NATO Баш катипи вә 266 парламент әзаси “уйғур кишилик һоқуқи доклати” ни тапшурувалди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.01.05
NATO Баш катипи вә 266 парламент әзаси “уйғур кишилик һоқуқи доклати” ни тапшурувалди Түркийә “ийи” партийәси парламент әзаси, “шималий атлантик әһди тәшкилати”(нато) парламент әзалири бирликиниң муавин рәиси наҗи җинисли әпәнди мәзкур тәшкилатниң парламент әзалири йиғинида уйғур мәсилисини аңлатмақта. 2021-Йили ноябир, бирюссел, белгийә.
RFA/Erkin Tarim

Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан бесим сияситиниң америка һөкүмити, канада вә голландийә парламентлири тәрипидин бирдәк “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилгәнлики, шуниң билән бирликтә йәнә бирқисим явропа дөләтлириниң хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини арқа-арқидин парламентлирида оттуриға қоюши вә әйиблиши түркийәдиму күчлүк тәсир пәйда қилмақта. Мушундақ бир пәйттә түркийә парламентидики “ийи” йәни “яхши” партийәсидин болған парламент әзаси, NATO йәни шималий атлантик окян әһди тәшкилати парламент әзалири бирликиниң муавин рәиси наҗи җинисли әпәнди партийәси тәрипидин 4 тилда тәйярланған “хитайниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” мавзулуқ доклатни NATO йәни шималий атлантик окян әһди тәшкилати баш катипи столтенберг әпәнди вә 30 дөләттин кәлгән 266 парламент әзасиға тарқитип бәргән. У йәнә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң парламент әзалири йиғинида уйғур мәсилисини күн тәртипкә елип кәлгән.

Парламент әзаси наҗи җинисли әпәнди зияритимизни қобул қилип алди билән уйғурлар тоғрисида тәйярланған доклат һәққидә мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “биз яхши партийәси шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида тәпсилий доклат тәйярлиған идуқ. 53 Нәпәр уйғурниң бешиға кәлгәнләрни һәтта бәзи лагер шаһитлирини сөзлитип шәрқий түркистандики кишилик һоқуқи дәпсәндичилики һәққидә 4 тилда доклат тәйярлиған идуқ. Буни түркийәдә әтраплиқ тәйярланған тунҗи доклат дейишкә болиду”.

Наҗи җинисли әпәнди өзиниң шималий атлантик окян әһди тәшкилатидики вәзиписидин пайдилинип, мәзкур доклатни тәшкилат баш катипи билән парламент әзалириға тарқитип бәргәнликини баян қилип мундақ деди: “мән шималий атлантик әһди тәшкилатида түркийәгә вакалитән парламент әзаси вәкили болуп вәзипә өтәватимән. Шималий атлантик әһди тәшкилати парламент әзалири мәҗлисидә мәзкур тәшкилатқа әза 30 дөләттин 266 парламент әзаси бар. Мән партийәмиз тәрипидин тәйярланған уйғур кишилик һоқуқи дәпсәндичилики доклатини баш катип столтенберг әпәнди билән 266 парламент әзасиға тарқитип бәрдим. Буларниң ичидә түрк парламент әзалириму бар. Шималий атлантик әһди тәшкилатиниң америкалиқ башлиқиғиму бәрдим. Булардин сирт мән билидиған көп санда парламент әзалири вә аммиви тәшкилатларғиму әвәтип бәрдим. Җәмий 350 әтрапида парламент әзасиға әвәтип бәрдим”.

У, партийәси һакимийәтни қолға алса уйғур мәсилисигә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини баян қилип, мунуларни деди: “бурун чоңлиримиз, шәрқий түркистан дәвасини билидиған шәхсләр, әйса йүсүп алиптекин башта дәвагәрләр шәрқий түркистан дәвасини дуняға аңлитишқа тиришти. Түркийәдики бәзи кишиләрму шәрқий түркистан мәсилисини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш вә дуняниң күн тәртипигә елип келиш үчүн тиришти. Бүгүн шәрқий түркистан мәсилиси дуняниң күн тәртипигә кәлди. Һәтта бәзи дөләтләр хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн тәдбир еливатиду, әпсуски түркийә һөкүмити бу мәсилигә көңүл бөлмәйватиду, сүкүттә турувеливатиду. Әслидә шәрқий түркистан мәсилисидә түркийә башламчилиқ роли ойниши керәк иди. Худайим буйруса бу қетимқи сайламда утуп чиқип һакимийәт бешиға кәлсәк шәрқий түркистан мәсилиси бизниң әң муһим мәсилимиз болиду”.

У, 3 йилдин буян шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң бирюсселдики мәркизидики йиғинлирида изчил һалда шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә елип келиватқанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “мән шималий атлантик әһди тәшкилатиниң йиғинлиридиму уйғур мәсилисини изчил һалда оттуриға қоюп келиватимән. Һәтта өткән йили шималий атлантик әһди тәшкилати хитай тоғрисида елан қилған доклатида уйғур мәсилисигиму орун берилди. Әслидә шималий атлантик әһди тәшкилатидики парламент әзалиридин тәшкил тапқан бир һәйәт хитайда тәкшүрүш елип беришни тәләп қилғанидуқ. Лекин корона вабаси түпәйли хитайғиму баралмидуқ”.

Наҗи җинисли әпәнди уйғурларниң еғир вәзийитиниң шималий атлантик окян әһди тәшкилатидики парламент әзалириға аңлитишниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ деди: “буларниң һәммиси язма һөҗҗәт, шималий атлантик әһди тәшкилати парламент әзалири йиғинида уйғурлар тоғрисида сөзләнгән нутуқлар хатирилинип маңиду. Шуңа биз сөзлигәндә шәрқий түркистан хәлқиниң 72 йилдин буян искәнҗә, тәк җазаси, бесим һәтта ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини аңлитиватимиз. Булар шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқарада күнтәртипкә келиши үчүн наһайити муһимдур”.

Шималий атлантик окян әһди тәшкилати 1949-йили 4-айниң 4-күни 12 дөләт тәрипидин қурулған тәшкилат болуп, кейинки йилларда 18 дөләт қошулуп, мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләрниң сани 30 ға йәткән. Ундақта бу тәшкилатта уйғур мәсилисиниң күн тәртипкә келишиниң әһмийити немә? әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди буниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

“яхши” партийәсигә мәнсуп парламент әзалири 3 йилдин буян изчил һалда түркийә парламентида шундақла хәлқарада оттуриға қоюп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.