Өркәш дөләт: “тйәнәнмен мәйданидики оқуғучиларниң җасаритини хатириләшкә әрзийду”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.06.05
4- Июн тйәнәнмен қирғинчилиқиниң  хатирә күнидә хитай һөкүмитиниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш чақириқлири күчәйди 1989-Йили өркәш дөләт бейҗиңдики намайишчилар билән.
Social Media

 Бу йил 4-июн, 1989-йилдики тйәнәнмен мәйданида оқуғучиларниң демократийәни тәләп қилиш намайишиниң хитай һакимийити тәрипидин танкилар билән қанлиқ бастурулғанлиқиниң 34 йиллиқ хатирә күни. Мәзкур намайиш хәлқарада “4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” дәп аталған.

1989-Йили бейҗиңда қозғалған оқуғучиларниң демократийәни тәләп қилиш һәрикити дөләт ичидә мав зедоң дәвридики он нәччә йилларға созулған сиясий күрәшләргә вә ташқи сияситидики бекинмичиликкә хатимә берилгән, сиясий атмосфера бир мәһәл бошиған мәзгилгә тоғра кәлгән. Әмма демократийә тәләп қилип тйәнәнмен мәйданиға йиғилған оқуғучиларниң тинч намайиши йәнила һәрбий қошунлар тәрипидин танкилар билән қанлиқ бастурулған. Мәзкур қанлиқ бастуруш шуниңдин буян һәр йили хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, сиясий паалийәтчиләр тәрипидин һәрхил шәкилдә хатирилинип кәлгән.

Бу йил 4-июн күни “тйәнәнмен қирғинчилиқи” (#TiananmenSquareMassacre) хәштәги тиветтирда әк көп һәмбәһирләнгән хәштәг болған. Хәлқаралиқ ахбарат васитилиридә 1989-йили тйәнәнмен мәйданида елип берилған намайишқа даир тартилған видийо вә рәсимләр қайтидин күнтәртипкә кәлгән.

Униңдин башқа 4-июн күни америка ташқи ишлар министирлиқи, америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети қатарлиқ американиң дөләт органлири, америка ташқи ишлар министири антоний билинкен, пәвқуладдә комитетниң рәиси майк галлагер (Mike Gallagher) , кеңәш палата әзаси марко рубийо вә америка авам палатасиниң сабиқ рәиси нәнсий пелоси қатарлиқ дөләт әмәлдарлириму “тйәнәнмен қирғинчилиқи” хәштәги билән иҗтимаий таратқуларда айрим-айрим һалда “4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ни хатириләйдиған язмиларни һәмбәһирлигән.

Тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катипи, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити рәһбәрлиридин өркәш дөләт кийевдики йәрлик пуқралар гуруппилири билән бирликтә өткүзгән 4-июн хатириләш ахбарат елан қилиш йиғини, 2023-йили 4-июн, кийив, украина
Тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катипи, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити рәһбәрлиридин өркәш дөләт кийевдики йәрлик пуқралар гуруппилири билән бирликтә өткүзгән 4-июн хатириләш ахбарат елан қилиш йиғини, 2023-йили 4-июн, кийив, украина
Facebook/Wuer Kaixi

 “коммунизм қурбанлири хатирә сарийи” , “б д т кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” (UN Watch) ға охшаш кишилик һоқуқ тәшкилатлири, әйни вақитта тйәнәнмендә оқуғучиларға башламчилиқ қилған өркәш дөләткә охшаш сиясий паалийәтчиләр иҗтимаий таратқуларда “4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ни хатирилигән.

Өркәш дөләт әпәнди “4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ниң уйғур рәһбири болуп, 1989-йили 5-айниң 18-күни намайишқа қатнашқан оқуғучиларға вәкил болуп хитай хәлқ сарийида хитайниң сабиқ баш министири ли пең билән көрүшкән.

Өркәш дөләт әпәнди “4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ниң 34-йиллиқи мунасивити билән радийомизға сөз қилип мундақ деди: “биз чоқум бу күнни хатирилишимиз керәк, чүнки <қатил> техичә сиртта, җазаға тартилмиди. Пүтүн дуня мушундақ бир вәһший қанхор һакимийәтниң җинайи җавабкарлиқни сүрүштә қилишта мәғлуп болди. Бу күн пәқәт хатириләш күнила әмәс бәлки, биз ашу һаятини демократийә үчүн қурбан қилған яшларға улар бәргән қурбанлиқини унтуп қалмиғанлиқимизни, улар түгитәлмигән вәзипини бизниң давамлаштуруватқанлиқимизни ипадиләйдиған бир күн. Йәнә бир тәрәптин бу күнни хатириләш шуниң үчүн муһимки, биз бу арқилиқ хәлқараға, болупму техичә хитайдәк қанхор һакимийәт билән йәнила қол сиқишип, һеч иш болмиғандәк содисини давам қиливатқан ғәрбтики демократик дөләтләргә, уларниң хитай сияситини сиясий вә әхлақи җәһәттин қобул қилғили болмайдиғанлиқини әскәртиштур” .

