25 яшлиқ нигарә абдушүкүрниң кесивеитилгәнлики дәлилләнди, йеңиһаят түрмисидә икәнлики илгири сүрүлмәктә
2020.02.27

Бу йилниң бешида иҗтимаий таратқуларда ғулҗадики лагерда тутуп турулуватқан 25 яшлиқ нигарә абдушүкүр билән аниси мәрһабаниң 19 йиллиқтин кесиветилгәнлики һәққидә уларниң чәтәлдики аилә тавабиатлири тәрипидин 4 хил тилда гуваһлиқ баянати елан қилинған иди. Мухбиримизниң икки айдин артуқ елип барған ениқлашлири давамида нигарә вә анисиниң кесиветилгәнлики дәлилләнди. Нөвәттә мәһбус нигарә абдушүкүрниң ғулҗа шәһәридики йеңиһаят түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Түркийәдә оқуватқан оқуғучи зөһрә абдумеҗитниң уйғурчә, түркчә, ингилизчә вә әрәбчә 4 хил тилда бәргән гуваһлиқ баянатида дейилишичә, 25 яшлиқ нәврә ачиси нигарә абдушүкүр билән 53 яшлиқ чоңаписи мәрһаба 2017 -йили28 -ноябирда тутқун қилинған вә лагерға әкитилгән. Улар 2018 -йилниң ахири 19 йиллиқтин кесиветилгән. Баянаттин мәлум болушичә, нигарә вә аниси ғулҗа шәһиридики дөңмәһәллигә нопуслуқ икән.
Биз ғулҗа шәһәрлик әдлийә идариси тәминлигән телефон номурлириға асасән дөмәһәллидики мәлум бир аһалиләр райони сақчи хадимидин мәлумат соридуқ. Бу хадим өзи мәсул болған тәвәликтә 19 йиллиқтин кесилгән бу хил кимликтики кишиләрниң йоқ икәнликини ейтти.
Нигарә абдушүкүр вә аниси мәрһаба һәққидә иҗтимаий таратқуларда йеқинқи икки айда көп қетимлап учурлар тарқалған вә гуваһлиқ баянатлири берилгән. Нигарәниң германийәдики уруқ-туғқанлиридин гүлзирә ташмәмәтниң фейсбукида баян қилинишичә, нигарә шинҗаң педагогика ониверситетини2017 -йили7 -айда пүттүргән. Ана тилидин башқа хитайчә вә ингилизчиниму пухта билгән нигарә абдушүкүр иш күтүп турған мәзгилидә аталмиш “кәспий тәрбийә” гә елип кетилгән.
Телефонимизни қобул қилған ғулҗа шәһиридики йәнә бир сақчи хадимиму өзи билидиған тутқунлар тизимликидә нигарә абдушүкүр вә мәрһаба исимлик кишиләрниң йоқлуқини баян қилди. Гүлзирә ташмәмәтниң фейсбук вә тивиттердики язма баянатлирида нигарә абдушүкүрниң дадиси абдушүкүр мәһәммәтниң ғулҗа шәһиридики ронақ тапқан тиҗарәтчиләрдин бири икәнлики, униң бәлгилик дәриҗидә муқим мүлүк саһиби икәнлики, шуңа бу аилә әзалириниң хитайниң “кәспий тәрбийә” ләшлиригә еһтияҗи йоқлуқи әскәртилгән.
Гүлзирәниң юртидики тонушлиридин аңлиғанлириға асасән пәрәз қилишичә, нигарә германийәдики акиси билән телефонда сөзләшкәнлики, аниси мәрһаба болса 2015 -йили түркийәгә икки һәптилик саяһәткә кәлгәнлики үчүн тутқун қилинған икән. Телефонимизни қобул қилған бир сақчихана башлиқи нигарә билән мәрһабаниң кесилгән муддити вә сәвәби һәққидики соалимизға җавап беришни рәт қилиш давамида у иккисиниң кесилип болғанлиқини дәлиллиди. Әмма қанчә йиллиқ кесилгәнлики һәққидә, юқури дәриҗилик хадиғлардин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди.
Телефон зиярәтлиримиз давамида дөңмәһәллидики аһалиләрдин бири нигарә абдушүкүрниң нөвәттә йеңиһаят түрмисидә икәнлик еһтималиқини оттуриға қойди. Телефонимизни қобул қилған бир әдлийә хадими тизимликкә қарап чиққандин кейин нигарә абдушүкүрниң йеңиһаят түрмисидә болуш еһтималлиқини тәкитлиди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқириқи ениқлашлиримиздин нигарә абдушүкүр вә аниси мәрһабаниң кесиветилгәнлики дәлилләнди. Әмма 19 йиллиқтин кесилгәнлики техи дәлилләнмиди.