Пиланлиқ туғут қурбани: “пиландин сирт” туғулған бовақ тирик болсиму өлтүрүлгән
2020.08.06
“қусуқумдин чүшүрүвәткән балам туғулған болса, 15 яшқа кирип қалған болатти. . .” дәп сөзини башлиди, 2016-йили түркийәгә кәлгән бумәрйәм ханим.
53 яшлиқ бумәрйәм қәшқәр тоққузақтин болуп, 2003-йилиниң ахири 2004-йилниң башлири 4-балисиға еғир аяғ болуп қалғинида қанчә йошурупму, пиланлиқ туғут кадирлириниң нәзиридин қутулалмиған. Уларниң һәр хил тәһдитлири сәвәблик, 5 айдин ашқан һамилисини чүшүрүветишкә мәҗбур болған.
Йеза кадирлири вә пиланлиқ туғут кадирлири бирликтә уни қәшқәр шәһәрлик “ана-балилар сақлиқ сақлаш дохтурханиси” дәп вивиска есилған орунға апирип, киндикигә окул уруп сүний усулда балисини чүшүрүвәткән һәмдә дохтурханиға 200 йүән төләткән.
Бумәрйәм ханим бу ечинишлиқ күнниң өзидә, башқа йеза, наһийәләрдин елип келингән, 7-8 айлиқ еғир аяғ һәтта туғушқа бир қанчә күнила қалған уйғур аяллар билән бир ятақта ятқанлиқини әсләп, “уларниң һали мәндинму яман иди, өзүмниң тартқанлири бир яқта қелип, балиси толуқ вақти тошуп туғулған болсиму охшашла өлтүрүп қолиға бәргәнләргә қарап чидимай йиғлап кәттим. . .” дәйду
Униң бешиға кәлгән бу трагедийә өмүрлүк виҗдан азабидин башқа уни нурғун әгәшмә кесәлликләргә муптила қилған.
Туғут дохтури: дохтурханиларда пиландин сирт балиларни тирик қоймаслиқ буйруқи қаттиқ иҗра қилиниду
Һазир түркийәдә яшаватқан илгири үрүмчидики аптоном районлуқ миллий шипаханиниң туғут бөлүми вә башқа дохтурханиларда 15 йил хизмәт қилған туғут дохтури хасийәт абдулла ханимниң бәргән гуваһлиқидинму пиландин сирт туғулған бовақларниң һәтта тирик туғулған һаләттиму өлтүрүп бир тәрәп қилинидиғанлиқи испатланди.
Хасийәт ханимниң чүшәндүрүшичә һәр қандақ дохтурханиниң мәхсус пиланлиқ туғут ишханиси бар болуп, улар дохтурханиға көрүнгили кәлгән һамилидар аялларниң һәммисиниң архиплирини башқуриду вә пиландин сирт яки бәлгиләнгән арилиқтин қисқа вақитта һамилидар болғанлири болса, пиланлиқ туғут ишхана хадимлири оператсийә үстидә туруп, у аялниң һамилиси қанчә чоң болуп кәткән болушидин қәтий нәзәр чүшүрүп бир тәрәп қилиду, кейин дәрһал үзүк селиштәк буйруқини иҗра қилдуриду.
Үрүмчидин тарқитилидиған “шинҗаң тори” ниң 2020-йили 6-айниң 8-күнидики хәвиридә көрситилишичә, нөвәттә хитайда һәр йили оттура һесаб билән сәккиз милйондин ошуқ сүний бала чүшүрүш оператсийәси қилинидикән, қайтидин бала чүшүрүш оператсийәси қилдуруш нисбити% 55. 9 Кә йәткән, сүний бала чүшүрүш барғансери нормаллиққа, яшлишишқа қарап йүзләнгән. Иккиләмчи һамилидар болалмиған бимарларниң ичидә% 88. 2 Ниң илгири сүний бала чүшүрүш оператсийәси қилдуруш тарихи бар икән. Икки қетимдин артуқ сүний бала чүшүргән тунҗи туғутлуқ аялниң йәңгигән вақтида бала һәмраһи нормалсиз болушниң йүз бериш нисбити %44. 2 Кә йәткән.
Үрүмчи тор хәвәрлиридә аптоном районлуқ ана-балилар сақлиқини сақлаш дохтурханисиниң пиланлиқ туғут бөлүмидики муавин мәсул врач чен йәнчүн, мәзкур туғут бөлүмидә 25 йил хизмәт қилған болуп униң тонуштурушичә, һәр күни бу дохтурханида сүний бала чүшүрүш оператсийәси қилдуридиғанларниң сани тәхминән 30 әтрапида болуп, көп болған вақитлирида 60 қа йетидикән. Бултур 11-айни мисал елип ейтқанда, бу бөлүм шу айда җәмий 533 қетим бала чүшүрүш оператсийәси қилған.
