Нури түркәл: “мениң комиссарлиқ хизмитим болсун вә яки һазирқи рәислик хизмитим болсун һәммиси асаслиқ уйғурларниң хизмитини қилишни мәркәз қилған”
2022.06.22
2022-Йили 21-июн күни америка хәлқара диний әркинлик комитети нөвәттә муавин рәислик вәзиписини өтәватқан нури түркәл әпәндиниң 21-июндин башлап рәсмий һалда америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң 2022-2023-йиллиқ рәислик вәзиписини өтәйдиғанлиқини елан қилди.
Нури түркәл әпәнди 2020-йили майда авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханим тәрипидин америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссарлиққа тәйинләнгән тунҗи уйғур америкалиқ болуп, у 2021-йили 15-июн күни америка хәлқара диний әркинлик комитети муавин рәисликигә тәйинләнгән вә 2022-йили майда қайта тәйинләнгәниди.
У йәнә “дәвр” журнили тәрипидин 2020-йиллиқ “дунядики тәсири күчлүк 100 шәхс” ниң бири, “байлиқ” журнили тәрипидин “2021-йиллиқ дунядики тәсири әң күчлүк 50 рәһбәр” ниң бири болуп баһаланған. Американиң индиана штатиға җайлашқан нотердам университетиниң қанун институтиму 2021-йили 28-июн күни тунҗи қетимлиқ “нотердам диний әркинлик мукапати”ни әйни вақиттики сабиқ америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нури түркәлгә тәқдим қилғаниди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл әпәнди адвокат, ташқи сиясәт мутәхәссиси, кишилик һоқуқни тәшәббус қилғучи. У уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) мудирийитиниң рәиси, худсон институтиниң алий тәтқиқатчиси, ташқи мунасивәтләр кеңишиниң әзаси.
Нури түркәл әпәнди тәйинләнгән йеңи вәзиписи вә бир уйғур америкалиқ болуш сүпити билән бу хизмәт орни арқилиқ уйғур мәсилисидә ойнимақчи болған роли һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилди.
Төвәндә нури түркәл әпәнди билән өткүзгән сөһбитимиз диққитиңларда болсун!