“чирай тонуш техникиси қандақ қилип хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләрни нишанлишиға йол ечип бәрди”

Мухбиримиз ирадә
2022.12.13
Хитай юқири техникилиқ ширкәтлириниң уйғурларниң йүзини тонуп назарәт қилиши Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә беғишлап ишләнгән картон.
Yettesu

Америкадики нопузлуқ ахбарат васитилиридин болған дөләтлик аммиви радийоси (NPR) ниң 9-декабир күнидики мәхсус аңлитишида чирай тонуш техникиси вә униң инсанийәткә көрситидиған тәсири һәққидә программа тарқитилған. “чирай тонуш техникиси қандақ қилип хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләрни нишанлишиға йол ечип бәрди” дәп мавзу қоюлған бу программида бу саһәдә издәнгән, тәкшүргүчи журналист вә бинакар әлисон киллиң зиярәт қилинған.

Әлисон киллиң вә униң хизмәтдашлири 2021-йили сүний һәмраһ тәсвири вә бинакарлиқ техникисидин пайдилинип, уйғур елидики лагерлар системисини тәкшүрүп елан қилған кәң көләмлик доклати сәвәбидин хәлқаралиқ пулитзер мукапатиға еришкәниди. У йәнә йеқинда хәлқарадики нопузлуқ мунбәрләрдин болған “Talks TED” йәни “техника, көңүл ечиш, лайиһиләш нутуқлири” намлиқ мунбәрдиму чирай тонуш техникисигә охшайдиған юқири пән-техникилиқ назарәт системисиниң ярдими билән лагирларға қамалған уйғурлар вә бу лагерларниң орнини байқаш җәрянини тонуштуруп нутуқ сөзлигән болуп, дөләтлик аммиви радийоси униң бу нутуқидики муһим мәзмунларни өз программисида тонуштурған.

Әлисон киллиң “TED TALKS” та қилған сөзидә өзиниң америкалиқ журналист мега раҗагопалан билән тонушқандин кейин уйғур диярида йүз бериватқанларни болупму аз дегәндә бир милйондин артуқ адәм солап қоюлған лагерларни ениқлаш ишиға киришкәнликини баян қилған. Униң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң учурни қаттиқ қамал қилип, журналистларниң хизмитини барлиқ амалларни ишқа селип чәклиши һәм шундақла уйғур елиниң наһайити бипаян кәң земин болушидәк амиллар лагерларниң орнини ениқлашқа қийинчилиқ туғдурған болсиму, бирақ сүний һәмраһ көрүнүшлири уларниң бу қийинчилиқини һәл қилған. У мундақ дегән:

“сүний һәмраһ арқилиқ тартилған сүрәт хитай һөкүмити контрол қилалмайдиған учур мәнбәси болуп, бу сүний һәмраһлар вә улар тартқан сүрәтләр америка вә явропа тәшкилатлириға тәвә. Әмма шундақтиму бунчә көп сүний һәмраһ көрүнүшлири арисида издинишни қәйәрдин башлаш керәк, дегән бир соал пәйда болди. Шундақ бир мәзгилдә мән гугул коча сүрәтлири епиниң хитайдики тәңдаш епи болған бәйду омумий көрүнүш епидә йүз бәргән ғәлитә бир әһвални аңлидим. Фотограф җонатан бровниң (Jonathan Browning) хитайдики санаәт райониға охшап кетидиған орунларниң имарәт вә әслиһәлириниң бәйдудики йәр йүзи сүрәтлириниң наһайити тутуқлуқини байқиған. Бу толиму ғәлитә әһвал шундақ әмәсму? шуниң билән мән әгәр хитай өлкилиридики санаәт орунлириниң сүний һәмраһтики көрүнүшлири бундақ ғувалаштурулған болса, у һалда шинҗаңдики лагерларниң орниниң сүний һәмраһтики көрүнүшлиригиму хитайниң охшаш усул қолланған болуши мумкинликини пәрәз қилдим. Шуниң билән илгири районни зиярәт қилған мухбирлар барған лагерларниң орнини сүний һәһраһ көрүнүшлиридин издәшкә башлидим. . . . Дәрвәқә, ғәлитә иш йүз бәрди. Лагерларниң орни бар йәрләрниң йәр йүзи сүрәтлирини чоңайтқинимда сөрәт үстидә дәрһал сус күлрәң мәйдан пәйда болувалди. . . Йәнә охшаш иш башқа бир лагер орниниң сүритидиму йүз бәрди. Шуниң билән мән лагерларниң орнини мана бу усул билән тапалайдиғанлиқимни һес қилдим”.

Әлисон киллиңниң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң лагерларниң орнини сүний һәмраһ көрүнүшлиридин йошуруш үчүн қилған бу амали дәл әксичә үнүм берип, лагерларниң орнини пәрқләндүридиған қоралға айлинип қалған.

