Америка кеңәш палата әзалири Netflix ниң хитай язғучи билән һәмкарлишиш мәсилисигә җаваб беришни тәләп қилған
2020.09.29
“әркин мәшәл” ториниң 23-сентәбир хәвәр қилишичә, америка кеңәш палата әзалири Netflix ширкитиниң уйғурлар учриған ирқий қирғинчилиқни инкар қилған бир хитай язғучи билән һәмкарлишип көп қисимлиқ телевизийә тиятири ишлимәкчи болғанлиқини тәнқидлигән.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, кеңәш палата әзалиридин марша бләкбурн (Marsha Blackburn) билән рик скот (Rick Scott) қатарлиқларни өз ичигә алған кеңәш палата әзалири бирлишип, америкадики әң чоң таратқу вә филим ишләш ширкәтлиридин болған Netflix ниң хитай язғучи лю сишин язған “үч гәвдә” намлиқ үч қисимлиқ фантазийәлик романға асасән көп қисимлиқ телевизийә филими ишләш пиланини тәнқидлигән һәмдә униңға җаваб беришни тәләп қилған. Чүнки лю сишин 2019-йил “нйо-йорклуқлар” журнилиниң зияритини қобул қилғанда, хитай һөкүмитиниң уйғурларни рәһимсизләрчә бастурғанлиқини ақлиғаникән.
Кеңәш палата әзалири Netflix ширкитигә язған бирләшмә мәктупида мундақ дегән: “хитай компартийиси уйғур районида қәбиһ җинайәтләрни садир қиливатиду. Әмма ечинишлиқи шуки, көплигән америка ширкәтлири бу җинайәткә актиплиқ яки сүкүт билән маслишип, униң худди нормал иштәк давамлишишиға йол қоюватиду яки буниңдин кәчүрүм сораватиду. Бу қетим лю әпәндиниң әсирини телевизийә тиятири қилип ишләш қарари әнә шу қәбиһ җинайәтни нормал көрситишкә урунғанлиқтур.”
Уйғур һәрикити тәшкилати 3-сентәбир өз тор бетидә ахбарат елан қилип, Netflix ни хитай язғучи лю сишин билән һәмкарлашмаслиққа чақирған һәмдә америка кеңәш палата әзалириға мәктуп сунуп, бу мәсилигә инкас қайтурушқа мураҗиәт қилғаникән. Мәзкур тәшкилатниң башлиқи рошән аббас ханим бу һәқтә тохтилип: “Netflix ширкитиниң хитайни ақлаватқан бир адәм билән һәмкарлишип, 200 милйон долларлиқ филим ишлимәкчи болғинини қобул қилғили болмайду, Netflix бу җинайәткә шерик болмаслиқи керәк,” деди. Андин у бу хәвәрни аңлиғандин кейин дәрһал ахбарат елан қилғанлиқи, арқидин америка кеңәш палата әзалириға бу мәсилини инкас қилғанлиқи вә уларниң буниңға дәрһал җаваб бәргәнликини ейтти.
“әркин мәшәл” торида ейтилишичә, Netflix бу хитай язғучиниң фантазийәлик романини телевизийә филимини ишләшкә “тәхт оюни” намлиқ даңлиқ телевизийә филиминиң синаристи вә филим ишлигүчисини тәклип қилған. Netflix Ниң хитай язғучи лю сишин билән һәмкарлишиши һолливодниңму немишқа ғайәт зор хитай базирини көзләп, хитайниң уйғурларға әшәддий зулум селишиға көз юмғанлиқини чүшәндүрүп беридикән. Дисней ширкитиму йеқинда ишлигән “мулән” намлиқ филимни уйғур районида сүрәткә алғанда хитай һөкүмитигә рәһмәт ейтқан болуп, бу һөкүмәт әмәлдарлири ичидә уйғурларни бастурушқа биваситә қатнашқанларму бар икән.
