Америкадики васкетбол һәвәскарлири уйғур мәсилисини NBA мусабиқә мәйданиға елип кирди
2019.10.31
30-Өктәбир күни вашингтон шәһириниң әтрапидики штатларда олтурушлуқ америкилиқларни өз ичигә алған бир гуруппа уйғур яшлар америка дөләтлик васкетбол җәмийити, йәни NBA ниң вашингтон шәһиридики “капитал бир” намлиқ тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән мусабиқә мәйданиға кирип, уйғур, тибәт вә хоңкоңлуқларға әркинлик тәләп қилған. Үстидики майкилириға “гугул уйғур” дегән хәт йезилған яшлар мусабиқә мәйданиниң ичи вә сиртида лагердики уйғурларниң қоюп берилиши, уйғур, тибәт вә хоңкоңлуқларға әркинлик берилишини тәләп қилип, мәйдандики тамашибинларниң шундақла иҗтимаий таратқуларниң алаһидә диққитини қозғиған.
Иҗтимаий таратқулардики мәзкур наразилиқ һәрикитигә даир пикир вә муназириләрдә “шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқи”, “коммунист хитайниң уйғурларни җазалаш қилмишиниң җавабкарлиққа тартилиши керәклики” һәққидә пикирләр йезилмақта. Бу йеқинқи бир ай ичидә америка дөләтлик васкетбол җәмийитиниң мусабиқә мәйданида йүз бәргән тунҗи наразилиқ һәрикити әмәс. Буниң алдида “вашингтон сеһиргәр васкетбол командиси” билән хитайниң “гуаңҗу шир васкетбол командиси” мәзкур тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән мусабиқидә бир гуруппа тамашибин охшашла “хоңкоңға әркинлик”, “гугул уйғур” дегән лозункиларни көтүрүп чиққан иди. Лекин бу намайишчилар мусабиқә мәйданиниң сиртиға чиқириветилип, иҗтимаий таратқуларда зор ғулғула қозғиған иди.
Һалбуки, “хюстон ракета васкетбол командиси” билән “вашингтон сеһиргәр командиси” ойниған 30-өктәбирдики мусабиқидә даириләр уйғур яшлириға мудахилә қилмиған. Мусабиқидики наразилиқ паалийитигә қатнашқан американиң вирҗинийә штатида олтурушлуқ уйғур паалийәтчи бәһрам синташ 31-өктәбир зияритимизни қобул қилип, өзлириниң намайиши мусабиқә мәйданиниң ичи вә сиртидики тамашибинларниң алаһидә қизиқишини қозғиғанлиқи вә қоллишиға еришкәнликини билдүрди.
“капитал бир” тәнтәрбийә мәркизиниң қаидисидә тамашибинларниң мусабиқә мәйданиға сиясий характерлик лозункиларни көтүрүп кириши мәни қилиниду. Уларниң бу қаидә түзүми сәвәблик гуаңҗу командиси билән болған өткән қетимлиқ мусабиқидә башқурғучилар тамашибинларниң “хоңкоңға әркинлик”, “гугол уйғур” дегән лозункилирини тартивалған иди. Лекин бәһрам синташниң билдүрүшичә, 30-өктәбирдики мусабиқидә башқурғучилар уларға мудахилә қилмиған. У бу қетим әқиллиқ иш қилғанлиқини, өзлириниң “гугол уйғур” дегән шоарни майкисиға йезип, мәйданға киргәнликини билдүрди.
Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң ташқи ишлар директори луиса греф мусабиқә мәйданиға берип, уйғур яшлирини қоллиған паалийәтчиләрниң биридур. У 31-өктәбир зияритимизни қобул қилип, намайишчиларниң NBA ға хюстон ракитасиниң директори дарел мурәйни қоллайдиғанлиқи шундақла өзлириниң пикир әркинликини ипадилигәнликини билдүрди.