Сабиқ пиланлиқ туғут кадири: һәр қайси мәмури район вә асасий қатламларғичә охшаш механизм иҗра қилиниду
Голландийәгә көчүп келиштин илгири йәни, 1996-йилидин 2011-йилиғичә, үрүмчи шәһәрлик йеңи шәһәр районлуқ һөкүмәт, пиланлиқ туғут ишханисида хизмәт қилған шәһидә ярмуһәммәт ханим шу вақитлардила пиланлиқ туғут сияситиниң шиддәтлик йолға қоюлған мәзгили икәнликини билдүрди.
Униң пиланлиқ туғут хизмитиниң иҗра қилиниш тәртипини чүшәндүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң нопусини контрол қилишта, шәһәр нопусиға 2, йеза нопусиға 3 балидин артуқ һамилә болғанлар вә һәр бир балисиниң арилиқи 3 йилға тошмиғанларниң һәммиси бирдәк пиландин сирт дегән сиясәт бойичә мәҗбурий чүшүрүш арқилиқ бир тәрәп қилинған.
Һәр дәриҗилик һөкүмәт вә асасий қатлам пиланлиқ туғут ишханилириниң, хитайниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситини қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилидиған механизм орнитилған. Асасий қатламда һәр бир йеза, кәнтләргичә, шәһәрләрдә һәр бир олтурақ район һәтта һәр бир бинаниң пиланлиқ туғут хадимлири бекитилгән, уларниң вәзиписиниң өз тәвәликидики туғут йешидики уйғур аялларни назарәт қилиш вә қәрәллик тәкшүрүп, өзидин юғури пиланлиқ туғут тармақлириға доклат қилидикән.
Хитай һөкүмитиниң йүргүзүп келиватқан пиланлиқ туғут сияситиниң уйғур елидә иҗра қилиниши давамида, асасий қатламлардики пиланлиқ туғут ишини беҗиргүчи хадимларниңму һамилидар уйғур аяллириға пәқәтла башқа таллаш қоймай, уларниң балисини чүшүрүветиштәк әҗәллик усулни рәһимсизләрчә иҗра қиливатқанлиқи, радийомизда 2005-йили тарқитилған хәвиримиздә, қәшқәрдики бир кәнт пиланлиқ туғут кадирниң баянлиридин ашкариланғаниди.
Һамилидар аяли вә туғулуш алдидики балисини пиланлиқ туғут хадимлириниң зиянкәшлик қилишидин сақлаш үчүн, уйғурларниң нурғун қетимлиқ наразилиқ вә қаршилиқ вәқәлири йүз бәргәнлики мәлум иди. Бу мәрйәм ханим юрти тоққузақтиму атиларниң қаршилиқ көрсәткәнлириниң техиму қаттиқ бастурулуп, бовақларни қәтлиам қилишниң қаттиқ рәвиштә давам қилғанлиқини билдүрди.
Софей рчардсон: “хитайниң уйғурларға қаратқан қәбиһ җинайитини тохтитишта җаза йүргүзүштин башқа таллаш қалмиди
“адриян зензниң доклати вә юқириқидәк уйғур аяллириниң гуваһлиқлиридинму, хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити вә тәдбирлириниң барғанчә ғалҗирлишип кишини чүчүтидиған дәриҗигә йәткәнликини испатлап турупту” дәйду, хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати асия ишлири мудири софей ричардсон ханим.
Хитайниң пиланлиқ туғут сиясити арқилиқ хитай вә аз санлиқ милләтләрниң инсаний һәқ-һоқуқлириға еғир дәриҗидә зиянкәшлик қиливатқанлиқини изчил тәнқид қилип кәлгән софей ханим, хитай компартийәсиниң уйғур аяллириниң һамилисини мәҗбурий чүшүрүштәк бу хил рәһимсиз сиясәтни тохтитишта җазалаш тәдбири қоллинишни тәшәббус қилидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
“биз шуни унтумаслиқимиз керәкки, уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң туғуш вә көпийишини чәкләп бала чүшүрүшни мәҗбурий йолға қойғанлиқ җинайитини етирап қилмай келиватқан хитай һөкүмити, милйонлап уйғурларни қамиған йиғивелиш лагерлириниму инкар қилип, шинҗаңда һәммә адәм бәхтлик яшаватиду дегән һөкүмәтниң дәл өзи шу. Әгәр улар ейтқандәк у җайда мәсилә болмиса, немә үчүн мустәқил тәкшүрүш өмәклириниң киришигә рухсәт бәрмәйду? йеқинқи күнләрдә уйғур дияридики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә хатимә бериш һәққидики чақириқ вә тәвсийәләргә америка вә әнглийәдики хитай әлчилириниң йеқинқи җавабиму охшаш инкар қилиш болди. Демәк уйғурлар баштин кәчүрүватқан бу паҗиәни ахирлаштуруш үчүн, хитай хәлқара җәмийәткә униң пиланлиқ туғут кадир вә дохтурларғичә магнитскй қануни билән җазалаштин башқа таллаш қоймиди дәп қараймән”.