Хитайниң уйғур диярида иҗра қиливатқан “зораван пиланлиқ туғут сиясити” герман таратқулирида күчлүк тәсир қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.07.01
pilanliq-tughut-305.png Хитайда көп учрайдиған пиланлиқ туғут тәшвиқатлири
AFP

Хитайниң “пиланлиқ туғут сиясити” хәлқара мәтбуатларда “ирқий қирғинчилиқ”, “бир милләтниң нәслини қәдәмму-қәдәм қурутуш сиясити” дәп әйибләнмәктә.

29-Июн германийәлик тәтқиқатчи адриян зенз “һамилидарлиқтин сақлиниш, мәҗбурий туғут чәкләш: хитай компартийәсиниң уйғурларниң туғулуш нисбитини контрол қилиш һәрикити” намлиқ һөҗҗәтлик доклатни елан қилғандин кейин, германийәниң асаслиқ ахбарат васитилири униң мәзмунини икки күндин буян җиддий тема сүпитидә кәң тәшвиқ қилмақта.

Германийәниң дөләтлик телевизийә 1-қанили болған ARD ниң 1-июл елан қилған “зораванлиқ билән туғут чәкләш” намлиқ хәвиридә мустәқил тәтқиқатчи адриян зензниң хитайниң “пиланлиқ туғут сиясити” ни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиғанлиқини тилға алиду.

Хәвәрдә мундақ дейилиду: “тәтқиқатчи адриян зенз хитайниң уйғур аяллириға өзлири еливетәлмәйдиған һамилидарлиқтин сақлиниш дорилирини мәҗбурий ишлитиватқанлиқини ениқлиди. Бейҗиңниң бундақ қилиштики мәқсидиниң уйғурлар һәм қазақларға охшаш аз санлиқ милләтләрниң нәслини қәдәмму-қәдәм қурутуш икәнликини илгири сүрди. У буни ‛нопус қирғинчилиқи‚ яки ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп атиди. Униң билдүрүшичә, бейҗиңниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири уйғур районидики сақчиларниң өйму-өй кирип, кимниң қанчә балиси барлиқини ениқлаш хизмәтлирини җиддий назарәт қилмақта. Пиландин сирт балиси болғанларға еғир җәриманә қоюлмақта яки лагерларға соланмақта. Аяллар һамилидар болуп қелиштин вә туғуштин қорқмақта. Хитай һөкүмити бу доклатни рәт қилди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяв лиҗйән: ‛әмәлийәт шуки, шинҗаңниң иқтисади тәрәққий қилмақта, җәмийәт инақ вә муқим, кишиләрниң турмуш вә диний шараити яхшиланди, бәзи таратқулар шинҗаң һәққидә ялған хәвәр тарқатти вә хитайниң сияситини сәвәбсиз әйиблиди. Буниң әмәлийәт билән бир мунасивити йоқ, ‚ деди. Әмма б д т, ғәрб һөкүмәтлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири узун йиллардин буян хитайниң уйғурларни бастуруш сияситини әйибләп кәлмәктә, 1 милйондин артуқ уйғурларниң җаза лагерлириға қамалғанлиқини илгири сүрмәктә”.

Германийәдики нопузлуқ гезитләрдин “заман” гезити “әвлад қалдурушни арзу қилалмаслиқ” намлиқ мақалисидә мундақ дәп язиду: “2009-йили үрүмчидә уйғурлар билән хитайлар арисида тоқунуш йүз берип, нурғун адәм қаза қилди. 2014-Или кунмиңдә уйғурларниң һуҗумида 150 тин артуқ адәм яриланди вә 31 киши өлди. Шу йили икки нәпәр уйғур үрүмчи пойиз истансисида өзини партлитиш характерлик һуҗум елип берип, 80 дин артуқ адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарди. Буниңдин сәл кейин, һуҗумчилар үрүмчидики көктат базирида қолбомбиси ташлап, кәм дегәндә 39 адәмни өлтүрди. Бейҗиң һөкүмити шуниңдин кейин ‛террорлуққа қарши туруш‚ баһанисидә җаза лагерлирини тәсис қилип, милйонлиған уйғурни қамашқа башлиди. Адриян зенз 2017-йили сүний һәмраһ сүрәтлири арқилиқ җаза лагерлирини тунҗи болуп байқиғучиларниң биридур. Өткән йили у дөләтниң уйғур пәрзәнтлирини ата-анилиридин системилиқ вә мәҗбурий айриватқанлиқини ашкарилиған иди. Хитай һакимийити бу лагерларни ‛исламий әсәбийликни түгитиш үчүн қурулған тәрбийәләш мәркизи‚ дәп атайду. Әмма бейҗиңниң мәқсити уйғурларни миллий кимликидин вә мәдәнийитидин айрип ташлаш болмақта.”