Лю сишин “ню-йорклуқлар” журнилиниң зияритини қобул қилғанда хитай һөкүмитини көп тәрәптин ақлиған. Мухбир униңдин хитай һөкүмитиниң немишқа милйондин артуқ уйғурни лагерларға қамап қойғанлиқини сориғанда у бу уйғурларниң террорлуқ тәһдити пәйда қилғанлиқини, һөкүмәтниң уларға ярдәм берип уларни намратлиқтин қутулдурмақчи икәнликини ейтқан.
Рошән аббас сөзидә йәнә ғәрбтики әркинлик вә демократийәдин пайдилинип хитай һөкүмитини ашкара яки йошурун қоллайдиған шәхс вә ширкәтләрни сәгәклик билән байқап, уларни тартип чиқип паш қилиш вә уларниң хитай билән һәмкарлишишини тосушниң муһимлиқини, уйғур һәрикити тәшкилатиниң бу қетимлиқ һәрикитиниң әнә шуниң бир қисми икәнликини билдүрди.
Кеңәш палата әзлири йәнә мәктупида бу хил һәмкарлиқниң Netflix ни уйғурларни бастуруш җинайитигә четишлиқ қилип қойидиғанлиқини ейтқан һәмдә Netflix ниң лю сишинниң хитай һөкүмитини махтайдиған башқа сөзлириниң бар-йоқлуқидин хәвири бар-йоқлуқини сориған. Улар мәктупида мундақ язған: “америка дөләт мәҗлиси уйғурларға йүргүзүлүватқан системилиқ қирғинчилиқ җинайити тоғрулуқ әстайидил ойлиниватқан бу мәзгилдә биз Netflix ниң хитай компартийәсиниң хәтәрлик тәшвиқатчиси болған бир адәм билән сода қилмақчи болғиниға күчлүк диққәт қиливатимиз. Уйғур районида қәбиһ җинайәтләр йүз бериватқанда бу йәрдә ширкәтләрниң хушаллиқ билән һәмкарлишиш мәсилиси йоқ, бәлки җинайәткә шерик болуш мәсилиси бар.”
Америка кеңәш палата әзаси марко робийо 23-сентәбир өзиниң тивиттер һесабида бу мәсилә тоғрилиқ көз қаришини баян қилип: “Netflix ширкити хитай язғучи лю сишинниң әсәрлирини тонутуш үчүн хәлқаралиқ сәһнә һазирлап бәргән. Һалбуки, лю сишин хитайниң кишилик һоқуққа еғир таҗавуз қилғанлиқини ашкара қоллиған бири,” дегән.
“ахирқи чәк” (deadline.com) Ториниң 25-сентәбир хәвәр қилишичә, Netflix ширкити юқириқи бәш сенаторниң тәнқидини чирайлиқчә, әмма ениқ рәт қилған. Бу ширкәт уларға язған җаваб хетидә мундақ дегән: “алди билән шуни билдүрүшимиз керәкки, Netflix ширкити хитайға һечқандақ мулазимәт қилмайду. Лю әпәнди у әсәрниң аптори болсиму, сенарийә аптори әмәс. Лю әпәндиниң гәплири Netflix ниң қариши яки филим ишлигүчиниң қаришини әкс әттүрмәйду, йәнә келип униң гәплири бу филимниң вәқәлики яки темиси билән мунасивәтсиз. Биз униң китаби яки бу филим билән алақиси болмиған пикирлиригә қошулмаймиз.”
Netflix Ширкити 1997-йили қурулған болуп, торда көп хил тилда филим тарқитиш вә филим ишләш билән шуғуллинидикән. 2020-Йил бу ширкәтниң дуня миқясидики абонти 193 милйонға йәткән болуп, америкадила 73 милйон абонти бар икән. Әмма хитайда бу ширкәтниң мулазимити чәкләнгән болуп, Netflix ширкити бу қетим сенаторларниң тәнқидини рәт қилишта бу нуқтини алаһидә тилға алған.