Ню-йорк вә аделайд шәһәрлиридә қирғинчилиққа қарши намайиш уюштурулди
2021.02.21

20-Феврал австралийәниң аделайд шәһиридә хитай уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиққа қарши намайиш уюштурулған. Намайишни австралийә шәрқий түркистан җәмийити билән “демократийәни мудапиә қилиш” тәшкилати бирликтә тәшкиллигән болуп, намайишқа бир қисим йәрлик парламент әзалириму қатнашқан вә сөз қилған.
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмшидин ханимниң билдүрүшичә, бу австралийә сиясийонлириниң тунҗи қетим уйғурлар тәшкиллигән намайишқа өзлири биваситә қатниши болуп һесаблинидикән.
Униңдин башқа, 20-феврал уйғур америка академийәсиниң орунлаштуруши билән ню-йорк шәһәрдә “аиләм нәдә” һәрикитигә аваз қошуп намайиш өткүзүлди.

“аиләм нәдә” һәрикити түркийәдә башланған болуп, өткән бир нәччә айдин буян түркийәниң истанбул вә әнқәрә шәһәрлиридики хитай әлчиханилири вә муһим саяһәт орунлирида давам қилип келиватқан иди.

Намайиш ню-йорк вақти саәт 1 дә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йоркта турушлуқ баш штаби алдида башланған. Кейин у йәрдин хиралд мәйданиға йөткәлгән вә әң ахирда дәвр мәйданида чүштин кийин саәт үч йеримиғичә давам қилған.
Ню-йорктики уйғур зиялийси мәмтимин дохтурниң радийомизға билдүрүшичә, намайиш җәрянида “уйғурларға әркинлик”, “ирқий қирғинчилиқ тохтитилсун”, “лагерлар тақалсун” дегәндәк шоарлар товланған вә тәшвиқат материяллири тарқитилған.