Атақлиқ нахшичи вә хәлқ артиси нурбүви мәмәтова алмутада аләмдин өтти

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2025.02.12
Nurbuwi-memetowa-06 Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова
RFA/Oyghan

10-Феврал күни алмутада қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова 89 йешида аләмдин өтти. Мәрһумниң җиназа намизи шу күни алмута шәһириниң көктем райониға җайлашқан өйидә оқулди, униңға мәрһумниң кәсипдашлири, уруқ-туғқанлири, сәнәт һәвәскарлири вә юрт-җамаәт қатнашти.

Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова кәспдашлири билән биллә. 2022-Йили, алмута
Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова кәспдашлири билән биллә. 2022-Йили, алмута
RFA/Oyghan

Нурбүви мәмәтова кичик чағлирида уйғур елидин сабиқ совет иттипақиға көчүп чиққан болуп, узун йиллар һазирқи қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур музика-комедийә тиятирида ишләп, һөрмәт билән дәм елишқа чиққан иди. У өз хәлқниң йүксәк һөрмитигә сазавәр болған вә хәлқ сөйгән сәнәткардур. Нурбүви мәмәтова асасән уйғур хәлқ нахшилирини орундаш билән хәлқ арисида даң чиқарған.

Мәрһумниң җиназа намизида сөзгә чиққанлар нурбүви мәмәтованиң таланти, уйғур миллий сәнитиниң раваҗлинишиға қошқан төһписи, инсаний хисләтлири һәққидә сөзләп өтти. Униң вапатиниң пәқәт уйғур сәнити үчүнла әмәс, бәлки сәнәт саһәси үчүнму чоң йоқитиш болғанлиқини баян қилди.

Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова
Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова
RFA/Oyghan

Уйғур тиятириниң тонулған артиси алимҗан әйсайеф сөз елип мундақ деди: “хәлқимиз һәқиқәтән нурбүвидәк булбуллири билән мәғрурлиниду. У пүткүл һаятини сәнитимизгә беғишлиған иди. Пәқәт өзила әмәс, зәйнуллам ака башлиқ пүткүл аилиси билән балилирини, нәврилирини һәқиқий сәнәткар қилип тәрбийәләп қатариға қошти. Демәк, уларниң һаяти түгигини йоқ, бәлки давамлишиватиду. Өзиниң бир өмүрлүк әмгики арқилиқ миллий сәнитимизни вә хәлқимизни дуняға тонуштурған бу һәдимизгә чәксиз һөрмитимизни билдүримиз, аилисигә сәбир тиләймиз”.

Қазақистандики тонулған тиҗарәтчиләрдин әхмәтҗан шәрдиноф билән дилмурат қузийефларму сөз қилип, нурбүви мәмәтованиң қазақистанла әмәс, бәлки қошна дөләтләрдиму наминиң мәшһур болғанлиқини, чоң яштикиләр болсун, яшлар болсун, униң нахшилирини сөйүп тиңшайдиғанлиқини билдүрди.

Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова
Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова
RFA/Oyghan

Нурбүви мәмәтова 1936-йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә дуняға кәлгән. У кичикидинла сәнәткә иштияқ бағлап, 16 йешида кәспий сәһнидики паалийитини башлиған. Нурбүви мәмәтова 1958-йили аилиси билән совет иттипақиға, йәни қазақистанға көчүп чиққан. У көп вақит өтмәйла уйғур тиятириға хизмәткә қобул қилинип, сәнәт һаятини давамлаштурған. Нурбүви мәмәтова пәқәт уста бир нахшичи болупла қалмастин, сәһнә әсәрлириниң һәр хил жанирлирида устилиқ билән рол елип, тиятир саһәсидиму тонулған. Йәни “ғериб-сәнәм” дирамисида айим мәликә, “қәшқәр қизида” йәңгә, “анархан” да қушнач вә башқиму әсәрләрдә ойниған роллири билән хәлқ арисида тонулған.

