Мутәхәссисләр: “оттура асия дөләтлиридә хитайдин импорт қилған мәһсулатларға чәклимә йоқ”
2023.07.10
Хитай һөкүмитиниң йеқиндин бери уйғур елидә ишләпчиқирилған мәһсулатларни өзиниң тәсир даирисидики оттура асия дөләтлиригә експорт қилишни кеңәйтиватқанлиқи, експорт миқдарини тез көпәйтиватқанлиқи мәлум болғаниди. Американиң қанун чиқирип, уйғур елидә ишләпчиқирилған уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ хитай мәһсулатлирини чәклиши башқа ғәрб һөкүмәтлири вә ширкәтлириниңму уйғур елидә ишләпчиқирилған уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни чәклиши хитайниң експорт нишанини оттура асия дөләтлиригә қаритишиға түрткә болғанлиқи билинмәктә.
“биңтуән тори” вә башқа көплигән хитай таратқулири 2023-йили 7-айниң 3-күни хитай сода министирлиқи, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити вә шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни бирлишип өткүзгән 18-нөвәтлик қазақистан-хитай сода йәрмәнкисиниң алмутада башланғанлиқи тоғрисида мәхсус хәвәр бәргән. Биңтуәнни өз ичигә алған “шинҗаң” өмики қазақистан билән җәмий 36 мәбләғ селиш һәмкарлиқ келишими имзалиған, тохтам қиммити 6 милярд 410 милйон йүән икән. Мәбләғ салған түрләр болса енергийә, әслиһә қурулуши, мәдәнийәт саяһити, деһқанчилиқ мәһсулатлири ишләпчиқириш вә пишшиқлап ишләш қатарлиқ саһәләр билән мунасивәтлик икән.
Бу көргәзмигә җәмий 3250 қазақистан ширкити, 300 хитай ширкити қатнашқан болуп, буларниң 73 и биңтуәнгә тәвә икән. Биңтуән, қаттиқ детал вә қурулуш материяллири, өй җаһазлири, зиннәт буюмлири, аилә електр сайманлири вә електрон мәһсулатлири, йемәклик, тоқумичилиқ вә кийим-кечәк қатарлиқ мәһсулатилири билән йәрмәнкигә қатнашқан. Униңдин башқа күнтахта ишләп чиқиридиған “шинҗаң шури йеңи енергийә ширкити” вә “шинҗаң тәңритағ тоқумичилиқ гуруһи” қатарлиқ ширкәтләрму қатнашқан.
Ирқий қирғинчилиқ вә уйғур мәҗбурийәт әмгики түпәйлидин америка хитайға бир қатар җаза вә назарәт қилиш тәдбирлирини йолға қоюп бир қисим мәһсулат вә ширкәтләргә чәклимә (ембарго) қойғаниди. Американиң бу тәдбирлирини бир қисим ғәрб дөләтлириму қоллиған шуниңдәк, америка һөкүмити уйғур илидин кәлгән мәһсулатларниң америкаға киришигә чәклимә қоюп назарәт елип бармақта иди. Лекин, игилишимизчә оттура асия қатарлиқ дөләтләр хитай билән болған содиға һечқандақ чәклимә қоймай әркин содини давамлаштурған. Шуниңдәк сода миқдари техиму ашқан.
Радийомизниң зияритини қобул қилған җорҗ вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр профессори доктор шан роберт, оттура асия дөләтлириниң хитайдики мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик мәсилиләрни етирап қилмиғанлиқини вә уларниң һәтта хитай һөкүмитиниң уйғур илидики сияситини тәнқид қилмиғанлиқини илгири сүрди.
У мундақ деди: “оттура асиядики барлиқ дөләтләр уйғур илида мәҗбурий әмгәк барлиқини етирап қилмиди. Әпсус, оттура асиядики һечқайси бир дөләт мәҗбурий әмгәк мәсилисини рәсмий шәкилдә етирап қилғини йоқ. Америкада мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни бар, у хитайдин келидиған тәминләш зәнҗиридики һәр қандақ мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик мәһсулат яки запчасларниң, америкаға киришини чәкләйду вә америкаға киришиниң алдини алиду. Сиз билисиз, әмәлийәттә демәкчимәнки, оттура асия дөләтлириниң һечқайсиси хитайдики мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик мәсилиләрни етирап қилмиди. Улар һәтта хитай һөкүмитиниң уйғур илидики сияситини тәнқид қилмиди”.
Американиң 2022-йили 6-айдин башлап йолға қоюлған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” хитайниң кийим-кечәк, аяғ кийим карханилириға зәрбә бәргән. Игилишимизчә қирғизистан вә башқа оттура асияда истемал қилиниватқан кийим-кечәк, аяғ кийим вә рәхтләрниң көп қисми хитайдин келидикән. Шуниң билән бир вақитта юқиридики малларниң миқдари йилдин-йилға көпәйгән. Қирғизистанниң бишкәк шәһиридики дөләтлик университетниң оқутқучиси, сиясәтшунаш рәһимҗан һапизоф бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, оттура асия җумһурийәтлириниң, җүмлидин қирғизистанниң хитайдин импорт қилидиған барлиқ малларға һечқандақ чәклимә йоқлуқини вә содиниң йилдин йилға тәрәққий қилғанлиқини тәкитлиди. У, оттура асия җумһурийәтлириниң содида хитайға тайинидиғанлиқини илгири сүрди.
