Хитай уйғур елидә тәнтәрбийә саһәсигиму “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни сиңдүрүшкә урунмақта

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.06.21
behram-abduweli-putbol-1024 2026-Йиллиқ дуня лоңқиси путбол мусабиқисиниң алдин таллаш мусабиқиси, асия райони 36 күчлүк команда мусабиқисидә бәһрам абдувәли тайланд командиси билән хитай командисиниң мусабиқисидә, тайланд командисиниң варатариға бир топ киргүзгәндин кейинки көрүнүши. 2024-Йили 6-июн
ts.cn

Хитай даирилириниң 2017-йилдин буян аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиш пиланини өзиниң уйғур елидә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сиясити билән тәң рәвиштә елип бериватқанлиқи мәлум. Һәтта йеқинда хитайниң тәнтәрбийәгә мәсул бир алий әмәлдариниң уйғур елигә тәнтәрбийә ишлирида нишанлиқ ярдәм бериштиму “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни чиқиш қилишни тәкитлиши җиддий диққәт қозғимақта.

Хитайниң һөкүмәт таратқулирида ейтилишичә, өткән һәптә уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә өткүзүлгән “шинҗаңға тәнтәрбийә җәһәттә нишанлиқ ярдәм бериш хизмәт йиғини” да, хитай тәнтәрбийә системисиниң “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериши” “чоқум җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи бәрпа қилишни асаси чиқиш нуқтиси қилиши керәк” дәк тәкитләнгән. Буниңдин башқа өткән һәптә йәнә, хитай дөләт ишлири комиссари чен йичең қәшқәр вә ғулҗа қатарлиқ районлардики 2 күнлүк зияритидә, районниң путбол саһәсиниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини техиму мустәһкәмләш үчүн хизмәт қилдурулуши” керәкликини тәкитлигән. Бу, тунҗи қетим хитайниң тәнтәрбийә қатарлиқ хизмәтләргә мәсул бир алий әмәлдариниң уйғур елиниң тәнтәрбийә саһәсигә нишанлиқ ярдәм бериштиму “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни чиқиш қилишни тәкитлиши һесаблиниду.

Нөвәттә хитайниң уйғур елидә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи бәрпа қилиш” сияситиниң уйғур елини хитайлаштуруп, уйғурларни ассимилятсийә қилишни чиқиш қилғанлиқи илгири сүрүлүватқан пәйттә, мәзкур хитайлаштуруш истратегийәсиниң тәнтәрбийә саһәсигиму сиңип кириши немидин дерәк бериду?

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси вә 2013-йили сентәбирдә, өзиниң “уйғур путболчилири уйғур кимликини бәрпа қилишта интайин муһим рол ойнайду” намлиқ тәтқиқат мақалисини елан қилған һенрий шаҗевиски бу һәқтә инкас қайтурди. У зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини биз билән ортақлашти. У мундақ деди:

“һәммигә аянки, тәнһәрикәт кишиләрниң бир йәргә җәм болуши вә иттипақлишишидики муһим васитиләрниң бири болуп, у кимлик шәкилләндүрүштики җәрян вә әмәлийәтниң бир түри. Биз муһаҗирәттики уйғурларниң өзара тәшкиллинип, шәрқий түркистан путбол командиси сүпитидә қандақ қилип өз кимлик салаһийитини бәрпа қиливатқанлиқини көрүп туруватимиз. Һалбуки бу хитайда пүтүнләй қарму қарши һаләт болуп, көп йиллардин буян биз хитайниң тил, дин, сәнәт, тарих вә өрп-адәт қатарлиқ җәһәтләрдики хизмәт тәртипиниң нурғун охшимиған тәрәплирини асас қилған сиясәтләрни қандақ орнитип, уни қандақ иҗра қилдурғанлиқини көрүватимиз. Әлвәттә, тәнтәрбийә буларниң бир тәрипи болуп, у дөләтниң муһим хизмәтлириниң бир қисми һесаблиниду. Шуңа, нөвәттә хитайниң оттуриға қойған бу йолйоруқлири хитайниң дөләт қармиқидики тәнтәрбийә арқилиқ хитайни етирап қилдуруш вә уни җуңхуа миллити еңини мустәһкәмләш билән чәмбәрчас бағлашниң бир васитиси қилинмақта.”

