Пәйзиватниң алмибағ дегән йеридә бир “тәрбийәләш мәркизи” ниң һелиһәм барлиқи ашкариланди
2023.08.09
Уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси шөһрәт закир, 2019-йили декабирда бейҗиңда ечилған бир ахбарат йиғинида “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дики “оқуғучилар” ниң асасән дегүдәк мәктәп пүттүрүп болғанлиқини елан қилған вә бу һәқтики ениқлашлиримиз давамида лагердики тутқунларниң көп қисми үстидин җаза һөкүми чиқирилғанлиқи вә улар туруватқан лагерларниң вивискисиниң алмаштурулуп түрмигә айландурулғанлиқи, әмма бир қисим лагерларниң йәнила тәрбийәләш мәркизи намида маңдурулуватқанлиқи ашкариланғаниди. Бирқанчә ай аввал уйғур елини зиярәт қилип кәлгән “вашингтон почтиси” гезитиниң бир мухбири уйғур елиниң һечбир йеридә лагер учратмиғанлиқини хәвәр қилди. Шуниңдин кейинки ениқлашлиримизда лагерларниң орни һәққидә давамлиқ мәлумат сүрүштә қилдуқ.
Өткән һәптә чәтәлдә яшайдиған, өзиниң бихәтәрликини көздә тутуп исмини ашкарилашни халимайдиған пәйзиватлиқ муһаҗирлардин бири юртидики бир лагерда тамақ йетишмәслик әһвали көрүлгәнлики вә лагер хадимлириниң аһалиләрдин йемәклик топлиғанлиқи һәққидә учур алғанлиқини инкас қилди. Пәйзиватқа қарита телефон зиярәтлиримиз давамида, мәзкур ачлиқ вәқәси дәлилләнмигән болсиму, лекин пәйзиватниң алмибағ дегән йеридә бир лагерниң һелиһәм мәвҗутлуқи ашкариланди. Пәйзиват базарлиқ сақчи хадиминиң ашкарилишичә, у йеқинда бир тутқун аилә тавабиатини мәзкур лагерға апирип лагердики аилә әзаси билән учраштурған. Униң дейишичә алмибағдики лагер пәйзиват наһийә ичидин10-12 километир узақлиқта икән.
Хитайниң “тәңритағ тори” ниң 8 -авғусттики бир хәвиридә, уйғур елидә һазирға қәдәр 1 милйон 932 миң адәм қетим кәспий тәрбийәләш елип берилғанлиқи вә 1 милйон 500 миңдин ибарәт йиллиқ пиланниң %128 орундилип болғанлиқи илгири сүрүлгән. Хәвәрдә йәнә һазирға қәдәр 300 миң 800 әмгәк күчи ишқа орунлаштурулуп, йиллиқ ишқа орунлаштуруш пиланиниң %65 орундилип болунғанлиқи баян қилинған.
Мәзкур хадим алмибағдики лагерда қанчилик киши барлиқи вә қандақ башқурулуватқанлиқи һәққидә мәлумат берәлмигән болсиму, бу мәркәздики “оқуғучилар” ниң өйигә қайталмайдиғанлиқи вә униңға бирқанчә ишиктин өтүп кирилидиғанлиқини баян қилиш арқилиқ, бу мәркәзниң хитайниң мәзкур хәвиридә пәрдазланғандәк, кәсип-һүнәр өгитидиған җай әмәслики, әксичә бир җаза лагери икәнликини дәлиллиди.
У йәнә бу лагерда хитай тили вә сиясий өгиниш елип берилидиғанлиқини тәкитлиди.
Мәзкур хадим илгири бу лагерға тутқунларни елип кәлгәнликини баян қилиш билән бирликтә лагерниң ичидики конкрет әһваллар һәққидә өзлиригә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини өзлиридинму сир тутулидиғанлиқини әскәртти.
Илгирики ениқилашлиримизда, түрмә вә лагердикиләрниң аилиси билән кәнт ишханиси яки әдлийә идарисидә екран арқилиқла көрүштүрүлидиғанлиқи мәлум болған. Мәзкур хадим қандақ бир зөрүрийәт билән тутқун аилә тавабиатини лагерда йүз көрүштүргәнлики һәққидә мәлумат бәрмиди.
Өткән айдики ениқлашлиримиздиму маралбешиниң наһийә базири ичидә вә корла шәһириниң кона базар дегән йеридә бирдин лагер барлиқи дәлилләнгәниди.