Алдинқи һәптә “4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ни хатириләш һарписида сабиқ тйәнәнмен оқуғучилар рәһбири 55 яшлиқ җов феңсу ню-йорктики кичик бир музейда тйәнәнмен намайишидики байрақ, хәт вә қанға боялған көңләк қатарлиқ буюмларни көргәзмә қилған. У мухбирларға сөз қилип, өзиниң кәлгүсидә хитайниң әркин, демократик болушиға үмидиниң барлиқини билдүргән.

Хитайниң йе қин кәлгүсидә демократик болуш еһтималлиқи һәққидә өркәш әпәнди мундақ деди: “бу дуня хитай компартийәсидәк бундақ бир һакимийәткә узун муддәт сәвр қилалмайду. Бәлким бир муддәт алдинип қилиши мумкин, әмма мәңгү әхмәқ болувәрмәйду. Бу сиясий анализдинму бәкрәк күчлүк ишиништин болиду, дәп қараймән. Мән етиқадлиқ адәм. Мән у күнниң наһайити йеқин бир кәлгүсидә йетип келидиғанлиқиға ишинимән” .

Америкада турушлуқ вәзийәт анализчилиридин илшат һәсән әпәнди бу һәқтә радийомизға сөз қилип, “4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ни хатириләш күниниң әйни вақиттики яшларниң демократийәни тәләп қилиштики қәһриманлиқни хатириләш билән бир вақитта уйғур ирқи қирғинчлиқиниму күнтәртипкә әкелишниң бир пурсити икәнликини тәкитлиди.

Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин ху пең әпәнди “4-июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” йүз бәргәндин күнимизгичә болған 34 йилдин буян өзиниң көзәткәнлири вә анализлирини елхәт арқилиқ биз билән ортақлашти.

У хетидә мундақ дәп язған: “1989-йилдики күчлүк демократийә һәрикитиниң мәғлубийити бизниң демократийә һәрикитиниң өзидә әқиллиқ болмаслиқимиз биләнму мунасивәтлик, шундақла у бизниң истратегийәлик хаталиқимиз биләнму мунасивәтлик. Мәғлубийитимиздин савақ елишимиз керәк. Биз 4-июндики зиянкәшликкә учриғучиларға матәм билдүрүпла қалмай, йәнә 70 нәччә йилдин буян җ к п ниң зулуми астида қаза қилған сансизлиған бигунаһ җанларға матәм тутимиз. Бизниң арзу қилғинимиз бир партийә диктатора һалитини пүтүнләй ахирлаштуруп, асасий кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш, әркинлик вә демократийәни ишқа ашуруш. Бүгүнки күндә, дуня ғайәт зор кризисқа петип қалди, хитай компартийәсиниң зомигәрликигә қарши туруш күриши техиму қийинлашти, әмма дуня хитайға қарита техиму сәгәкләшти.< 4-Июн>ниң 34 йиллиқини хатириләш мунасивити билән, биз давамлиқ әркинлик вә демократийә байриқини егиз көтүрүп, дунядики қиммәт қаришини қәдирләйдиған барлиқ кишиләр билән бирлишип, хитай компартийәсиниң ахирлишиши үчүн ахирқи җәңгә қатнишишимиз керәк. Биз шуниңға қәтий ишинимизки, әркинлик чоқум ғәлибә қилиду, мустәбитлик чоқум мәғлуп болиду” .

Ахирида өркәш дөләт әпәнди дунядики хитай демократлири вә уйғурларниң демократик әлләр билән бирлишип хитайниң җавабкарлиқни сүрүштә қилиши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “хитайниң җавабкарлиқни сүрүштә қилишта хитай демократлириниң уйғурларға охшашла йетәрлик күчи йоқ. Шуңлашқа биз демократик дөләтләрни йенимизға елип, хитайниң җавабкарлиқни сүрүштә қилишта уларниң сиясий вә әхлақи мәсулийитиниң барлиқини ейтишимиз керәк. Хитайни мушу күнгә әкәлгән силәр, шуңа силәрниң бизгә хитайниң җавабкарлиқни сүрүштә қилип бериш қәрзиңлар бар-мана бу мениң ғәрбтики демократик әлләргә дәйдиғиним.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.