Доктор турди муһәммәд абдулла теббий давалаш материяли тәтқиқатида 7 қетим патент һоқуқиға еришкән

Мухбиримиз меһрибан
2021.10.18
Доктор турди муһәммәд абдулла теббий давалаш материяли тәтқиқатида 7 қетим патент һоқуқиға еришкән “истанбул технологийә университети” химийә факултетиниң, био-химийә материяллар тәтқиқатчиси доктор турди муһәммәд абдулла әпәнди тәҗрибиханисида хизмәт үстидә. 2021-Йили 14-өктәбир, истанбул, түркийә.
Dr. Turdi Muhemmed Abdulla teminligen

“истанбул технологийә университети” химийә факултетиниң, био-химийә материяллар тәтқиқатчиси доктор турди муһәммәд абдулла, 14-өктәбир күни америка патент идарисидин, өз тәтқиқат түридики йәнә бир кәшпиятиниң патенти һәққидә хош хәвәр тапшурувалған.

Доктор турди муһәммәд әпәндиниң 15-өктәбир радийомизға билдүрүшичә, бу униң 2020-йили 6-айдин буян теббий давалашта ишлинидиған биохимийәлик материяллар тәтқиқатида еришкән 7-қетимлиқ тәтқиқат нәтиҗиси икән.

Доктор турди муһәммәт әпәнди америка патент идариси тәрипидин етирап қилинған 7 қетимлиқ тәтқиқат нәтиҗисини тонуштурди. Униң билдүрүшичә, униң тәтқиқат нәтиҗилири теббий давалашта, йәни оператсийәдә адәм бәдинигә ишлитилидиған биохимийәлик материяллар тәтқиқатиға тәвә икән.

Тәтқиқатчиси доктор турди муһәммәд абдулла әпәндигә америка патент идарисидин 2020-йили июн вә 2021-йили өктәбирдә кәлгән хәтлири. (Бу хәттә докторниң исми хитай паспортидики исми асас қилинған)
Тәтқиқатчиси доктор турди муһәммәд абдулла әпәндигә америка патент идарисидин 2020-йили июн вә 2021-йили өктәбирдә кәлгән хәтлири. (Бу хәттә докторниң исми хитай паспортидики исми асас қилинған)

Доктор турди муһәммәт абдулла әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетим патентқа еришкән тәтқиқатини у 2016-йили башлиғаникән.

Доктор турди муһәммәд 2011-йили “шаңхәй туңҗи университети” ниң химийә инженерилиқи кәспини түгәткән. 2011-Йили йил ахирида сәуди әрәбистандики “абдул әзиз ханлиқ университети” да химийә инженерилиқида магистирлиқ оқушини башлиған. 2015-Йили йәнә мәзкур университетта докторлуқ оқушини башлиған. Униң билдүрүшичә, һазирға қәдәр 7 қетим патент һоқуқиға еришкән биохимийәлик материяллар тәтқиқати униң 2016-йили башлиған докторлуқ тәтқиқати вә униңдин кейинки “постдок”, йәни доктор аштилиқ тәтқиқат нәтиҗисиниң давами икән. У 2019-йилдин башлап, устазлири вә бу саһәдики адвокатниң тәклипи билән өзиниң тәтқиқат нәтиҗилирини бирқанчә түр бойичә, америка патент идарисигә йоллиғаникән.

Турди муһәммәт әпәнди йәнә “абдул әзиз ханлиқ университети” да докторлуқ оқуватқан мәзгилидә, тәтқиқатида йетәкчи болған устазлиридин, мәзкур университетниң нану техника мәркизидики профессор аннан мемик әпәндигә болған миннәтдарлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

У өзиниң 1986-йили хотән шәһири лаской базиридики бир деһқан аилисидә туғулғанлиқини, башланғуч вә оттура мәктәпни уйғур тилида оқуғанлиқини әскәртти. Униң тәкитлишичә, уйғур ана тил маарипи нәччә әвлад мунәввәр уйғур зиялийлирини тәрбийәләп йетиштүргән. Һалбуки бүгүнки күнгә кәлгәндә уйғур ана тил маарипиниң хитай һөкүмити тәрипидин чәклинип, вәйран қилиниши уйғурлар үчүн орнини толдурғусиз зор йоқитиш елип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.