Мәрһум зиялий пәрһат қурбан тәңритағлини хатириләш йиғини өткүзүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.12.09
perhat-qurban-tengritaghli

Уйғур зиялийси др. Пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди һаят мәзгилидә истанбулдики ишханисида. 2023-Йили 4-ай, түркийә.

alimjan-inayet

Уйғур зиялийси др. Пирофессор алимҗан инайәт др. Пәрһат қурбан тәңритағли хатириләш йиғинида сөз қилмақта. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

perhat-qurban-tengritaghli-xatirilesh-1

Уйғур зиялийси др. Абдулһамит авшар др. Пәрһат қурбан тәңритағли хатириләш йиғинида сөз қилмақта. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

perhat-qurban-tengritaghli-xatirilesh-2

Уйғур зиялийси др. Пирофессор алимҗан инайәт др. Пәрһат қурбан тәңритағли хатириләш йиғинида сөз қилмақта. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

perhat-qurban-tengritaghli-xatirilesh-3

Др. Гүлзадә тәңриташли ханим мәрһум йолдиши др. Пәрһат қурбан тәңритағлини хатириләш йиғинида сөз қилмақта. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

perhat-qurban-tengritaghli-xatirilesh-4

Уйғур зиялийси др. Пирофессор сулайман доған др. Пәрһат қурбан тәңритағли хатириләш йиғинида сөз қилмақта. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

perhat-qurban-tengritaghli-xatirilesh-5

Уйғур зиялийси др. Пәрһат қурбан тәңритағлини хатириләш йиғиниға иштирак қилғучилар. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

perhat-qurban-tengritaghli-xatirilesh-6

Уйғур зиялийси др. Пәрһат қурбан тәңритағлини хатириләш йиғиниға иштирак қилғучилар. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

perhat-qurban-tengritaghli-xatirilesh-7

Уйғур зиялийси др. Пәрһат қурбан тәңритағлини хатириләш йиғинида хатирә сүрәт. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

perhat-qurban-tengritaghli-xatirilesh-8

Уйғур зиялийси др. Пәрһат қурбан тәңритағлини хатириләш йиғинида хатирә сүрәт. 2024-Йили 8-декабир, истанбул. RFA/Arslan

8-Декабир (йәкшәнбә) күни уйғур академийәси вәхписиниң сабиқ рәиси, уйғур зиялийси доктор пәрһат қурбан тәңритағли вапатиниң бир йиллиқи мунасивити билән уйғур академийәсиниң саһибханилиқида мәрһумни хатириләш йиғини өткүзүлди.

Йиғинда мәрһумниң һаяти вә иш-излири тонуштурулди, шундақла уйғурларниң миллий мәдәнийәт вә әдәбият-сәнәт саһәсидә көрсәткән хизмәтлири, уйғур дәвасиға қошқан төһпилири, иҗтимаий вә сиясий саһәләрдики иш-паалийәтлири әсләп өтүлди.

Хатириләш йиғиниға мәрһумниң аяли вә пәрзәнтлири, йеқин достлири, уйғур академийәсиниң бир қисим мәсуллири вә истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр-аял болуп көп санда киши қатнашти.

Хатириләш йиғини қуран кәрим тилавити вә мәрһумниң роһиға дуа оқуш билән башланди. Хатириләш йиғинға мәрһумниң дости вә савақдиши, әнқәрә университетиниң пирофессори әркин әмәт риясәтчилик қилди.

Хатириләш йиғинида мәрһумниң дости вә савақдиши, әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт сөз қилип, мәрһумни чоңқур сеғиниш вә һөрмәт билән әсләйдиғанлиқини ипадилиди.

У мундақ деди: “әзиз достум вә савақдишим, шундақла сәпдишим доктор пәрһат қурбан тәңритағли шәрқий түркистан дәвасиниң бир җәңчиси иди, йүрики вәтән сөйгүси вә милләт ишқида көйгән бир дәва адими иди. Хәлқимизниң тартқан азаб-оқубәтлирини, дәрдлирини чоңқур һес қилған һәмдә милләтниң әркинлики үчүн йол вә чарә-тәдбир издигән бир зиялий иди. Униң вапати шәрқий түркистан дәваси үчүн чоң бир йоқитиш болди”.

