Аишә зәйди: ахбаратчилиқ арзуюм мени уйғур давасиға башлап кирди

Мухбиримиз шәһризат
2021.04.30
Аишә зәйди: ахбаратчилиқ арзуюм мени уйғур давасиға башлап кирди Америкада туғулуп өскән пакистанлиқ қиз аишә зәйди.
A’ishe Zeydi teminligen

Америкада туғулуп өскән пакистанлиқ қиз аишә зәйдиниң арзуси журналист болуш болуп, у өзиниң иҗтимаий таратқулиридин пайдилинип, хитайниң уйғур районида елип бериватқан қирғинчилиқлирини, уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилиш, лагерларға солаштәк рәзил қилмишлирини әйиблигән мәзмундики учурларни тарқитип кәлгән. У радийомизниң зияритини қобул қилғанда, өзиниң уйғурларни қандақ билгәнликини вә уйғурланиң бешиға келиватқан зулум вә паҗиәләрни аңлатқандин кейинки тәсиратини, шундақла бу җәһәттә немә ишларни қилғанлиқини баян қилип өтти.

Әркин асия радийоси: өзиңизниң кимликиңизни вә немә қиливатқанлиқиңизни аңлиғучилиримизға тонуштуруп өткән болсиңиз?

Аишә: болиду, мениң исмим аишә зәйди, мән һазир оқуватимән һәмдә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, пүттүрүшкә аз қалдим, арзуюм журналист болуш.

Әркин асия радийоси: уйғурларни қачандин тартип билисиз?

Аишә: 2016-, 2017-йиллиридин тартип уйғурлар тоғрисидики хәвәрләрни аңлашқа башлиғанидим, шу чағларда мән тор йүзидики уйғурларниң әһвали тоғрилиқ мақалиләрниң һәммисини көрәттим, лекин бу хәвәрләр бир мәзгилдин кейин туюқсиз йоқап кетәтти, шуниңдин кейин нәччә айғичә уйғурлар тоғрулуқ һечнемә аңлиялмайттим.

Әркин асия радийоси: уйғурларниң бешиға кәлгән күнләрни аңлиғандин кейинки инкасиңиз қандақ болди?

Аишә: бәк чөчүп кәттим вә бу ишларниң һазир биз яшаватқан мушу дуняда йүз бериватсиму һечкимниң диққитини тартмиғиниға бәк үмидсизләндим.

Әркин асия радийоси: сиз Instagram да уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниши, уйғур аяллириниң мәҗбурий туғмас қиливетилиши қатарлиқ мәсилиләр тоғрилиқ қисқа синларни ишләп тарқитип уйғурлар мәсилисини тонутушқа тиришиветипсиз. Йәнә бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилиш тоғрисида сөзләпсиз. Уйғурлар мәсилиси тоғрисидики у синларни ишләшкә немә түрткә болди?

Аишә: асаслиқ сәвәб пәқәт мениң ахбаратчилиқни үгиниватқанлиқим вә бу саһәгә киришкә башлиғинимдин шундақла бир қисим асаслиқ медияларниң әпти-бәширисини көрүп йәткәнликимдин болди. Уларниң бир тәрәплимә қарашлири вә сиясий тәшвиқатлирини, я бу яқта туруш я у яқта туруштәк тәрәпбазлиқлирини көрдүм. Һәқиқәттин чәтнигән ялған-явидақ нурғун хәвәр мақалилирини оқудум. Шуниң билән мән ахбаратчилиқни өгинишкә башлидим, әлвәттә, һазирқи шараитта бу дунядики әң чоң мәсилиләрниң бири дәп һесаблаймән. Чүнки йүз бериватқини ирқий қирғинчилиқ. Шуниң билән мән уйғурлар вә у йәрдә йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқлар һәққидә көп издинишкә башлидим, ахбаратчилиқ арзуюм мени бу ишқа башлап кирди.

Әркин асия радийоси: бу синларни йоллиғандин кейин Instagram дики әгәшкүчилириңиз вә аилиңиздикиләр вә аилә достлириңизниң инкаси қандақ болди? улар қандақ инкас қайтурди?

