбанофниң бу қетимлиқ олимпик мусабиқисидә қолға кәлтүргән нәтиҗисигә юқири баһа бәрди. У йәнә, бу утуқниң қазақистан үчүн зор ғәлибә болғанлиқини мундақ тәкитлиди: “тәбиийки, олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидики бир күмүш медал һәр қандақ дөләт үчүн зор мувәппәқийәт. Охшашла, қазақистан үчүн ейтқанда, гимнастика саһәсидә күмүш медал дөләт үчүнму, гимнастика бирләшмимиз үчүнму вә яки гимнастика саһәси үчүнму наһайити юқири мувәппәқийәт һесаблиниду. Бу наһайити чоң күрәш. Ахирқи басқучқа йетиш үчүн нариман дөләткә наһайити яхши вәкиллик қилди. Униңдин башқа, нариман қурбаноф өзи иҗад қилған ‛қурбаноф маһарәт елементи‚ дәп аталған гимнастика маһарәт түриниң игиси болуп, бу, дуня миқясида тунҗи қетим юқири хәлқаралиқ мусабиқиләрдә орундалған маһарәт түридур. Бу түр маһарәтни илгири һечким көрситип бақмиғаниди”.

Махмут искәндороф әпәнди йәнә, нариман қурбанофниң гимнастика саһәсидә буниңдин кейинки нәтиҗилири вә кәлгүсидики олимпиккә қатнишип, йәнә нәтиҗә қазиниши мумкинчилики бар-йоқлуқи һәққидә тохтилип, униң истиқбалиниң чоңлуқини билдүрүп мундақ деди: “мән униң келәр қетимлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә тәйярлиқ қилидиғанлиқини мутләқ ишәнч билән ейталаймән. У өзи шундақ деди. Әмма биз бу мәсилини тәбиий һалда униң билән, дадиси билән музакирә қилдуқ. У келәр нөвәтлик олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә тәйярлиқ қилиду. У келәрки қетимда бу тәнһәрикәт түридә алтун медал алмақчи. Билгиниңиздәк, у дунядики бу гимнастика маһаритидә әң күчлүкләрниң бири. Чүнки у иреландийәлик рәқибигә аран 1/10 номурда, йәни азла пәрқтә уттуруп қойди”.

Нариман қурбаноф алтә йешидин башлап, аилиси болупму дадиси һүсәнҗан қурбанофниң чениқтуруши вә риғбәтләндүрүши билән тәнһәрикәтниң “яғач атта маһарәт көрситиш” түри бойичә системилиқ тәрбийәләнгән. У бу қетимлиқ мусабиқә аяғлашқанда, радийомизниң зияритини қобул қилип, қазақистандики вә башқа әлләрдики тәнһәрикәткә қизиққучиларниң уни тәбрикләпла қалмастин, бәлки өзиниң уларни пәхирләндүргәнлики, уларниң өзигә болған миннәтдарлиқидин толиму бәхтлик һес қилғанлиқини тилға алғаниди. Шундақла ата-аниси вә уруқ-туғқанлириниң бу ғәлибисидин чәксиз хушаллиққа чөмгәнликини билдүргәниди.

Қазақистандики уйғур зиялийлиридин бири, алмутадики явро-асия уйғур академийәсиниң мәсули, пирофессор алимҗан һәмрайеф әпәнди гимнастикичи нариман қурбанофниң қазақистанниң парлақ истиқбалға игә үмидвар тәнһәрикәтчиси икәнликини шәрһләп, бу ғәйрәтлик җәсур, палванниң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә көмүш медални қолға кәлтүргән утуқлиридин қазақистандики уйғур хәлқиниң толиму сөйүнгәнликини билдүрди. У йәнә, нариман қурбанофниң бу ғәлибисиниң кәлгүси әвладларға үмид яратқанлиқини тәкитлиди.

1997-Йили алмута шәһиридә туғулуп, кичикидин гимнастика билән шуғулланған нариман қурбаноф 2017-йили канаданиң монтреал шәһиридә өткүзүлгән дуня мусабиқисидә “яғач атта моллақ етиш” маһаритини орунлап чиққан болуп, әйни чағда униң мусабиқидә көрсәткән маһарити хәлқара гимнастика бирләшмиси тәрипидин юқири баһаға еришкән һәмдә униңға “қурбаноф маһарити” (The Kurbanov) дәп нам берилгәниди.

Нариман қурбаноф бундин икки йил илгири фирансийә пайтәхти парижда вә венгирийәниң сомбатхей шәһиридә өткүзүлгән дуняви мусабиқиләрдә гимнастикиниң “яғач атта маһарәт көрситиш” түри бойичә күмүш вә алтун медалларға еришкән. Униң кичикидин тартип тәр төкүп, әҗир қилиши вә күчлүк җасарәт-ғәйрәт көрситиши нәтиҗисидә бир-бирләп яритиватқан ғәлибә-утуқлири, нөвәттә уйғур хәлқини пәхирләндүрүпла қалмастин, бәлки уйғур яшлириға йол ечип бәргүчи маяк болмақта, дәп қаралмақта.

Қазақистанни өз ичигә алған оттура асия җумһурийәтлиридин сабиқ совет иттипақи дәвридә 1956-1960-йиллиридин таки һазирғичә 3 уйғур тәнһәрикәтчи олимпик мусабиқилиридә күмүш медалларға еришкән, бокс, чамбашчилиқ, кикбокс (әркин муштлишиш), еғирлиқ көтүрүш вә башқа гимнастика түрлири бойичә онлиған уйғур маһирлар дуня чемпийони, асия чемпийони, совет иттипақи чемпийони, явропа чемпийони болғаниди. Уйғурлар нөвәттә қазақистанда аз нопуслуқ хәлқ һесаблинип, сани 300 миң әтрапида болсиму, лекин уларниң тәнһәрикәт саһәсидә қазанған нәтиҗилириниң көрүнәрлик юқири икәнлики билдүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.