“пан явропа һәрикити” йиғинида җаза лагерлири мәсилиси диққәт қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
pan-yawropa-herikiti-yigin-dolqun-eysa.jpg Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “пан явропа һәрикити” тәшкилатиниң омумий йиғинида җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида доклат бәрди. 2019-Йили 16-март, мюнхен, германийә.
RFA/Ekrem

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “пан явропа һәрикити” йиғинида җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида доклат тәқдим қилди.

Явропа парламентида 1994-йилидин 2014-йилиғичә 20 йил парламент әзаси болған, һазир баварийә христиан бирликиниң әзаси һәмдә “пан явропа һәрикити германийә тармиқи” ниң мәсули болған бәрнд поссәлт әпәндиниң тәклипи билән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди башлиқ бир гуруппа вәкилләр 16-март мюнхен шәһири әтрапида өткүзүлгән “пан явропа һәрикити” тәшкилатиниң омумий йиғиниға қатнашти.

Бу йиғинниң саһипхани бәрнд поссәлт әпәнди явропа парламентиға әза болуп турған дәврлиридә вә һазирға қәдәр уйғур миллий һәрикитини изчил қоллап кәлгән бир сиясий әрбаб болуп, у д у қ ниң мюнхенда өткүзүлгән түрлүк йиғинлириға, қурултайлириға, мәдәний паалийәтлиригә изчил қатнишип кәлгән. У, 2018-йили 11-айда чақирилған “шәрқий түркистан миллий кеңиши” йиғинида нутуқ сөзләп; “вәтини башқилар тәрипидин истила қилинған хели көп милләтләр мюнхенни вақитлиқ пайтәхт қилған иди. Улар кейинчә мустәқил болуп өз юртиға қайтти. Һазир уйғурларниң вақитлиқ пайтәхти мюнхендур. Мән буниңдин ғурурлинимән” дегәнләрни тилға алған иди.

Бәрнд поссәлт бу қетимқи йиғинда уйғурлар мәсилисини явропада күнтәртипкә көтүрүш, болупму җаза лагерлири мәсилисини пүтүн явропа дөләтлиридә җиддий мәсилә дәриҗисигә елип чиқиш үчүн д у қ рәһбәрлирини доклат қилишқа алаһидә тәклип қилған.

Бу қетимқи йиғинға 30 әтрапида дөләттин кәлгән “пан явропа һәрикити” ниң рәһбәрлири, әзалири қатнашқан болуп йиғинда русийә һәм украинадики мәвҗут мәсилиләр, шәрқий явропа әллиридики түрлүк зиддийәтлик амиллар музакирә қилинипла қалмай, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисиму муһим бир тема сүпитидә йиғин әһлиниң диққитигә сунулған.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу йиғинда, уйғурлар мәсилисини анчә яхши билмәйдиған шәрқий явропалиқ бир қисим вәкилләрниң каллисини ечиш үчүн, алди билән уйғурлар вә шәрқий түркистанниң истила тарихи һәққидә қисқичә чүшәнчә берип өткән. У сөзидә хитай һакимийитиниң һазир шәрқий түркистанда уйғурлар үстидин етник вә мәдәнийәт ассимилятсийәси, диний дәпсәндичилик йүргүзүватқанлиқини мисаллири билән оттуриға қоюпла қалмай, йәнә нуқтилиқ һалда җаза лагерлири мәсилисини асасий тема қилип хитайниң 2 милйондин артуқ уйғурни җаза лагерлириға соливелип, вәһшийлик билән қийнаватқанлиқини баян қилип өткән.

Бу қетимқи йиғинға д у қ рәисигә һәмраһ болуп қатнашқан қурултай фонди мудири абдуҗелил әмәт әпәндиниң билдүрүшичә, д у қ рәиси йиғинда изаһлап өткән җаза лагерлири мәсилиси йиғин әһлиниң күчлүк диққитини тартқан.

“пан явропа һәрикити” ниң бу йиғиниға мюнхендики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәндиму қатнашқан болуп, у бу йиғин арқилиқ уйғурлар мәсилисиниң явропа миқясиға техиму кәң тонулуши үчүн бир пурсәт яритилғанлиқини тәкитлиди.

“пан явропа һәрикити” яки “пан явропа бирлики” дәп аталған мәзкур хәлқаралиқ тәшкилат явропаниң бирлики, тәрәққияти вә бихәтәрликини илгири сүрүш үчүн ортақ һәрикәт қилиш мәқситидә 1922-йили германийәдә қурулған. 2-Дуня урушидин кейин паалийәтлири җанлинип фирансийә, италийә, испанийә һәм португалийәниң қоллиши билән явропа иттипақиға әза бир қисим дөләтләрдин сирт, 1975-йилидин етибарән шәрқий явропадики көплигән дөләтләрни өз ичигә алған көлими зор бир тәшкилатқа айланған. Бу тәшкилатниң явропа парламентида вәкиллири болуп, 2016-йилидин башлап бу тәшкилатқа русийә, украина, македонийә һәтта албанийә вә косуволарму әза болуп киргән. Бу тәшкилат бүгүн пүтүн явропада тармақ органлири болған хәлқаралиқ чоң бир тәшкилат һалиға кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.