Радийомиз зияритини қобул қилған уйғур тиятири қармиқидики “нава” фолклор ансамбилиниң бәдиий рәһбири ниязҗан турсуноф әпәнди қазақистан уйғур сәнитиниң еғир җудалиққа учриғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “нурбүви һәдә пүткүл һаятини сәнәткә, уйғур тиятириға беғишлиған һәдилиримизниң бири. Мән һәдимиз билән 45 йил мабәйнидә биллә ишләшкә муйәссәр боптимән. Мән шуниң билән пәхирлинимән. У мени тәрбийәләп йетиштүргән иди. Келәчәктә мушу ‛нава‚ ансамбилиға рәһбәр болисән дәп мени үмидләндүргән иди. Зәйнулла ака иккиси маңа көп мәслиһәтләрни бәргән иди. Шуниң арқисида мән ‛нава‚ ансамбилиниң рәһбири болуп, хели йиллардин буян ишләватимән. Нурбүви һәдиниң орни алаһидә. Нурбүви һәдә һәр бир нахшини бар вуҗуди билән, өзиниң ишқи билән орундайтти. Биз сазәндиләр шуниңға берилип чалаттуқ”.

Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова кәсипдиши ниязҗан турсуноф билән биллә. 2022-Йили, алмута
Қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ нахшичи нурбүви мәмәтова кәсипдиши ниязҗан турсуноф билән биллә. 2022-Йили, алмута
RFA/Oyghan

Ниязжан турсуноф йәнә мундақ деди: “мәсилән, феврал вә март айлирида биз түркмәнистанға кетәттуқ. Бир нурбүви һәдә өзи бир консертни елип маңатти. Һәр хил милләтләрниң нахшилирини орундайтти. Түркмәнчә нахшиларни ейтқанда түркмәнләр орунлиридин туруп, чавак челип кетәтти. Һелиму есимдә, 1984-йили биз қуддус ғоҗамярофниң рәһбәрликидә пакистанда зиярәттә болдуқ. Шу пәйттә пакистанниң пирезиденти зияул хәқ нурбүви һәдә нахша ейтқанда орнидин туруп, чавак чалған иди. Бир гүлдәстә елип чиқип, ичигә исми йезилған қәғизини селип бәргән иди. Шу йәрдә у: ‛мән һаятимда биринчи қетим шундақ авазни аңлаватимән. Немә дегән йеқимлиқ, адәмгә илһам беридиған аваз бу‚ дәп, зор һөрмәт көрсәткән иди. Вәтинимиз шәрқий түркистанда болған сәпәрдиму нурбүви һәдигә болған һөрмәт, хәлқниң алқиши интайин чоң болған иди. Һәр бир мәмликәткә барғанда нурбүви һәдә ейтқан нахшилардин хәлқ интайин рази болатти”.

Нурбүви мәмәтова “нава” ансамбилиниң баш нахшичиси сүпитидә оттура асия җумһурийәтлиридә, русийә, пакистан, португалийә, уйғур ели қатарлиқ әлләрдә иҗадий сәпәрләрдә болған. У қазақ, қирғиз, өзбек, таҗик, түркмән, қарақалпақ, һинди, корейә, молдаван хәлқлириниң нахшилириниму ейтип, чоң һөрмәт қазанған. Болупму униң иҗрасидики “анамға”, “ишқиңда”, “гүлайим”, “пирақиңда” қатарлиқ көплигән нахшилири уйғур хәлқиниң надир нахшилириға айланған.

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистанда хизмәт көрсәткән сәнәт әрбаби, уйғур тиятириниң артиси нуралим варисоф әпәнди нурбүви мәмәтованиң 80 йиллиқиға беғишланған мурасимдики чоң консертқа қатнашқанлиқини әсләп өтти. У мәрһум сәнәткар нурбүви мәмәтованиң нахшилирида иҗадийлиқ, миллийлик вә хәлқ нахшилириға хас бәдиий пурақниң интайин юқирилиқини, шуңиму униң хәлқимиз яқтурған вә сөйгән сәнәткарға айланғанлиқини тәкитләп өтти, шундақла униңға юқири баһа бәрди.

Нуралим варисоф, нурбүви мәмәтованиң сәһнә әсәрлиридиму, рол алған кинолардиму өзини талантлиқ артис сүпитидә көрсәткәнликини, өзиниң униңдин көплигән яхши мәслиһәтлирини алғанлиқини тәкитлиди.

Игилишимизчә, нурбүви мәмәтованиң әмгики қазақистан һөкүмити тәрипидин юқири баһалинип, бир нәччә қетим пәхрий ярлиқлар вә медаллар билән тәқдирләнгән. У 1971-йили “қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артиси”, 1984-йили “қазақистан җумһурийитиниң хәлқ артиси” намлириға муйәссәр болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.