У мундақ дәйду: “NBA дарел мурәйниң негизлик кишилик һоқуқ тоғрисидики сөзлирини чәкләшкә урунди. Америка васкетбол җәмийити мәсулиниң җәмийәт хадимлири шундақла бир васкетбол командисиниң баш директориниң кишилик һоқуқни қоллаштәк америка қиммәт өлчимигә пүтүнләй уйғун сөзлирини чәкләшкә урунуши америкаға ят бир қилмиштур. Шуңа уйғурлар түнүгүн берип мусабиқә мәйданида бу қиммәт өлчимини қоллайдиғанлиқини ипадилиди. Шундақла өзлириниң пикир әркинликини намаян қилип, уйғурларға әркинлик вә кишилик һоқуқ тәләп қилди. Намайишчилар пүтүн хәлқләрниң әркинликигә, изтирап чекиватқан аилә әзалириға, хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип, җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлириға көңүл бөлидиғанлиқини наямән қилди. Шуниң билән биргә йәнә хоңкоң вә тибәт хәлқлириниң һәқ-һоқуқлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди.”
Луиса греф йәнә америка дөләтлик васкетбол җәмийитиниң үрүмчидә мәшиқ мәркизи қурғанлиқи һәққидә тохтилип, NBA ниң үрүмчидики мәшиқ мәркизини тақиши керәкликини билдүрди. Униң қаришичә, NBA уйғур районида мәшиқ мәркизи қуруп, хитай һөкүмитиниң бу райондики уйғурларға қаратқан сияситигә нормал муамилә қилғанлиқидин кәчүрүм сориши керәк икән.
Луиса греф мундақ дәйду: “дөләтлик васкетбол җәмийити өзиниң үрүмчидики мәшиқ базисини тақиши шундақла хитай һөкүмити уйғур районда тутуп туруш лагерлирини қуруп, йәһудийлар қирғинчилиқидин кейин һәр қайси диний-етник гуруһларға қарита қирғинчилиқ сиясити йүргүзүватқан бир вақитта өзиниң бу районда мәшиқ мәркизи қуруп, хитайниң қилмишиға нормал иштәк муамилә қилғанлиқидин кәчүрүм сориши керәк. Германийәлик тәтқиқатчи адриан зензниң сөзи билән ейтқанда, бу бир америка ширкити яки NBA дәк бир орган қилидиған иш әмәс. Шуңа NBA бу мәшиқ базисини тақиши вә кәчүрүм сориши керәк.”
Луиса грефниң қаришичә, NBA кәчүрүм сорапла қалмай, йәнә чәтәлдики йөләнчүксиз қалған уйғур оқуғучилирини оқуш ярдәм пули билән тәминлиши керәк икән. У мундақ дәйду: “мениңчә, әгәр NBA адаләтни бәҗа кәлтүрүп, һеч болмиғанда тутқун қилинған уйғур аилилириниң чәтәлдә оқуватқан пәрзәнтлиригә иқтисади ярдәм бәрсә, әң тоғра иш қилған болиду. . . Америкаға вә башқа дөләтләрдә оқуғучилиқ визиси билән келип оқуватқан нурғун уйғур яшлири бар. Хитай һөкүмити уларниң ата анилирини чәтәлдики пәрзәнтлиригә пул әвәткәнлики үчүн тутқун қилди. Бу оқуғучиларниң мутләқ көп қисми қайтип барса тутқун қилинидиғанлиқи үчүн чәтәлләрдә йөләнчүксиз яшимақта.”
Бу хил наразилиқ вәқәлириниң америка дөләтлик васкетбол җәмийитидәк нопузлуқ бир органниң мусабиқә мәйданлирида йүз бериши бу органниң пикир әркинлик мәсилисидә хитайға тиз пүкүш билән әйиблинип, америка җәмийитидә зор ғулғула қозғиши билән мунасивәтлик. Йеқинда хюстон ракета командисиниң баш директори дарел мурәй тиветерға инкас йоллап, хоңкоң намайишчилирини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Хитай дарел мурәйниң сөзигә қаттиқ инкас билдүрүп, NBA ниң мусабиқилирини хитай таратқулирида вә телевизийә қаналлирида тарқитишни тохтатқан шундақла дарел мурәйни вәзиписидин елип ташлашни тәләп қилған. Америка васкетбол җәмийити арқидинла баянат елан қилип, NBA хадимлириниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә пикир билдүрүшини чәклиши, дарел мурәйниң сөзигә әпсусланғанлиқини билдүрүши америкада қаттиқ тәнқидкә учриған.