Язғучи нурмуһәммәт тохтиниң канададики қизи: “дадам әркинлик күйчиси иди”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.06.14
Nurmemet-Toxti-3.jpg Язғучи нурмуһәммәт тохти рәпиқиси вә қизи зоригүл нурмуһәммәт билән биргә.
Photo: RFA

Язғучи нурмуһәммәт тохтиниң өлүми һәққидики хәвиримиз елан қилинғандин кейин мәрһумниң муһаҗирәттики сәпдашлиридин бири радийомизға учур йоллап, язғучи нурмуһәммәт тохтиниң тутқун қилиниш сәвәблиридин бири униң 2015‏-йилидики канада саяһити вә бу һәқтә “бағдаш” торида елан қилған саяһәт хатириси икәнликини илгири сүрди. Мәрһумниң канадада яшаватқан қизи зоригүл нурмуһәммәтму бу еһтималлиқни чәткә қақмиди. У дадисиниң һаяти бойи һөрлүккә интилип яшиған вә иҗадийәт билән шуғулланған бир әркинлик күйчиси икәнликини баян қилди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәлум болушичә, хотәндә лагердин қоюп берилип бир айдин кейин һаятидин айрилған язғучи нурмәмәт тохти 2015 ‏-йили туғқан йоқлаш визиси билән канадада саяһәттә болған. Бу җәрянда у уйғур районидики “бағдаш” торида бир саяһәт хатириси елан қилған. Мәрһумниң муһаҗирәттики қәләмдашлиридин бири хотәндин васитилик йоллар билән аңлиған учурлириға асасән мәрһумниң тутулуш сәвәблири һәққидә мәлумат бәрди. Униң дейишичә, уйғур районида алдинқи йили нәшрият саһәсигә қарита елип берилған сиясий тәкшүрүштә униң бирқанчә китаби “мәсилилик китаблар” тизимликигә киргүзүлгән. Хотәндики алақидар хадимлар бу һәқтә мәлумат беришни рәт қилди. Мәрһумниң мәзкур қәләмдишиниң йәнә дейишичә, униң 2015‏-йилидики канада саяһити вә бу һәқтә “бағдаш” торида елан қилған саяһәт хатириси униң өлүмидин аввалқи лагерға тутулушиға сәвәб болған амилларниң бири болған икән. Мәрһумниң канадада яшаватқан қизи зоригүл нурмуһәммәтму бу еһтималлиқни чәткә қақмиди. У дадисиниң өлүмини әң аввал иҗтимаий таратқулардин, андин хотәндики аилисидин уққанлиқини баян қилди. У йәнә райондики сиясий вәзийәт сәвәблик аилисидин аңлиғанлириниңму тоғрилиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини ейтти. Хотәндики алақидар хадимлар мәрһумниң тутулуш сәвәби һәққидиму мәлумат бәрмиди. 

Мәрһумниң мәзкур қәләмдишиниң хотәндин аңлиғанлириға асасән йәнә баян қилишичә, әслидә 15 йиллиқтин артуқ кесилиши мумкин болған нурмуһәммәт тохти тутқундики мәзгилидә кесили пәвқуладдә еғирлишип кәткәнлики үчүнла амалсиз аилисигә қоюп берилгән. Мәрһумниң қизи бу еһтималлиқниму чәткә қақмиди. Униң дейишичә, мәрһум пәрзәнтлирини тәрбийиләш давамида милләтниң тәқдири билән аиливи бәхт-саадәтниң мунасивитини көп тәкитлигән вә өзиниң миллий азадлиқ, кишилик әркинлик һәққидики интилиш вә арзу-арманлирини бәзидә очуқ вә бәзидә йепиқ шәкилдә пәрзәнтлири вә уруқ-туғқанлириға сиңдүрүп маңған. У дадисиниң һөрлүккә тәшна қәлбиниң униң иҗадий һаятидиму рошән әкс етидиғанлиқини баян қилди вә бу һәқтә мәрһумниң “бойнақ” намлиқ һекайисидин нәқилләр кәлтүрди.

Зоригүл сөзиниң ахирида буниңдин кейин өзи вә аилисиниң муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитигә техиму актип қатнишиш арқилиқ миллий азадлиқ һәсритидә аләмдин өткән дадисиниң роһини әмин қилидиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.