Прагада ечиливатқан “мунбәр 2000” йиғинида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлған

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.10.17
praga-uyghur-mesilisi.jpg Чехийә пайтәхти пирагада өткүзүлүватқан 27-қетимлиқ “мунбәр 2000” йиғинида америка хәлқара дини әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл вә д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиләр чехийә җумһурийитиниң президенти питир павил(Petr Pavel) билән. 2023-Йили 15-өктәбир.
Dolqun Eysa

Чехийә пайтәхти пирагада өткүзүлүватқан 27-қетимлиқ “мунбәр 2000” йиғини “демократик дуня тәртипи үчүн” дегән тема бойичә давам қилмақта. Мәзкур йиғин 15-өктәбир башланған болуп, асаслиқи демократик дөләтләр билән демократчилар қандақ қилип демократик система ортақ дуч келиватқан хирисқа тақабил туралайдиғанлиқи үстидә мулаһизә йүргүзүлгән.

Униңдин башқа мәзкур “мунбәр” дә ғәрбий балқан түрини йолға қоюш пиланланған болуп, бу түр бойичә ғәрбий балқан дөләтлири (албанийә, боснийә вә гертсеговина, косово, қаратағ, шималий македонийә, сербийә) ниң йол хәритисини сизиш мәқсәт қилинған. “мунбәр” дә йәнә ғәрбий балқан дөләтлиригә алақидар мәнпәәтдарлар вә қарар чиқарғучиларни бир-биригә бағлаш арқилиқ, демократийә үчүн қәйсәрлик көрсәткән орган вә пуқравий тәшкилатларниму қоллаш оттуриға қоюлған.

Мәзкур йиғинға америка хәлқара дини әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаму тәклип билән қатнашқан. Нури түркәл әпәнди радийомизнң зияритини қобул қилип, мәзкур “мунбәр” һәққидә чүшәнчә бәрди.

Улар йиғин җәрянида чехийә җумһурийитиниң президенти питир павил вә башқа дөләтләрниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшкән.

Долқун әйса әпәнди бу һәқтә радийомизға сөз қилип, өзлириниң чехийә җумһурийитиниң президенти питир павил билән уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ сөзләшкәнликини билдүрди.

“хитайға қарши парламентлар комитети” (IPAC) ниң үчинчи қетимлиқ омумий йиғини бу йил 1-сентәбир күни пирагада ечилған вә чехийә ташқий ишлар министири вә авам палатасиниң рәисиму бу йиғинға қатнашқаниди.

Долқун әйса әпәнди “мунбәр” ниң 16-өктәбир күнидики “әркинлик үчүн елип берилған күрәш сәргүзәштлирини ортақлишиш” юмилақ үстәл йиғинида, өзиниң 1988-йили оқуғучилар һәрикитини башлиғандин буян һазирғичә тохтимиған күрәш һаятини йиғин әһли билән ортақлашқан. У хитайниң уйғурларға йүгүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бәш-алтә йиллиқ қисқа сиясәт болмастин, бәлки узун муддәтлик системилиқ ирқий йоқитиш истратегийәси икәнликини тәкитлигән.

Мәлум болушичә бу йиғин 17-өктәбир күни ахирлишидикән. Нури түркәл әпәндиниң ейтишичә, у йепилиш мурасимида сөз қилидиған болуп, хитайниң дуняға һөкүмран болуш қара нийити вә истиратегийәлири һәққидә тохтилидикән.

“мунбәр 2000” йиғини 1996-йили чех президенти ваклав хавел, японийәлик сахавәтчи йөхей сасакава вә “нобел тинчлиқ мукапати” ниң саһиби елли веселниң ортақ тәшәббуси билән қурулған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.