“ахбарат” тори 30-июн елан қилған “уйғурларниң азаб-оқубәтлири: хитай бир милләтни қандақ көздин йоқитишни арзу қиливатиду?” намлиқ хәвиридә мундақ дәп язиду: “бейҗиң қанунниң күчигә тайинип мәҗбури бала чүшүрүш арқилиқ уйғурларниң туғулуш нисбитини төвәнлитиватиду. Тәнқидчиләр буни ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп атимақта. Америка ахбарат агентлиқиниң ‛нопус қирғинчилиқи‚ намлиқ тәтқиқатида буниң бейҗиң һөкүмитиниң шинҗаңдики мусулман аз санлиқ милләтләрниң нопусини тизгинләш үчүн қолланған кәскин тәдбирлириниң бири икәнликини очуқлиди. Йүз миңлиған уйғур аяллири һамилидарлиқтин сақлиниш вә бала чүшүрүш оператсийәсигә мәҗбурланмақта.”

“дуня” гезити елан қилған “хитай аз санлиқ милләтләргә туғут нисбитини төвәнлитиш үчүн бесим ишләтмәктә” намлиқ хәвиридә лагердики нурғунлиған аялларниң көп пәрзәнтлик болғанлиқи үчүнла қамалғанлиқини, уларға қәрәллик һалда туғут чәкләш дориси берилип келиватқанлиқини әскәртип, әнглийәлик уйғуршунас җуанне симит финлейниң сөзидин нәқил елип мундақ баян қилиду: “бу ениқла дәвримиздики ирқий қирғинчилиқ. Бу, бир дәқиқә ичидә йүз бәргән кишини һәйран қалдуридиған кәң көләмлик қатиллиқ әмәс, бәлки аста-аста, азаблиқ, созулушчан ирқий қирғинчилиқ.”

“тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң директори улрик делиюс әпәнди бу һәқтә тохталғанда “бу доклатқа бу қәдәр етибар бәргәнлики бәк яхши болди,” деди. У мунуларни тилға алди: “мәзкур доклат хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң йәнә бир йүзини йорутуп бәргән. Германийә мәтбуатлириниң герман хәлқи әсла қобул қилалмайдиған туғут әркинликигә дәхли-тәруз қилиш қилмишлири көтүрүп чиқиши, германийә хәлқиниң хитайға болған наразилиқиниң йәниму йүксилишигә түрткә болиду.”

Германийәниң карлсрухе шәһиридики уйғур зиялийси әнвәр әһмәт әпәнди бу хусуста ипадә билдүргәндә хитайниң туғут чәкләш сияситиниң уйғурлар үстидин наһайити вәһший шәкилдә елип берилғанлиқини тилға алди.

Германийәдики “күндилик гезит” елан қилған “чәкләнгән пәрзәнт көрүш арзуси” намлиқ хәвәрдә мундақ язиду: “бейҗиң террорлуққа қарши туруш намида көләм җәһәттин тәңдашсиз болған лагерларни қуруп, пирактика паалийитини башлиған иди. Кишилик һоқуқ паалийәтчилири бу лагерларға бир милйондин артуқ уйғурниң қамалғанлиқини ашкарилиди. Лагерлардин қутулуп чиққан бир бөлүк шаһитлар бу лагерлардики зулум вә қийнаш һадисилири һәмдә аялларға туғмаслиқ окули урулидиғанлиқи тоғрисида гуваһлиқ бәрди. Ашкариланған ички санлиқ мәлуматлар бу лагерларниң террорлуққа қарши туруш үчүнла қурулмиғанлиқини дәлиллиди.”

“күндилик почта” гезити елан қилған “инсанийәтсиз сиясәт” намлиқ мақалида мундақ язиду: “уйғурларға йүргүзүлүватқан муамилә тоғрисидики йәнә бир тепишмақниң ишарәтлири хитай һакимийитиниң теничсиз шинҗаң районидики инсанийәтсиз сияситиниң қайси дәриҗигә йәткәнликини көрситип бәрди. Террорлуқ тәһдити яки иҗтимаий муқимсизлиқ аялларниң туғуш һәққини чәкләшкә баһанә болалмайду. Бу инсанийәткә қарши җинайәттур.”

“күнниң җәдвили” гезити елан қилған “қәдәмму-қәдәм қирғин қилиш” намлиқ хәвәр һәмдә “явропа хәвәрлири” тори елан қилған “әвлад қалдурушни чәкләш, уйғур аяллириниң мәҗбури туғут чәкләш вә бала чүшүрүшигә даир доклат” намлиқ хәвәрләрдиму хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин динидин, мәдәнийитидин, барлиқ миллий алаһидиликлиридин айрип ташлаш сиясити йүргүзүпла қалмай, йәнә ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзүватқанлиқиниму илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.