Пакистанниң панаһлиқ издәп чиққан уйғурларға зәрбә бериватқанлиқи мәлум

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.05.23
omer-ugyhur-wexpi-omerjan-duq-wekili-1.jpg Уруш районлирида яшаватқан уйғур муһаҗирларниң әһвалини ениқлаш вә тегишлик ярдәмдә болуш үчүн афғанистанға кәлгән өмәр уйғур вәхпиниң мәсули өмәрҗан. 2015-Йили өктәбир.
RFA

Пакистанниң хитайниң зиянкәшликидин қечип, мәзкур дөләткә панаһлиқ издәп чиққан уйғурларға зәрбә бериватқанлиқи мәлум.

“вайс” агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистандики “өмәр уйғур вәхпи” ниң қурғучиси өмәр уйғур әпәндим йиллардин буян хитайдин қачқан онлиған уйғурниң пакистанға келип панаһлинишиға ярдәмдә болған.

У мунда дегән: “әгәр мән уларға ярдәм қилмисам, ким ярдәм қилиду? мән нурғун уйғур аилилириниң мәсилисини һәл қилишиға ярдәм қилдим. Худа халиса, буниңдин кейинму шундақ қилимән.”

Һалбуки, нөвәттә һазир пакистанниң вәзийити начарлашқан. Хитай һөкүмитиниң бесими астида пакистан сақчилири уйғурларни хитайға қайтурушқа башлиған болуп, пакистанни әмди бу дөләткә қечип чиққан уйғурларниң бихәтәр панаһгаһи, дәп қарашқа болмайдикән.

Хәвәргә қариғанда, пакистан даирилири “хитай-пакистан иқтисадий каридори” қурулуши үчүн хитайдин алған 60 милярд долларлиқ қәрз мәблиғи сәвәбидин хитайниң қаттиқ бесимиға дуч кәлгән.

Хәвәрдә көрситишичә, өмәр уйғурниң һимайисигә еришкән уйғур мусапирлардин бири болған нияз ғопур: “пакистан һөкүмити хитай буйруған һәр қандақ ишни қилиду. Уйғурлар ‛хитай-пакистан иқтисадий каридори‚ сәвәбидин қаттиқ изтирап чекиватиду,” дегән.

Мәлум болушичә, хитай паспортлуқ уйғурларниң пакистанда туруши қейинлашқандин кейин “өмәр уйғур вәхпи” уларға 3-бир дөләттин панаһгаһ издәшкә башлиған. Өмәр уйғурниң ейтишичә, хитай һөкүмити хитай паспорти бар уйғурларниң пакистандин айрилишини һәссиләп тәсләштүргәндин кейин, өмәр уйғур б д т ниң мунасивәтлик органлириға мураҗиәт қилишқа башлиған.

Хәвәрдә көрситишичә, нөвәттә пакистан даирилири пакистанда туруватқан уйғурларниң биологийәлик учурлирини топлашқа башлиған.

Өмәр уйғурниң пакистандики уйғурларға тарқитилған бир җәдвәлдин мисал елип көрситишичә, “диний етиқади”, “аилә тарихи” қатарлиқ соаллар мәзкур җәдвәлдин орун алған икән.

2019-Йили, хитайниң 1. 8 Милйондин 3 милйонғичә уйғурни лагерларға ташлиғанлиқи һәққидики соалларға дуч кәлгән пакистан баш министири имран хан уйғурларниң вәзийитидин хәвәрсиз икәнликини ейтқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.