Аишә: мән Instagram дики кишиләрниң қарши елишиға ериштим. Бу йәрдә нурғун тәшкилатлар бар икән. Улар билән алақә орнатқанлиқимдин, уларниң мени илһамландурғанлиқидин хушал болдум. Мән бундақ яхши пикирләргә еришимән дәп күтмигән идим. Кишиниң көңлини иллитидиғини шу болдики бу ишқа көңүл бөлидиған адәмләрниң чиққанлиқи. Бундақ вәқәләрни давамлиқ тәпсилати билән қошуп аңлитип турғанда андин бу ишқа қизиқидиған, көңүл бөлидиғанларниң техиму көп болидиғанлиқини байқидим, шуңа мән изчил давамлаштурдум. Мән бундақ яхши инкасқа еришишимни ойлимаптикәнмән. Мән кишиләрни “у немишқа бу ишни қилиду? немишқа бу тоғрида сөзләйду?” дәватқандәк һес қилдим. Әмма, немишқа сөзлисәм болмиғудәк ?! мәнисиз тиятирларни, реаллиққа һеч бир уйғун кәлмәс драмаларни сөзләшкә вақтиңиз йәткән йәрдә, немишқа ирқий қирғинчилиқ һәққидә сөзлийәлмәйсиз? бу һазирқи инсанлар арисида йүз бериватқан ишлар! һәқиқий инсанларни қирғин қиливатиду. Хәвәр дегән шундақ нәрсиләрни өз ичигә елиши керәк, мана буни хәвәр дәймиз.

Әркин асия радийоси: уйғур хәлқи тәрәптә туруп сөз қилғанлиқиңиз үчүн хитай һөкүмитиниң өч елишидин әндишә қилмидиңизму?

Аишә: яқ, мән улардин қәтий қорқмаймән. Гәрчә хитайлар уйғурлар үчүн аваз чиқарғанлики кишиләрни җимиқтурушқа тиришсиму уларниң ундақ қилалмаслиқини үмид қилимән. Уларниң шундақ қилишини тосушму бизниң йәнә бир қилишқа тегишлик ишимиз. Уларниң барлиқ ялған-явидақ учурлар билән пәрдазланған һәқиқий әпти-бәширисини ечип ташлишимиз, һәқиқәтниң немә болуватқанлиқини көрситип беришимиз керәк.

Әркин асия радийоси: хәлқара җәмийәтләр яки һөкүмәт органлириниң хитайни уйғурлар мәсилисигә мәсул қилиш үчүн қандақ һәрикәтләрни қилғанлиқини көрдиңиз?

Аишә: мән көп һәрикәтләрни көрмидим. Өткәнки бир йилда америка, голландийә вә канада һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериливатқан қирғинчилиқни ирқий қирғинчилиқ дәп атиғанлиқини аңлап мәмнун болдум. Бирақ мениң үмид қилидиғиним була әмәс, барлиқ ислам һәмкарлиқ тәшкилатлириниңму уни ирқий қирғинчилиқ дәп атиши, болупму өзимизниң мусулман қериндашлиримизниң бешиға бундақ бир еғир күнләр келиватқанда бу бәкму муһим иди. Растини ейтқанда, бу пәқәтла дини мәсилә болупла қалмай, бәлки инсанийәтниң һәқ-һоқуқ мәсилиси, бу дуняда йүз бәрмәслики керәк болған кишилик һәқ-һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә сөзләш мәсилиси. Шуңа мән мусулман дөләтләрниң бу һәқтә еғиз ечишини көрүшни бәкму халаймән. Мән уларниң иқтисадий җәһәттә хитай билән бағлинип қалғанлиқини чүшинимән, униң үстигә хитай наһайити системилиқ һалда һәммәйләнни өзигә бағлап, һәммәйләнни өзигә беқинди қиливалди. Шундақтиму һеч болмиғанда бирәйләнниң гәрчә дөләтниң рәһбири болмисиму, кишилик һоқуққа четишлиқ бирәр адәмниң болсиму бу һәқтә сөзлигинини көрүшни техиму халаймән.

Әркин асия радийоси: һөкүмәтләр немә қилиши керәк һәмдә һөкүмәтләрниң бирәр тәдбир қоллинишиға һәйдәкчилик қилиш үчүн немиләрни қилишимиз лазим?

