Җош роген: “NATO ниң шәрқтин хитайни қисмаққа елишиға хитайниң өзи сәвәбчи”

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.07.17
Натониң йеңи пилани хитайниң тәһдити вә рәзил қилмишлирини тохтитип қалаламду? Америка президенти җо байдин шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинидин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. 2021-Йили 12-июн, бирюссел.
AFP

Хитай җәнубий деңизда һәрбий база қуруп, әтрапидики дөләтләргә тәһдит пәйда қилишқа башлиғанда, американиң сабиқ президенти баррак обама американиң һинди-тинч окян истратегийәсини оттуриға қоюп, бу районни хитайға ташлап бәрмәйдиғанлиқини җакарлиғаниди. Җов байден дәвридә америка хитайға тақабил туруш үчүн һиндистан, японийә вә австралийә билән бирлишип “төт дөләт иттипақи” қурди. Бүгүнки күндә NATO украина уруши давам қиливатқан вәзийәттиму тиғ учини хитайға қаратқан болуп, һинди-тинч окян райони хәвпсизликиниң ғәрб дуняси үчүн интайин муһим икәнликини җакарлиди. NATO Ни “американиң айпалтиси” дәп тәрипләйдиған хитай, NATO ниң асияға кеңийишигә қарши туридиғанлиқини билдүрди.

“әл-җәзирә” ториниң 12-июл күни бәргән хәвиридә ейтилишичә, NATO ниң йетәкчиликидә литвада өткүзүлгән дөләт башлиқлири йиғинида, австралийә, японийә, йеңи зеландийә вә корейә рәһбәрлири NATO ниң һинди-тинч окян райони хәвпсизликини қоғдаш сепигә қетилидиғанлиқини билдүргән болуп, улар хитай тәһдитигә қарши бирләшмә баянат елан қилған.

Баянатта мундақ дейилгән: “хитай сиясий, иқтисадий вә һәрбий васитиләрни қоллинип дуняға кеңәймичилик қилмақта. Уларниң бу истратегийәси, мәқсәт-нишани вә һәрбий қурулуши мутләқ мәхпий. Улар йәнә яман ғәрәзлик тор һуҗуми қозғап, қарши пикирдикиләрни бастуруп, сахта учурларни тарқитип, иттипақдашлиримизниң хәвпсизликигә зиян салмақта”.

Америкадики сиясий анализчи андерс кор NATO ниң литвадики бу йиғини һәққидә тохтилип мундақ деди: “NATO украинаға ярдәм бериш һәм русийәдин мудапиә көрүш билән бир вақитта асияға кеңийишкә тиришти. Биз хитайниң тәһдитигә учраватқан японийә, корейә қатарлиқ дөләтләрниму мудапиә келишими, тәшкилат вә йиғинларға қатнаштуруватимиз, бу ишлар демократик дөләтләрниң ши җинпиң билән путиндәк ғалҗирлашқан мустәбитләргә қарши бирлик сәп һасил қилиши һәм өзини қоғдиши үчүн актип әһмийәткә игә”.

NATO Ниң бу бирләшмә баянатида йәнә, хитайниң русийә билән бирлишип, украина уруши кризисини еғирлаштуруп, хәлқара тәртип вә тинчлиқни бузушқа һәрикәт қиливатқанлиқи көрситилгән. Хитай өзиниң “арқа һойлиси” дәвалған һинду-тинч окян райониниң NATO үчүн муһим район икәнлики, бу йәрдики өзгиришниң явропа вә атлантик окян райониниң хәвпсизликигә биваситә тәсир көрситидиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Андерис кор, һинди-тинч окян райониниң һәргиз хитайниң арқа һойлиси болалмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “қайси дөләт өзини хитайдәк ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан, мустәбит бир дөләтниң арқа һойлиси дәп қарайду? асия һәргиз хитайниң арқа һойлиси әмәс, әмма коммунист хитай шундақ дейишкә амрақ. Хитай өзини бу районда чоң тәсир күчкә игә дәп қарайду, америка, явропа вә башқа дөләтләрдинму шуни тәләп қилиду, шуни талишиду. Әлвәттә биз бундақ қарашқа қәтий қарши туримиз”.

Хитай NATO ниң бирләшмә баянатини әйибләп, “хитай һөкүмити NATO ниң асияға кеңәймичилик қилишиға қарши туриду” дегән; хитайниң “йәр шари вақит гезити” обзор елан қилип, “NATO дегән бу тәшкилат американиң қорал-нәйзиси, дунядики барчә урушниң мәнбәси” дәп әйиблигән.