Пирофессор доктор алимҗан инайәт әпәндиниң билдүрүшичә, у мәрһум пәрһат қурбан тәңритағли билән 1980-йили бейҗиңдики милләтләр университетида оқуш җәрянида тонушқан. Мәрһум сәмимий, ақ көңүл, тиришчан вә көп тәрәплимә қабилийәткә игә шәхс болуп, нахша-музика вә сәнәт саһәсидиму яхши тәрбийә алған. Шуңа бейҗиңда оқуш җәрянида сәнәт иқтидарини җари қилдуруп, уйғур сәнити арқилиқ уйғурларни вә уйғур мәдәнийитини җанлиқ тонуштурған.

Игилинишичә, мәрһум пәрһат қурбан тәңритағли уйғур мәдәнийити вә өрп-адәтлиригә алаһидә әһмийәт беридиған шәхс һесаблиниду. У бейҗиңда оқуш җәрянида савақдашлири билән һәмкарлишип, уйғур сәнәт гурупписи тәшкиллигән вә тунҗи қетим норуз байримини тәбрикләш паалийити уюштуруп, уйғур мәдәнийәт сәнитини тонуштурған вә җанландурған.

Мәрһум доктор пәрһат қурбан тәңритағли түркийәгә оқушқа кәлгәндин кейинму оқуш җәрянида бир сәнәт өмики қуруп чиққан, шундақла түркийәниң һәр қайси шәһәрлирини айлинип, уйғур сәнитини намаян қилиш арқилиқ уйғурларни вә уйғурларниң мәдәнийәт-сәнитини тонуштурған.

У йәнә түркийә биләнла чәклинип қалмастин явропаниң бир қанчә шәһәрлиригә берип, явропалиқларға уйғур мәдәнийити һәққидә чүшәнчә бәргән.

Пирофессор алимҗан инайәт әпәнди “мәрһумниң шәрқий түркистан дәваси вә уйғур мәдәнийитини дуняға тонутушта роли вә төһписи наһайити чоң” деди.

Шаһитларниң билдүрүшичә, мәрһум сиясий вә иҗтимаий паалийәтләр биләнму шуғулланған. У уйғур академийәси вәхписиниң қурғучилиридин бири болуп бир қанчә йил шу вәхпиниң рәиси болуп вәзипә өтигән. Пирофессор алимҗан инайәт әпәндиниң билдүрүшичә, мәрһум сиясий саһәдиму хизмәт қилған болуп, түркийәниң парламент сайлимида милләт вәкили болуш үчүн өзини икки қетим намзат көрсәткән. У сайлам тәшвиқатида түрк дуняси вә уйғурлар мәсилисини алдинқи пиланға қоюп тәшвиқ қилған. Пирофессор алимҗан инайәт бу һәқтә тохтилип “гәрчә у сайламда милләт вәкили болуп сайлиналмиған болсиму униң ирадиси, мәниви җасарити, улуғвар ғайиси вә тиришчанлиқи һәммимизгә өрнәк болғуси” дәйду.

Мәрһум йәнә йезиқчилиқ билән шуғулланған болуп, бир академик болуш сүпити билән уйғурларниң иҗтимаий вә сиясий саһәсигә мунасивәтлик бәш парчә китаб вә нурғун илмий мақалиләрни йезип нәшр қилдурған.

Пирофессор доктор алимҗан инайәт йәнә мундақ деди: “пәрһат қурбан тәңритағлиниң нурғун алаһидиликлири бар иди, шуниң үчүн униң вапати шәрқий түркистан дәваси үчүн чоң бир йоқитиш болди, униң шәрқий түркистан дәваси вә уйғур мәдәнийити үчүн қошқан төһпилирини хәлқимиз унтумайду, мәрһумға аллаһ рәһмәт қилсун, ятқан йери җәннәттә болсун нур ичидә ятсун” .

