Архип
2008-09-21
Исраилийә баш министири ормут йәкшәнбә күни рәсмий истипа бәргәнликини елан қилди.
2008-08-24
Исраилийә даирилири дүшәнбә күнидин тартип, 199 нәпәр пәләстинлик мәһбусни қоюп беридиғанлиқини елан қилған болуп, мәһбусларниң тизимликидики икки киши өзгичә икән, булар фатаһ партийисиниң әзаси муһәммәд әбу али билән сәйид әр атибадур.
2008-07-21
Бу йил сентәбирдә уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә 17 - нөвәтлик сода йәрмәнкиси өткүзүлидиған болуп, хитайниң мунасивәтлик тармақлири мәзкур йәрмәнкигә қатнишидиған түркийә содигәрлиригә яхши шараит һазирлап беридиғанлиқини вәдә қилған.
2008-07-10
Түркийә сақчилири, америкиниң истанбулдики консулханисиға һуҗум қилип түрк сақчилирини өлтүргән вә яриландурған җинайәтчиләрдин 3 ни қолға алди.
2008-07-09
Франсийә агентлиқиниң 7 - айниң 9 - күни истанбулдин хәвәр қилишичә, бүгүн америкиниң истанбулдики консулханиси алдида, намәлум қораллиқ кишиләр поста турған түрк сақчилириға оқ чиқарғандин кейин җиддий етишиш йүз бәрди. Бу вәқәни түркийиму, америкиму охшашла террорчилиқ һәрикәт дәп атиди.
2008-06-10
Америка президенти җурҗ буш вә америкиниң явропадики иттипақдашлири, сәйшәнбә күни словенийидә өткүзгән алий дәриҗилик йиғинида, ядро программисини тохтатмиған иранға қаттиқ иқтсадий җаза йолға қойидиғанлиқи һәққидә тәһдит қилди.
2008-06-09
Өткән җүмә күни исраилийиниң қатнаш - транспорт министири шаул мофаз, әгәр иран ядро қораллирини тәрәққи қилдурушни тохтатмиса, исраилийиниң иранға өз алдиға һуҗум қозғишидин сақланғили болмайдиғанлиқини билдүрди.
2008-06-01
Русийә яза игилик даирилири 7 - июндин етибарән түркийидин русийигә елип кирилидиған бир қисим йеза игилик мәһсулатлирини русийигә киргүзмәсликни қарар қилған болуп, русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң учуриға асасланғанда, бу чәк қоюш пәқәт вақитлиқ характериға игидур. Әмма қачандин башлап йәнә қайтидин киргүзүшкә рухсәт қилиниду? бу техи намәлум.
2008-06-01
Йәкшәнбә күни ливандики һизбулла партийиси қизил кирст җәмийити арқилиқ буниңдин икки йил илгирики һизбулла партийиси билән исраилийә арисида йүз бәргән уруш җәрянида өлтүрүлгән икки нәпәр исраилийә һәрбий хадиминиң җәсәт қалдуқлирини исраилийә һөкүмитигә тапшуруп бәрди.
2008-05-18
Оттура шәрқтә бәш күн зиярәттә болған һәм исраилийә дөлитиниң қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ мурасимиға қатнашқан америка президенти җорҗ буш зияритини ғәлибилик ахирлаштурди.
2008-05-14
Америка президенти җорҗ буш бүгүн 5 - айниң 14 - күни исраилийигә келип, исраилийә дөләт қурғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш паалийитигә қатнашти.
2008-05-11
Түркийә һәрбий тәрәп түркийә һава армийисиниң йәкшәнбә күни ирақниң шималидики курдларниң қораллиқ гуруппилири җайлашқан нуқтиларға һуҗум қозғиғанлиқи, һуҗумчи айропиланларни һәмдә еғир топларни ишқа селип, п к к унсурлирини бомбардиман қилғанлиқини ашкарилиған.