Өлималар билән зиялийлар “сүний бөлүнүшкә хатимә бериш” кә келишкән

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.02.12
turkiye-olima-ziyaliy-01 Бир қисим уйғур өлима вә уйғур зиялийлири истанбулда йиғин ачқанда чүшкән хатирә сүрәт. 2024-Йили 8-феврал, истанбул
RFA/Erkin Tarim

Өткән һәптә ахири бир қисим уйғур өлима вә уйғур зиялийлири истанбулға җәм болуп, миллий дәвада һәмкарлишишниң йоллири һәққидә муһакимә өткүзгән һәмдә “өлималар билән зиялийлар арисида шәкилләндүрүлгән сүний бөлүнүшкә хатимә бериш” мәсилисидә пикир бирлики һасил қилған.

8-Февралдин 11-февралғичә давам қилған бу йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән қириққа йеқин уйғур зиялийси вә өлимаси қатнашқан. Улар йиғин давамида йәнә уйғурларниң миллий мәвҗутлуқиға мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисидиму достанә, әмма охшимайдиған нуқтилардин муһакимә елип барған вә ахирида бирләшмә баянат елан қилған.

Бир қисим уйғур өлима вә уйғур зиялийлири истанбулда ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 8-феврал, истанбул
Бир қисим уйғур өлима вә уйғур зиялийлири истанбулда ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 8-феврал, истанбул
RFA/Erkin Tarim

Бирләшмә баянатта мунулар көрситилгән: “миллий мустәқиллиқ күришимиз вә мустәқиллиқтин кейинки дөләт қуруш мусапимиздә дин билән пәнниң ролини бир-биридин айривәткили болмайду. Шуңа уйғур җәмийитидә хитайниң суйиқәсти билән шәкилләнгән сүний айримичилиққа хатимә беришимиз лазим. Аримиздики пәрқлиримиз, өзара ихтилап вә иттипақсизлиқниң мәнбәси әмәс, бәлки өзара һәмкарлиқ вә тәрәққиятниң амили вә түрткисидур. ”

 “саһәләр-ара сөһбәт йиғини” намлиқ мәзкур йиғин түркийәдики уйғур җамаәт әрбаби абдуҗелил туранниң тәшәббуси вә тәшкиллиши билән вуҗудқа кәлгән болуп, бу, муһаҗирәттә мушу саһәдә өткүзүлгән тунҗи йиғин болуп һесаблинидикән.

Абдуҗелил туран әпәндим бирләшмә баянатта оттуриға қоюлған муһим мәзмунларни биз билән ортақлашти вә баянаттики төвәндики маддиларни оқуп өтти: “иккинчи, ислам уйғурларниң диний етиқади, һаят йоли вә миллий кимликиниң ядросидур. Ислам бизниң кимликимиз, мәдәнийитимиз вә қәдирийитимизниң асасий гәвдиси. Бүгүнки дуняда пән билимлиригә әһмийәт беришму тәхирсиздур. Һәр саһәдикиләрниң өзара бир-бирини чүшиниши вә һөрмәт қилиши зөрүрдур. Үчинчи, уйғурларниң миллий мәнпәәти ортақ нуқтимиздур. Оттуримиздики һәр қандақ ихтилап вә дәталаш миллий мәнпәәтимиздин үстүн әмәс. Лекин неминиң миллий мәнпәәтимиз икәнликини бир тәрәплимә әмәс, һәр саһә арисидики музакирә вә диялог арқилиқ миллий ирадимизниң тәҗәллиси сүпитидә бекитиш лазим. ”

Бир қисим уйғур өлима вә уйғур зиялийлири истанбулда ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 8-феврал, истанбул
Бир қисим уйғур өлима вә уйғур зиялийлири истанбулда ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 8-феврал, истанбул
RFA/Erkin Tarim

Бирләшмә баянатқа асасланғанда, бу йиғинда йәнә саһәләр-ара сөһбәтни давамлаштуруш үчүн саһәләр-ара диялог мунбири тәсис қилип, хизмәтләрни кеңәш арқилиқ орунлаш механизми бәрпа қилиш қарар қилинған.

Д у қ ниң диний хизмәтлиригә мәсул иҗраийә һәйити муавин рәиси турғунҗан алавуддин әпәндиму мәзкур йиғинға иштирак қилған. Униң қаришичә, бу үч күнлүк йиғин җәрянида һәр саһә затлири арисида өзара чүшиниш һасил болған.

У мундақ деди: “хитай һөкүмити бу дәваниң алдинқи сәпидә меңиватқан қериндашлиримизниң, зиялийлиримизниң, диний өлималиримизниң арисиға салмақчи болған ихтилап, тоқунуш, җедәл-маҗираларниң алдини елиш. Қандақ қилғанда аримиздики ихтилапларни түгитип пүтүн диққитимизни хитайниң миллитимизгә елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиға қарши, шәрқий түркистан хәлқиниң мустәқиллиқ дәвасини техиму юқири пәллигә көтүрүш үчүн музакириләр елип берилди. Бу темиларда ортақ пикирләр һасил болди. Диний өлималар билән зиялийлар, сиясий тәшкилатлар оттурисидики чүшинишмәслик мәсилилири бу йәрдә һәл болған болди. Омумән қилип ейтқанда бу қетимқи йиғин, ғәлибилик вә юқири сәвийәдә ечилди. ”

 Түркийә истанбулдики мәдәнийәт университети диний илимләр кәспи оқутқучиси, шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан боғда әпәндиму мәзкур йиғинға диний саһәдики әрбаблар қатарида иштирак қилған затларниң бири. Униң билдүрүшичә, бу йиғин диний өлималар билән уйғур зиялийлири оттурисидики өзара чүшинишни чоңқурлаштурушқа йол ачқан.

 Бу қетимқи йиғинға көп санда уйғур аял зиялийларму иштирак қилған. Булардин бири әдәбий тәрҗиман аминә ваһит сәдәф ханимдур. У, бу йиғинға баһа берип, иҗтимаий таратқуларда һәр саһәдики уйғурларниң муназирә елип бериватқанлиқини, бу йиғинда охшимайдиған көз қараштики уйғурларниң муназирә арқилиқ өзара чүшиниш пәйда қилғанлиқини илгири сүрди.

Бир қисим уйғур өлима вә уйғур зиялийлири истанбулда ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 8-феврал, истанбул
Бир қисим уйғур өлима вә уйғур зиялийлири истанбулда ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 8-феврал, истанбул
RFA/Erkin Tarim

 Абдуҗелил туран әпәндиниң ейтишичә, йиғин диний вә пәнний саһәдики сәрхиллар арисида мәвҗут яки сүний шәкилләндүрүлгән пикир ихтилапиға хатимә бериш мәқситидә чақирилған болуп, көзлигән нәтиҗә һасил қилинған.

 У, мундақ деди: “бу қетимлиқ йиғин хитай таҗавузчилири вәтинимиз шәрқий түркистанни бесивалған 75 йилдин буян дин билән пән, өлималар билән зиялийлар арисида шәкилләндүрүлгән сүний бөлүнүшкә хатимә беришни, уйғур өлималар билән зиялийлар арисидики өзара чүшинишни илгири сүрүшни вә миллий мәнпәәтлиримиз асасида қол тутушуп бирликтә күрәш қилишни мәқсәт қилған иди. ”

 Йиғинға америка, германийә, норвегийә, шивейтсарийә, қазақистан вә түркийәдин болуп 40 әтрапида уйғур зиялийси вә диний өлималар иштирак қилған. Йиғин бундин кейинки қәрәллик һалда чақирилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.