Аишә: мәҗбурий әмгәкниң йүз бериватқанлиқини етирап қилдуруш керәк. Хитайдин кәлтүрүлүватқан мәһсулатлар, кийим-кечәкләр вә нәрсиләрниң һәммисиниң мәҗбурий әмгәкниң мәһсули икәнликини тонутушқа әһмийәт беришимиз керәк, шундақ қилалисақ, уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләрниң әмәлий әһвали вә шараитини техиму йорутуп берәләймиз вә бу арқилиқ мәсилиләрни омумий җәһәттин оттуриға елип чиққили болиду.

Әркин асия радийоси: уйғурлар үчүн актиплиқ билән сөзләватқиниңзға қанчә узун болди?

Аишә: мән өткән йили 11-айдин башлап сөзләватимән, узун болмиди. Мениң бу сәвийәгә йетишим үчүн бир аз вақит кәтти. Йәни немә ишларниң йүз бәргәнликини техиму ениқ чүшиниш вә бу тоғрилиқ сөзлишим үчүн. Мән сөзләшни башлиғандин кейин, мени һечнемә тосуп қалалмиди. Шундақла, мән кечә-күндүз мәсилиниң тәрәққиятини тәтқиқ қилип чүшәнгәндин кийин уларни оттуриға чиқардим.

Әркин асия радийоси: һазирғичә қиливатқан паалийәтлириңизниң нәтиҗисини көрдиңизму? елип бериватқан бу паалийәтлириңиздин қандақ нәтиҗиләрни күтисиз?

Аишә: мән өзүмниң шәхсий елип барған паалийәтлиримниң биваситә нәтиҗисини көрмидим, әмма һәммимизниң ортақ сөзләватқанлиқиниң нәтиҗисини һес қилимән. Һәммә тәшкилатларниң … һазир мән һечқандақ бир тәшкилатниң әзаси әмәс, тәшкилатлар мени әза болушқа тәклип қилған болсиму, бирақ бу тәшкилатларниң ‍әзалириму йетәрлик, һәмдә өзлириму қалтис хизмәтләрни қиливатқандәк һес қилдим. Шуңлашқа мән бәзи ишларни өзүм айрим қилишни қарар қилдим. Мән айрим қилған ишлиримниң нәтиҗисини көрмидим, әмма өткәнки бир йилдики ишлиримда көргән илгириләшлирим наһайити яхши. Кишиләр мәҗбурий әмгәкниң барлиқини етирап қилишти, дөләтләр уни ирқий қирғинчилиқ дәп атиди, униң үстигә йәнә ички әзаларни оғрилап сетиш, вә мәҗбурий туғмас қиливетиш қатарлиқ мәсилиниң нурғун охшимиған тәрәплириму йорутуп берилди. Бу илгириләшләрни көрүш мени һәқиқәтән хушал қилди. Мана бу мениң бирдинбир нишаним иди.

Әркин асия радийоси: булардин башқа сиз йәнә немә қилалайсиз? һәмдә сизниңчә сизгә охшаш паалийәтчиләр хитайниң вәһшийликлирини тохтитишқа мәҗбурлияламду?

Аишә: дуня әһлиниң бу мәсилә үстидә сүкүттә туруши, мениң һес қилишимчә таратқулар вә нурғун әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң авазини чиқармиғанлиқи сәвәбидин болған. Һазир өзимизниң иҗтимаий алақә супилиримиз бар болди, шуңа әмди униңдин пайдилинип һәқиқий әһвални оттуриға чиқиришимиз лазим. Күндә дегүдәк тохтимай аз-аздин учур тарқитип турсақ, кишиләрниң күндин-күнгә көридиғини көпийиду-дә, бара-бара тәсир пәйда қилалайду. Шуңа бундақ қилишниң қиливатқан ишимизда мувәппәқийәт қазиниш вә яки хитайларни тосуш җәһәттә мунасивити зор дәп қараймән. Һәммәйләнниң бир нийәт бир мәқсәттә уюшуп бу ишларға хатимә беришини көрүшни халаймән. Шуниңға ишинимәнки мән арзу қилғинимниң һәммисини көримән. Чүнки мән нурғун сиясий паалийәтләрдә бу мәсилә һәққидә сөзләватқан охшимиған тәшкилатлар вә кишиләрни көрдүм. Һәммәйләнниң бу қирғинчилиқни ахирлаштурушқа интайин ишәнч билән қарап бир йәргә җәм болуп, уни тохтитишни әмәлгә ашурғанлиқини көрүшни халаймән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.