Уйғур яшлириниң нөвәттә туруш паалийити түркийәдики өктичи партийәләрниң қоллишиға еришти
2021.02.05
Лагер қурбанлири йеқинлириниң истанбулда башлинип, әнқәрәдә давамлишиватқан нөвәттә туруш паалийити түркийәдики сиясий партийиләрниң қоллишиға еришмәктә.
Әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң алдида башланған нөвәттә туруш паалийити 5-феврал күни 3-күнигә қәдәм қойди. Хитай әлчиханисиниң әтрапидики йоллар бихәтәрлик тармақлири тәрипидин қамал қилинған болуп, лагер қурбанлири йеқинлири сақчилар бәлгиләп бәргән орунда паалийитини давамлаштурди. Истанбулда хитай консолиниң алдидиму нөвәттә туруш паалийити қайтидин башланған болуп, нөвәттә түркийәдики хитайниң икки дипломатийә оргининиң алдида лагер қурбанлири йеқинлириниң паалийити давамлашмақта.
Паалийәткә “ийи” партийәсиниң истанбул милләт вәкили явуз аер алиоғли, хәлқләрниң демократик партийәсиниң коҗаәли милләт вәкили өмәр фаруқ гәргәрли оғли вә саадәт партийисиниң коня милләт вәкили абдулқадир қарадуман қәдәм тәшрип қилди вә баянат елан қилди.
Явуз аер алиоғли әпәнди түркийә җумһур рәисигә хитаб қилип мундақ деди:
“түрк миллитиниң һәр вақит шәрқи түркистандики қериндашлириниң йенида икәнликини җакарлаш бизниң қериндашлиқ вәзипимиз. Фирансийәгә, әнглийәгә, русийәгә даим авазини көтүрүп гәп қиливатқан һөрмәтлик җумһур рәисигә хитайға бу нидаларни аңлиши үчүн етираз билдүрүш яришиду. Биз зулумға учриғанларниң, һечкими болмиғанларниң йенида туруватимиз дәватқан биригә, зулумға учраватқан уйғурлар үчүн хитайға қарап қериндашлиримға зулум қилма дейиш яришиду.”
Саадәт партийәсиниң коня милләт вәкили абдулқадир карадуман мундақ деди:
“хитай пәқәт шәрқи түркистанлиқларниң иззити вә шәрипи билән әмәс, пәқәт мусулманларниң шәрипи билән әмәс, пүтүн инсанийәтниң шәрипи вә иззити билән ойнишиватиду. Хитай билән яхши мунасивәт қуруш үчүн тиришиватимиз дәпла йүз бериватқан зулум вә залимниң қанунийлиқини етирап қилишимиз мумкин әмәс.”
Түркийә һөкүмәт бешидики партийәләрдин ақ партийә вә милләтчи һәрикәт партийәсиниң уйғур мәсилисидә давамлиқ сүкүт қилиши өктичи партийәләрниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта. Көзәткүчиләрниң қаришичә, өктичиләрниң уйғур мәсилисидики наразилиқиниң күчийиши һөкүмәт бешидики сиясий гуруппиларни уйғур мәсилисидә ипадә билдүрүшкә мәҗбурлимақта икән.
Зияритимизни қобул қилған нидә унивирситетиниң доктиранти турсунҗан абләт түркийәдики өктичи партийәләрниң уйғур мәсилисидики позитсийәсиниң кәскин болуши һөкүмәт бешидики сиясийонларни уйғурларға йүргүзүлүватқан етник қирғинчилиққа ипадә билдүрүшкә мәҗбурлайдиғанлиқини тәкитләп өтти.
Паалийәтчиләр дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаитини өзлири турушлуқ дөләттики хитай әлчиханилири вә консулханилириниң алдида нөвәттә туруш паалийитини кәң қанат яйдурушқа чақириқ қилмақта. Уйғур академәйисиниң иҗраийә рәиси абдулһәмит қарахан әпәндим уйғур зиялийлирини дуняниң һәрқайси җайлиридики нөвәттә туруш паалийәтлиригә йетәкчилик қилишқа чақирди.
-18Декабирдин етибарән давамлишиватқан нөвәттә туруш паалийити түркийәдә вә дуняда зор тәсир қозғаватқан болуп, көзәткүчиләрниң қаришичә, биваситә хитай дипломатийә органлириға қаритилған паалийәтниң көләмлишип, пүтүн дуняға омумлишиши күчлүк җамаәт пикри һасил қилишта интайин зор әһмийәткә игә икән.