Мәрһум һәққидә сөз қилған пирофессор абдулһәмит авшар әпәнди, пәрһат қурбан тәңритағли вә униң аяли гулзадә тәңритағлиниң түркийәгә кәлгәндин кейинки паалийәтлирини һөрмәт ичидә әсләйду. Униң ейтишичә, мәрһум мәдәнийәт-сәнәт паалийәтлиридә уйғурларниң кәспийләшкән нахша-музикилирини намаян қилғандин кейин түрк хәлқи уйғурларниң кәспи мәдәнийәт-сәнити билән тонушқан. У бу һәқтә тохтилип “мәрһум пәрһат қурбан тәңритағли, хитайға мунасивәтлик бизниң билишимиз керәк болған пүтүн мәлуматларни бизгә чүшәндүрүш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәтти, мәхсус китаб язди. Униң пүтүн һаятини шәрқий түркистан дәваси йолида күрәш қилиш билән өткүзгәнликини бүгүн йәнә бир қетим тилға елип әслигән болдуқ, мәрһумниң роһи шад, ятқан йери җәннәттә болсун” деди.

Мәлум болушичә, мәрһумниң “хитай чүши”, “хитайниң ‛бир бәлбағ бир йол‚ реаллиқи вә түрк дуняси”, “хитайдин ашкариланған лагер һөҗҗәтлири: қариқаш тизимлики”, “хитайниң ғәрбий район нәзәрийәси”, “йеңи хитай” қатарлиқ китаблири түркийәдә түрк тилида нәшр қилинип, түркийәдики әң чоң китаб сетиш тори болған “китаб юрти” да алқишлиқ китаблар қатариға киргән; шундақла бу китаблар түркийә хәлқиниң хитайни чүшинишидә, уйғур мәсилисигә диққәт қозғашта муһим рол ойниған.

Мәрһум пәрһат қурбан тәңритағлиниң дости, пирофессор сулайман доған әпәнди мәрһум тоғрисида тохтилип униң билән 1988-йили тонушқанлиқини билдүрди. У мәрһум тоғрисида сөз қилип “у бәк һошяр киши иди, өзигә бәк ишинәтти. Академик, язғучи, сәнәтчи вә сиясий паалийәтчи иди, . Шуниң билән биргә у һәм әдәбият, сиясәт вә сәнәтни бирләштүргән һалда шәрқий түркистан дәвасиға хизмәт қилған үлгилик шәхс иди” деди.

Мәрһумниң аяли доктор гулзадә тәңритағли мәрһум тоғрисида сөз болғанда өзиниң мәрһум билән 1980-йили бейҗиңда оқуш җәрянида тонушқанлиқини, уйғур мәдәнийитини тонуштуруш үчүн нурғун паалийәтләрни биргә елип барғанлиқини билдүрди.

Гулзадә тәңритағли ханимниң ейтишичә, у пәрһат әпәнди билән әр-аял болуш билән биргә охшаш вақитта дәва йолида сәпдаш болуп, мәрһумниң вапатиғичә түркийәниң һәр қайси шәһәрлирини айлинип, шәрқий түркистан дәваси вә уйғур мәдәнийитини тонуштуруш йолида бирликтә хизмәт қилған; түрк дуняси йиғин вә паалийәтләргә актип қатнишип, уйғур мәдәнийитини тонуштурушқа ортақ тиришчанлиқ көрсәткән. У сөзидә, пәрһат қурбан тәңритағлиниң милләтпәрвәрлик аң чүшәнчисиниң юқири икәнликини алаһидә әскәртиду.

Мәрһум пәрһат қурбан тәңритағли, 2023-йили 12-айниң 8-күни кесәллик сәвәбидин истанбулда 61 йешида вапат болған иди. Униң вапати аилиси, достлири вә чәтәлдики уйғур җамаитини чоңқур қайғуға салди.

Доктор пәрһат қурбан тәңритағли 1962-йили қәшқәр шәһиридә туғулған болуп, 1980-йилидин 1984-йилиғичә бейҗиң мәркизий милләтләр университети уйғур тили вә әдәбияти кәспидә оқуған. У бейҗиңдики “хитай ислам җәмийити” дә бир мәзгил ишлигәндин кейин 1987-йили аяли билән түркийәгә келип, мармара университети иҗтимаий пәнләр институтиға оқушқа киргән. Мәрһумниң гулдияр тәңритағли вә долунай тәңритағли исимлик икки қиз пәрзәнти болуп, истанбулда яшимақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.