Буниңдин илгири ши җинпиң “шәрқий уруш райони қоманданлиқ штаби” ни көздин кәчүргәндә, хитай армийәсини “муқимсиз амилларға тәйярлиқ қилиш” қа чақирған болуп, хитай армийәси 3 күнлүк һәрбий маневирини башлиғаниди. “ройтерс агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, 7-айниң 13-күни америка деңиз армийисиниң разведка айропилани хитай армийәси 3 күнлүк һәрбий маневир елип бериватқан тәйвәнниң җәнубидики деңиз районидин учуп өткән; хитай армийиси уруш айропиланлирини чиқирип уларни чарлиған.

Бу йил 6-айда, хитай дөләт мудапиә министири ли шаңфу сингапорда өткүзүлгән бир йиғинда, американиң NATO дәк бир тәшкилатни асияға сөрәп кирип, “бу райондики дөләтләрни гөрүгә еливелип, қәстән тоқунуш пәйда қиливатқанлиқи” ни әйиблигәниди. Әмәлийәттә японийә, корейә қатарлиқ дөләтләр хитайниң күнсери күчийиватқан район тәһдитидин әнсирәп NATO билән һәмкарлишиш қәдимини басқан болуп, NATO ниң бу қетим ачқан йиғиниға қатнишиши вә йиғиндин кейин елан қилған ортақ баянати буни испатлап бәргән.

Түркийә һаҗәттәпә университети дотсенти, доктор әркин әкрәм NATO ниң бу йиғиниға қатнашқан дөләтләрниң хитай пәйда қилған тәһдиткә қарши NATO ға қетилғанлиқини билдүрди.

Даңлиқ обзорчи җош рогин (Josh Rogin) 13-июл күни “вашингтон почтиси гезити” елан қилған мақалисидә, асиядики дөләтләрниң хитайниң тәһдитлиригә қаримай NATO билән мунасивитини күчәйтишигә ши җинпиңниң өзи сәвәбчи болғанлиқини, йәни хитай тәһдитиниң мәзкур дөләтләрни NATO ниң қойниға иттиргәнликини көрсәткән.

Литвада ечилған йиғинда, корейә президенти йон сукйол (Youn Suk Yeol) NATO баш катипи, генерал җенс столтенберг (Jens Stoltenberg) билән сөһбәтлишип, NATO билән һәрбий алақә, тор бихәтәрлики, мудапиә сепини кеңәйтиш қатарлиқ 11 саһәдә һәмкарлиқ орнатқан.

Мақалидә көрситилишичә, асиядики демократик дөләтләр хитайни чәкләш җәһәттә NATO билән охшаш пикирдә икән. Һалбуки, фирансийә бу җәһәттә японийә билән керийәгә йетәлмигән. Фирансийә президенти макрон NATO ниң токйода ишхана қурушиға қарши чиққан болуп, украина кризиси түгимәй туруп хитай билән қаршилишишқа болмайду, дегән. Президент җов байдин буниңға рәддийә берип, “NATO ниң дөләт башлиқлири йиғиниға қатнашқан дөләтләр украинаниң садиқ қоллиғучилири; биз ортақ қиммәт қаришимизни қоғдаш, ортақ нишанимизға йетиш үчүн үчүн атлантик окян билән тинч окян дөләтлириниң мунасивитини күчәйтишкә тиришиватимиз, бирликтә һәрикәт қилиш арқилиқ ортақ хирисқа тақабил туруватимиз” дегән.

Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, NATO хитайниң кәлгүсидә бирәр җәң қозғишиниң алдини елиш үчүн асия дөләтлирини йениға тартқан, бундақ болғанда хитай бу җәңдә мәғлуп болидиғанлиқини билгини үчүн, NATO ниң асияға кеңийишини һәзим қилалмиған.

Җош раген бу мақалисидә мундақ дегән: “хитайниң асия дөләтлирини NATO ға йеқинлишиштин тосуши әксичә үнүм бәрмәктә. Бу һәргиз америка башчилиқ қиливатқан хитайни чәкләш һәрикити әмәс. Бәлки асия вә явропа дөләтлири бир-бири билән һәмкарлашқандила бу районниң хәвпсизликини қоғдиғили болидиғанлиқини һес қилди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.