Өзбекистан вә қирғизистан уйғурлири норуз байримини дағдуғилиқ күтүвалди

Қирғизистандин ихтиярий мухбиримиз ферузә тәйярлиди
2024.03.22
qirghizistan-noruz_02 Сәргили туман наһийәсидики уйғур җамаити. 2024-Йили 21-март, ташкәнт
RFA/Feruze

21-Март күни өзбекистан вә қирғизистан җумһурийәтлиридә яшайдиған уйғур җамаәтлири өзлири турушлуқ дөләтләрдики хәлқләр билән бирликтә бу йиллиқ норуз байримини күтүвалди. Улар шу дөләтләрдики уйғурлар мәркәзлик топлишип олтурақлашқан шәһәр мәһәллилири вә йеза-қишлақларда тәнтәнилик қутлаш паалийәтлири орунлаштуруп, түрлүк норуз мурасимлирини өткүзүшти.

Ташкәнт шәһиридики уйғур мәдәнийәт мәркизиниң байрам паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 21-март, ташкәнт
Ташкәнт шәһиридики уйғур мәдәнийәт мәркизиниң байрам паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 21-март, ташкәнт
RFA/Feruze

Норуз байрими оттура асия хәлқлириниң, шу җүмлидин уйғур хәлқиниң әнәниви миллий байримидур. Норуз байрими узақ тарихтин буян уйғурларни өз ичигә алған оттура асиядики түркий хәлқләрниң йеңи йил, йәни баһарни күтүвелиш; тәбиәт вә һаятлиқни сөйүш; бирлик вә иттипақлиқни намаян қилиш; шундақла әнәниви миллий мәдәнийәт роһини гәвдиләндүрүш қатарлиқ мәзмунларни асас қилған миллий байрамдур. Бу йиллиқ норуз байриминиң рамизан мәзгилидә келиши, униң тәнтәнисигә техиму рәңдар мәзмунлар қошти.

2010-Йилниң 23-феврал күни б д т илим-пән, мәдәнийәт вә маарип тәшкилати (UNESCO) қарар қилиши билән һәр йили 21-март күни хәлқаралиқ норуз байрими күни қилип бекитилгән.

Ташкәнт шәһириниң сергили түмән наһийәсидә яшайдиған уйғур җамаити мунаҗидин һәвәйдуллайев башчилиқида шу наһийәдики башқа хәлқләр билән бирликтә норуз байримини қизғин күтүвалған. Улар шу күни уйғур миллий буюмлири, қол һүнәрвәнчилик мәһсулатлири вә миллий кийим-кечәк қатарлиқларни көргәзмә қилған, шундақла  халайиққа уйғур миллий нахша-уссуллирини көрситип, норуз кәйпиятини юқири пәллигә көтүргән.

Сергили түмән наһийәсидики аяллар кеңишиниң актип әзаси иззәтбуви амирдин ханим радийомиз  зияритини қобул қилип, оттура асия хәлқлириниң, шу җүмлидин уйғур хәлқиниң норуз байримини тәбриклиди, шундақла рәшидәм абдусәмәтованиң “норуз кәлди” намлиқ шеирини оқуп бәрди.

юлтуз уйғур миллий ансамбили бишкәк мәркизидә уссул ойнашқа тәйярланмақта. 2024-Йили 21-март, бишкәк
Юлтуз уйғур миллий ансамбили бишкәк мәркизидә уссул ойнашқа тәйярланмақта. 2024-Йили 21-март, бишкәк
RFA/Feruze

Игилишимизчә, өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән дөләтлик норуз байрими тәбрикләш паалийитигә өзбекистан пирезиденти шавкәт мирзияйевниң тәклипи билән ташкәнттики “уйғур мәдәнийәт мәркизи” ниң рәиси алимҗан зайетов әпәнди қатнашқан.

Норуз байрими күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридики мәркизий мәйданда дағдуғилиқ тәбрикләш паалийити өткүзүлди. Паалийәт җәрянида қирғизистанда яшаватқан һәр милләт хәлқи өзлириниң миллий сәнәт маһарәтлирини намаян қилди.  Қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” тәшкилатиму уйғур җамаитигә башчилиқ қилип, тәбрикләш паалийәтлиригә актиплиқ билән қатнашти. “юлтуз” уйғур миллий уссул ансамбили бу паалийәт җәрянида өз маһаритини тамашибинларға көрсәтти,

Норуз байримини тәбрикләш паалийәтлири йәнә қирғизистанниң чоң-кичик йезилиридиму уюштурулди. Уйғурлар зич олтурақлашқан новопокровка, лебединовка, василевка қатарлиқ йезиларда, шундақла қарақол, ош, җалалабад вә қарабалта қатарлиқ шәһәрләрдә өткүзүлгән тәбрикләш паалийәтлиридә уйғурлар алдинқи сәпләрдин орун елип өз мәдәнийитини намаян қилишти.

Радийомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкили турсунай ислам ханим, норуз байриминиң уйғурларниң миллий кимлики вә өрп-адәтлирини сақлап қелиштики муһим роли тоғрилиқ пикир баян қилди.

Игилишимизчә, русийәниң новосибирск шәһиридә тиҗарәт вә башқа сәвәбләр билән туруватқан уйғурлар норуз байримини бирликтә иптарлиқ паалийити билән күтүвелишқан.

Қирғизистандики қара балта шәһиридә норуз байрими паалийитиниң көрүнүши. 2024-Йили 21-март, қара балта
Қирғизистандики қара балта шәһиридә норуз байрими паалийитиниң көрүнүши. 2024-Йили 21-март, қара балта
RFA/Feruze

Өзбекистан билән қирғизистан оттура асия җумһурийәтлири ичидә қазақистандин қалсила уйғурлар нисбәтән көпрәк яшайдиған дөләтләрдур. 20-Әсирниң 30-йиллирида сталинниң сабиқ советлар иттипақида йүргүзгән бастуруш сиясити түпәйлидин оттура асия җумһурийәтлиридики көплигән уйғурлар өзлирини “өзбек” яки “қирғиз” дәп тизимлитишқа мәҗбур болған. 1991-Йили сабиқ советлар иттипақи йимирилип, оттура асия дөләтлири мустәқил болғандин кейин, қирғизистандики уйғурлар өз кимлики, мәдәнийити, тили вә өрп-адәтлирини сақлап қелиш үчүн тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә.

Кейинки йилларда өзбекистандики уйғур мәркәзлири муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири билән актип һәмкарлишишқа башлиған. Улар дуня уйғур қурултийи вә уйғур академийәси қатарлиқ тәшкилатларниң уюштурушидики бир қисим мәдәнийәт паалийәтлиригә актип қатнишип, өзбекистандики уйғурларниң авазини аңлитип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.