Әлисон киллиң улар бу орунлардики көрүнүшләргә қоюп қоюлған “ниқаб” ни йиртиш үчүн юмшақ детал инженери киристо бушек билән һәмкарлашқан. Нәтиҗидә җәмий 348 лагер вә түрмигә охшайдиған орунни тепип чиққан. У йәнә мундақ дегән:

“бизниң мөлчәримизчә, бу әслиһәләр бир милйондин артуқ адәмни сиғдуралайду. Бу шинҗаңда һәр 25 адәмдин бирини тутуп турушқа йетәрлик орун бар дегәнлик. Лагердин чиққан нурғун сабиқ мәһбуслар лагирларниң интайин қистаңлиқини тәсвирләйду, униңдин қариғанда бу сан әмәлийәттә техиму көп болуши мумкин”.

Әлисон киллиң нутқида йәнә, ютуб торида “гуаңгуән” дегән нам билән тонулған бир хитай ютуберниң(ютуб паалийәтчиси )өзлири чиқарған лагер хәритисигә асасән лагерларни тепип берип сүрәткә тартқанлиқи, у тартқан көрүнүшләрниңму өзлири ениқлиған лагер орунлириниң һәқиқәтәнму тоғрилиқини дәлилләштә зор рол ойниғанлиқини әскәртип өтти.

Әлисон киллиң аммиви радиониң мәхсус программисииға қилған сөзидә өзлири юқириқидәк усул билән бу лагерларни ениқлап чиқип, уни дуняға елан қилғандин кейин хитай һөкүмитиниң инкас қайтуруп: “бу орунлар һәқиқәтән мәвҗут әмма улар дегән кәспий тәрбийәләш орни, кишиләр бу йәрдә маһарәт өгиниду” дегәнни илгири сүргәнликини, бирақ буниң ялғанлиқини ейтти. У б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи елан қилған доклатта бу җаза лагерлирида болуватқанларниң бирму-бир баян қилиниш билән биргә “шинҗаңда йүз бериватқанлар бу әсирдики әң еғир кишилик һоқуқ кризиси болуши мумкин” дейилгәнликини әскәртти.

Дөләтлик аммиви радийоси программисида йәнә әлисон киллиңдин сүний һәмраһ көрүнүшлири арқилиқ байқалған бу мәлуматларниң немә ишқа ярайдиғанлиқини сориған. Әллисон киллиң буниңға җавабән лагерларниң спатлиниши нәтиҗисидә бир қисим хитай әмәлдарлириға җаза тәдбири қоюлғанлиқи, уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни чиққанлиқини, буларниң һазирғичә елинған әң чоң қәдәмликини әскәртти.

Әлисон киллиң “тед нутуқлири” дики сөзидиму сүний һәмраһ көрүнүшлири, сүрәтләр вә син қатарлиқ очуқ мәнбәләр арқилиқ хитай һөкүмитиниң районда йүз бериватқан ишлар тоғрисидики тәшвиқатлириниң ялғанлиқиниң испатланғанлиқини әскәрткән вә нутқини мундақ дәп аяғлаштурған: “иҗтимаий таратқулардики санлиқ мәлуматлар вә сүний һәмраһ арқилиқ тартилған сүрәтләр арқилиқ биз кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини илгири мумкин болмиған усул арқилиқ испатлиялаймиз, пакитлирини тәминлийәләймиз. Биз йүз бәргән вәқәләрниң көлимини көрситиш үчүн ялғуз кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң айрим әһваллириға қараштин һалқип кетәләймиз. Биз зиянкәшликкә учриғучиларниң гуваһлиқлирини техиму образлиқ һалда испатлап берәләймиз. Сиясәт бәлгилигүчиләргә йүз бериватқанлар һәққидә техиму әтраплиқ мәлумат берәләймиз вә сотта оттуриға қойғудәк тәпсилий дәлил-испатлар билән тәминлийәләймиз. Биз очуқ кодлуқ санлиқ мәлуматлар арқилиқ җинайәтчиләрни җавабкарлиққа тартидиған вә һәтта хәлқарани һәрикәткә кәлтүрүш үчүн зөрүр болған дәлил-испатларни тәминләп берәләймиз”.

“техника, көңүл ечиш, лайиһиләш параңлири” йәни қисқартилма исми “Talks TED” болған бу йиллиқ программа америка вә канадани мәркәз қилған, мустәқил пайда алмайдиған ахбарат тәшкилати “TED Conferences” тәрипидин уюштурулидикән. Мәзкур программида илим-пән, тиҗарәт, сода вә дунядики муһим мәсилиләрдин ибарәт барлиқ темиларда нутуқ сөзлинидиған болуп, интайин нопузлуқ пән-техника йиғилишлириниң бири болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.