Һенрий шаҗевискиниң билдүрүшичә адәттә путбол кишиләрниң өзи яшаватқан мәһәллә, шәһәр, район вә дөләтни чөридигән асаста өзлириниң охшимиған дәриҗидики кимлик салаһийити һәтта сиясий мәйданини намаян қилиштики муһим васитә һесаблиниду. У бу һәқтә мунуларни оттуриға қойди:

“охшимиған түрдики сиясий көзқараштикиләр путбол арқилиқ өзлириниң кимлик идийәсини намаян қилиду. Мән бу һәқтә язған мақаләмдә, бир қисқа тәкшүрүш елип барғанидим. Йәни, әгәр сәуди әрәбистан яки өзбекистанға охшаш дөләтләрниң командиси хитай билән путбол мусабиқиси қилса, уйғурлар қайси командини қоллайду? шуниси наһайити ениқки уйғурлар әлвәттә хитайни әмәс, сәуди әрәбистан яки өзбекистанни қоллайду. Демәкки, бу уйғурларниң хитайға болған қаршилиқини билдүридиған усуллириниң бири болуп, у болсиму адәттә уларниң хитай дөләт командилирини қоллимайдиғанлиқидур. Шуңа, мениңчә тәнтәрбийә һәрикити кишиләрниң вәтәнпәрвәрлик идийәси вә дөләткә болған садақитини топлашниң бир хил усули болғачқа, хитай компартийәси бу саһәгә қарита җуңхуа миллити ортақ еңини сиңдүрүшни күчәйтиду.”

Мәлум болғинидәк, мутәхәссисләр хитайниң җуңхуа миллити уқуминиң уйғур вә башқа түркий милләтләрни мәдәнийәт вә идеологийә җәһәттә өзгәртиш һәм ассимилятсийә қилиш, уларниң ана тили, мәдәнийити, өрп-адити вә диниға болған тәвәликини аҗизлаштуруш һәм йоқ қилиш арқилиқ уларниң миллий кимликини йоқитиш дәп қарап кәлмәктә иди.

Әнә шу хилдики қараштикиләрниң бири америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрис болуп, у, бу һәқтә радийомизға инкас қайтурди. У сөзидә, хитай һөкүмитиниң йиғивелиш лагерлирини қуруп, милйонлиған кишини бу лагерларға қамиған қатарда уйғур путбол сәрхиллириниңму тутулғанлиқини тилға алди. Абдулһаким идрис әпәндиниң қаришичә, хитай ишғалийитидики уйғур елидә әзәлдин хитай даирилири уйғур миллий тәнтәрбийәсиниң һәқиқий түрдә ронақ тепишиға әһмийәт бәрмигән. Һалбуки бүгүнки күндә, хитай компартийәси районға қарита тәнтәрбийә саһәсини сиясийлаштуруп, уни уйғурларни хитайлаштуруш мәқситидә қоллинишқа урунмақтикән.

80-Йиллардин 90-йилларғичә 10 нәччә йил әтрапида уйғур елидики аптоном районлуқ кәспий путбол командисида путбол ойниған, һазир чәт әлдә яшаватқан исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур кәспий путболчиниң билдүрүшичә, 1982-йили шу йиллардики уйғур аптоном райониниң рәисиниң тәшәббуси билән тунҗи кәспий путбол командиси қурулған вә бу команда уйғур дияриниң җәнубий вә шималий қисмидин талланған 20 путбол һәвәскаридин тәшкилләнгән.

Униң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә районниң миллий тәнтәрбийәсигә болған кәмситиши, уйғурларниң роһида урғуп туридиған путболчилиқ талант-маһарәтлирини етирап қилмаслиқи, уларниң көзгә көрүнүп, уйғурларни дуняға тонушушидин қорқуши, шуниңдәк хитайниң тәңсиз вә наһәқ болған чирик сиясий түзүлмиси бу уйғур путболчилириниң қәлбидә нурғунлиған әмәлгә ашурулмиған арманларни қалдурған. У бу һәқтә әйни вақиттики бәзи ишларни тилға елип, мундақ деди.

Бу һәқтики инкасларға дахил болған сиясий анализчи илшат һәсәнниң қаришичә, хитайниң уйғур елиниң тәнтәрбийә вә путбол саһәсигә нишанлиқ ярдәм бериштиму “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни чиқиш қилишни тәкитлиши уйғурларға қарита ассимилятсийә вә хитайлаштуруш сияситини давамлаштуруштин башқа нәрсә әмәс. У йәнә, узун йиллардин бери дуня путбол сәһнисидә нәтиҗә қазиналмай келиватқан хитай һөкүмитиниң бүгүнки күндә уйғурларниң путболға болған туғма таланти, маһарити вә җасаритидин пайдилинип, уни “җуңхуа миллити” ниқабиға орап, “бир чалмида икки пахтәк соқуватқан” лиқини илгири сүрди.

Зияритимизни қобул қилған юқириқи мутәхәссисләр нөвәттә, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә тәнтәрбийәдә нишанлиқ ярдәм бериштә “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни чиқиш қилишни тәкитлишиниң мәқсити теги-тәктидин елип ейтқанда, уйғур яш тәнһәрикәтчилириниң өз миллий кимликини гәвдиләндүрүши вә униңдин пәхирлиниш роһини чәкләп, өзлирини хитай миллити вә дөлитиниң бир әзаси дәп тонушини ишқа ашуруш икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.