Түркийә парламент әзаси осман мәстән: “хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан зулум сияситини давамлаштуралмайду”
2024.06.22
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян уйғур диярида “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни күчәйтишни вә ислам динини хитайчилаштуруш йөнилишидә чиң турушни кәң көләмдә тәшвиқ қилип кәлмәктә. Мутәхәссисләр, хитай һөкүмити бир тәрәптин уйғур диярида кәң көләмлик бастуруш елип бериватқан болса; йәнә бир тәрәптин, чәт әлләрдә, болупму мусулман дөләтлиридә өзиниң уйғур диярида йүргүзүватқан сияситиниң яхши икәнликини күчәп тәшвиқ қилмақта. Хитайниң бу хил тәшвиқат паалийәтлири түркийәдиму елип берилмақта. Һөкүмәткә мәнсуп парламент әзаси осман мәстән әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, хитайниң уйғурларға еғир зулум селиватқанлиқини бурундин тартип билидиғанлиқини, буни дуня җамаәтчиликиниңму билип кәткәнликини, шуңа бундин кейин хитайниң уйғурларға қаратқан зулум сияситини давамлаштуралмайдиғанлиқини билдүрди.
Хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан юқири бесимлиқ бастуруш сияситигә түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсидин болған парламент әзалири, өктичи партийәләрдин болған парламент әзалири вә мутәхәссисләр қандақ қарайду? парламент әзаси осман мәстән әпәнди, хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулум сияситигә хатимә бериши керәкликини баян қилип мундақ деди: “уйғурлар бизниң пәқәтла диний қериндишимиз болупла қалмастин, бәлки йәнә қан-қериндишимиздур. Шуңа шәрқий түркистан мәсилиси бизни қәлбимизни ярилиған бир мәсилидур. Биз шәрқий түркистандин бәк узақта болсақму, әмма уйғур хәлқи тартиватқан дәрд-әләмни давамлиқ қәлбимиздә һес қилип кәлдуқ. Биз бу зулумға хатимә берилишини үмид қилимиз.”
Осман мәстән әпәнди хитай шәрқий түркистанда елип бериватқан бесим сияситини давамлаштуралмайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “әпсуски, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик комитетиға әза 5 дөләтниң ичидә хитайму бар. Хитай дөлити уйғурларға қарита очуқ-ашкара ассимилятсийә сиясити йүргүзүватиду. Бүгүнки күндә уйғур қериндашлиримиз әң әқәллий кишилик һәқ-һоқуқлиридин мәһрум қеливатиду. Биз хитай һөкүмитидин бу зулумға хатимә беришини тәләп қилимиз. Бу зулумни хитай бундақ шәкилдә давамлаштуралмайду вә давам қилалмайду. Худайим буйруса, бундин кейин түрк дөләтлири тәшкилатиму бу мәсилигә көңүл бөлүшкә башлайду, дәп ойлаймән.”
Түркийәниң саадәт вә келәчәк партийәсидин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ әпәнди түркийә һөкүмитиниң уйғур сиясити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәси түркийә парламентида уйғурларға игә чиқиватқандәк қилиду, лекин түркийә парламентида шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш комитети қурушни тәләп қилсақ, рухсәт қилмайду. Ақ партийә билән һөкүмәтни қоллаватқан милләтчи һәрикәт партийәсидин болған парламент әзалири шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири уюштурған паалийәтләргә пәқәт қатнашмайду. Әгәр расттинла уйғур қериндашлиримизға көңүл бөлсә, бу хил паалийәтләргә қатнишиши керәк. Пәқәт еғиздила әмәс, әмәлийәттиму игә чиқиши керәк иди. Уйғур түрклири һәм миллий һәм диний җәһәттин йоқитишқа учраватиду. Бундақ бир вәзийәттә өзини диндар вә милләтчи дәп тонуштуруватқан һакимийәт үстидики икки партийәдин тәшкилләнгән түркийә һөкүмитиниң уйғурларға игә чиқиши миллий вә диний бурчтур.”
Үрүмчи, турпан вә қәшқәр қатарлиқ шәһәрләргә берип екскурсийә қилип кәлгән қазақистандики әхмәт йәсәвий университетиниң оқутқучиси мурат йилмаз әпәнди түркийәниң өзигә хас шәрқий түркистан сиясити болуши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “у йәрдики вәзийәт интайин вәһим. Әгәр расттинла бизниң мәқситимиз шәрқий түркистан хәлқиниң әркин нәпәс елишини, әркинликини әмәлгә ашуруш, миллий кимликини қоғдап қелиш болидиған болса, биз бу мәсилидә башқа дөләтләрниң сияситигә охшимайдиған бир сиясәт бәлгиләп чиқишимиз керәк. Шәрқий түркистан земини пәқәт түркийә үчүнла әмәс, түркий җумһурийәтлири үчүнму наһайити муһим. Мән қәшқәргә барған вақтимда чалғу әсваблири сатқан дуканларни айландим, сазларниң көпи бизниң сазлар билән охшаш, биз билән нурғун ортақлиқлиримиз бар. Шәрқий түркистан узун йиллардин буян бесивелинған болсиму, әмма уйғурлар өзиниң миллий мәдәнийәтини давамлаштурушқа тиришиватиду. Шуңа ташқи ишлар министири хақан фидан әпәнди қәшқәрдә уйғурлар билән елип барған сөһбитини көрүп бәкла һаяҗанландуқ. Биз уйғурларға охшаш қандашлиқ, охшаш күлтүр вә диндашлиқ нуқтиинәзәрдин қарап сиясәт бәлгилишимиз керәк. Қисқиси, бу мәсилини һәл қилишқа тиришишимиз керәк.”
Мутәхәссисләрниң тәһлил қилишичә, түркийә тәрәққий қиливатқан дөләт болғачқа чәт әл мәблиғи вә техникаға моһтаҗ икән. Түркийә буни берәләйдиған дөләт хитай дәп қариғачқа, 2015-йилидин башлап хитай билән болған мунасивәтни яхшилаш йолини тутқан, һалбуки, хитайдин күткән нәтиҗә алалмиған. Хитай һазирғичә түркийәгә көзгә көрүнгүдәк зор мәбләғ селип бақмиған. Гәрчә икки дөләт оттурисидики тиҗарәт соммиси ешип 2023-йилида 48 милярд долларға йәткән болсиму, әмма түркийә хитайға пәқәтла 4 милярд долларлиқ мал саталиған, икки тәрәп содисида асаслиқ пайдини йәнила хитай алған.