Америка һөкүмити ташқи ишлар комитетиниң учуриға асасланғанда, оттура асия експортиниң тәхминән %22 и хитайға, импортиниң %37 и хитайдин қилинидикән, оттура асиядики бәш дөләт хитай билән болған содиға бәкла беқинип қалған. Болупму ахирқи йилларда сода миқдари йилдин-йилға ашқан.
Ройтерс агентлиқиниң 17-майдики хәвиридә ейтилишичә, хитай билән оттура асиядики бәш җумһурийәтниң 2022-йилидики омумий сода миқдари 70 милярд америка доллиридин ашқан.
Америка президенти җов байден 2021-йили 12-айда имза қойған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” 2022-йили июндин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиғаниди. Бу қанунға асасән уйғур елидә ишләпчиқирилип, америкаға импорт қилинидиған һәр қандақ мәһсулатниң уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи йоқлуқи қайил қиларлиқ дәлилләр билән испатланмиғучә, америка базириға кериши чәкләнгәниди. Әпсус, мутәхәссисләрдин игилишимизчә оттура асия җумһурийәтлири хәлқара қанун вә америкада йолға қоюлған қанун вә өлчәмләрни диққәткә алмай, хитай билән тиҗаритини күндин-күнгә тәрәққий қилдурған.
Қазақистанлиқ қануншунас профессор шайимәрдан шәрипоф радийомизниң зияритини қобул қилип, қазақистан вә башқа оттура асия җумһурийәтлиридә хитайдин келидиған барлиқ малларға қануни җәһәттин һечбир чәклиминиң йоқлуқини деди. Өзиниң вә бир қисим кишиләрниң хитайдин кәлгән бир қисим малларниң мәҗбурий әмгәк билән мунасивити болуш еһтимал бар дәп қарайдиғанлиқини тилға алди. Униң қаришичә, дөләт мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик малларни тәкшүрүп контрол қилмиғачқа бу тоғрулуқ ениқ вә тәпсилий учур бериш қийин икән.
Доктор шан робертс әпәнди сөзидә оттура асия содисиниң көп қисминиң хитайға тайинидиғанлиқини, хитай оттура асиядики көпинчә дөләтләрниң әң чоң сода шерики икәнликини қәйт қилди. Шуниң билән бир вақитта униң қаришичә, оттура асия дөләтлириниң һәммисиниң өзиниң кишилик һоқуқ мәсилиси бар икән.
У өз баһасини мундақ изаһлиди: “оттура асия дөләтлириниң һәммисиниң өзиниң кишилик һоқуқ мәсилиси бар. Биләмсиз, уларниң ташқи сиясити яки сода сияситиниң бир қисми сүпитидә кишилик һоқуққа анчә әһмийәт бәрмәйду. Шуңа уларниң мәҗбурий әмгәк мәсилисини көрүп йетиш вә етирап қилиш мумкинчилики чоң әмәс, өзбекистанға охшаш дөләтләрниң өзлириниң мәҗбурий әмгәк мәсилиси бар вә уни һәл қилишқа тиришиватиду. Һәмдә улар бир аз илгириләшләрни қолға кәлтүрди, әмма уларниң башқа дөләтләрниң мәсулийитини сүрүштүрүши натайин. Бу оттура асияда зор сиясий җәһәттин өзгириш болмиса, мумкин әмәс. Оттура асия содисиниң көп қисми хитайға бағлиқ. Хитай оттура асиядики көпинчә дөләтләрниң әң чоң сода шерики. Бир бәлбағ бир йол қурулуши оттура асия дөләтлири үчүн интайин муһим. Алдинқи айда, шиәндә өткүзүлгән оттура асия вә хитай башлиқлири йиғинида, нурғун сода келишими вә мәбләғ селиш келишими имзаланди. Шуңа оттура асия һөкүмәтлириниң хитайға қаратқан сияситидә пат йеқинда өзгириш болуши еһтимали йоқ дейәрлик”.
Рәһимҗан һапизофниң җәзм қилишичә, қазақистанда өткүзүлгән йәрмәнкигә қатнашқан 300 хитай ширкитиниң бәзилири, болупму буларниң ичидики биңтуәнгә тәвә 73 ширкәтниң мәлум қисминиң мәһсулатлири уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәтлик болуши мумкин. Күнтахта мәһсулатлири, пахта мәһсулатлири вә башқилар аллибурун мәҗбурий әмгәккә четишлиқ дәп һөкүм қилинип болунғаниди.
Игилишимизчә, оттура асиядики бәш дөләт билән болған сода уйғур ели ташқи содисиниң 80 пирсәнтини игиләйдикән. Уйғур елиниң оттура асиядики бәш дөләт билән болған импорт-експорт қиммити 100 милярд 130 милйон йүәнгә йетип, бултурқи охшаш мәзгилдикидин ашқан.