Б д т ниң ню-йорктики баш шитаби алдида хитай һөкүмитигә қарши намайиш елип берилди

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.09.21
uaa-newyork-namayish-2023 Америка уйғур бирләшмиси бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорк шәһиридики баш шитабиниң алдида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқиға қарши наразилиқ намайиши өткүзүватқан көрүнүш, 2023-йили 21-сентәбир, ню-йорк
X/@Uyghur_American

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң ню-йорк шәһиридики баш шитабида ечиливатқан 78-нөвәтлик йиллиқ омуми йиғини 19-сентәбир күнидин 26-сентәбиргичә давамлишидиған болуп, хитай һөкүмитигә вакалитән хитайниң муавин дөләт рәиси хән җең мәзкур йиғинға қатнашқан.

21-Сентәбир күни америка уйғур бирләшмиси бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорк шәһиридики баш шитабиниң алдида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқиға қарши наразилиқ намайиши тәшкиллигән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим, нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилди. Униң ейтишичә, бу қетим йеғин ечиливатқан б д т баш шитаби әтрапидики бихәтәрлик тәдбирлири алаһидә қаттиқ болуп, улар б д т бинасиниң алдида турушқа рухсәт қилинмиған. Шундақ болсиму, намайиш үчүн топланған уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хадимлири, тибәт вә башқа уйғурларни қоллайдиған тәшкилатларниң әзалири б д т бинасиниң қарши тәрипидики йолда туруп, “уйғур ирқий қирғинчлиқини тохтат”, “б д т, хитайниң җавабкарлиқини сүрүш қил!” дегән шоарларни товлап, намайишни давам қилған.

Бирләшмә агентлиқниң б д т 78-нөвәтлик йиллиқ омумий йиғини һәққидики хәвиригә қариғанда, хитайниң муавин рәиси хән җең йиғин җәрянида б д т баш катипи антонйо гуттерес вә америка ташқий ишлар министири антони билинкен билән айрим-айрим учрашқан.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими зубәйрә шәмсидин ханим радийомизға сөз қилип, хитай һөкүмити уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан мушундақ бир мәзгилдә уларниң йәнә б д т дәк муһим бир орунда өзиниң тәшвиқатини қиливатқанлиқини әйиблиди. У, йәнә б д т ниң һечболмиғанда хитай әмәлдарлиридин өзлири елан қилған уйғурлар һәққидики доклатниң сүрүштисини қилиши керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.