Майк помпейо: “хитайниң номуссизларчә икки йүзлимилик қилишиға сәвримиз тошти!”

Мухбиримиз әзиз
2019.03.28
pompeo-mihrigul-tursun.jpg Америкиниң ташқи ишлар министири майк помпейон әпәнди лагер шаһити меһригүл турсун ханимни қизғин күтүвалди. 2019-Йили 26-март, вашингтон.
Social Media

Уйғурлар дуч келиватқан мислисиз сиясий бастуруш йеқинқи мәзгилләрдин башлап хәлқарадики чоң муһакимә темилиридин болуп кәлмәктә. Шуниңдәк һәрқайси һөкүмәтләрниң ташқи мунасивәткә даир хизмәтлиридиму буниң барғансери муһим мәзмунлардин болуп қеливатқанлиқи мәлум. 26-Март күни америкиниң ташқи ишлар министири майк помпейониң бир қисим уйғур шаһитлар билән мәхсус сөһбәттә болуши һәмдә сөһбәттин кейин хитай һөкүмитини “уятсизларчә икки йүзлимилик қилип дуняни алдимақчи болуватиду” дәп тәнқидлиши әнә шуниң җүмлисидиндур.

Ташқи ишлар министири майк помпейониң уйғур шаһитлар билән айрим сөһбәттә болуши америка-хитай сода сөһбити қатмаллиққа чүшүп қеливатқан пәвқуладдә пәйткә тоғра кәлди. Шу күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида соралған соалларниң бири уйғурлар һәққидә болуп, майк помпейо буниңға җаваб бәргәндә хитай һөкүмитиниң қилмишини “трагедийәлик вә йиргинчлик” дәп көрсәтти.

“бизниң бу мәсилидики сөзимиз наһайити очуқ. Шуниңдәк биз бу тоғрисида узундин бери улар билән айрим сөзлишип келиватимиз. Әлвәттә, бу орунларда йүз миңларчә киши тутуп турулмақта. Биз буни тарихи характерлик кишилик һоқуқни хорлаш, дәп көрситиватимиз. Биз хитайни униң бу қилмишиниң трагедийәлик вә йиргинчлик икәнлики вә буни тохтитиши керәкликигә қайил қилишқа тиришиватимиз.”

Бу қетимқи учришиш америкиниң ташқи ишлар министирлиқида өткүзүлгән болуп лагер шаһити меһригүл турсун, америкидики уйғур яшлиридин арафат әркин вә фирқәт җавдәт, әркин асия радийоси уйғур бөлүмидин гүлчеһрә қатарлиқлар тәклип қилинған иди. Майк помпейо вә униң һәмраһлиридин америка ташқи ишлар министирлиқиға қарашлиқ “демократийә, инсан һәқлири вә әмгәк комитети” ниң алий дәриҗилик хадими, сабиқ баш әлчи майкил козак қатарлиқ юқири дәриҗилик әмәлдарлар илгири уйғурлар һәққидики мәлуматлардин ахбарат васитилири арқилиқ хәвәрдар болған болса, бу қетим шу макандин кәлгән уйғурларниң өз ағзидин аңлиди. Бу һәқтә сөз болғанда меһригүл турсун өзлириниң уйғурлар һәққидики мунасивәтлик әһвалларни министир майк помпейоға йүзму-йүз сөзләп бәргәнликини һаяҗан ичидә әсләйду.

Уйғур шаһитлардин меһригүл бу җәрянда өз кәчүрмишлиригә асасән лагерларниң зади қандақ җай икәнликини, у җайларда тутқунларниң “кәспий маһарәт” өгиниш билән әмәс, бәлки җисманий вә роһий қийнақларға мәһкум болидиғанлиқини, шәхсән өзиниң дәл мушундақ қийнақларға учриғанлиқини, йәнә шу хилдики қийнақлар вә теббий давалаш шараитиниң интайин начарлиқи сәвәбидин тоққуз мәһбусниң һаятидин айрилғанлиқиға гуваһ болғанлиқини сөзләп бәргән. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң өзини “ялғанчи” дейиш арқилиқ һәқиқәтни йошурмақчи болғанлиқини, әмма өзиниң бу һәқтиму майк помпейоға тегишлик чүшәнчә бәргәнликини тәкитлигән.

Уйғур шаһитлар йәнә нөвәттә уйғур җәмийити дуч келиватқан паҗиәләрниң ахбарат васитилири арқилиқ мәлум болғанлири әмәлийәттә реаллиқта болуватқан ишлардин пәқәт “йүз миңдин бири” дәриҗисидә икәнликини, лагер ичидикиләр меһригүл тәсвирлигәндәк қийнақларға дуч келиватқан болса, лагер сиртидики милйонлиған уйғурниң торлашқан контроллуқ сәвәбидин әмәлийәттә “үсти очуқ түрмә” гә мәһкум болуватқанлиқини алаһидә тәкитләп, америка һөкүмити, б д т вә башқа ғәрб дөләтлириниң уйғурлар дияриға мустәқил тәкшүрүш гурупписи әвәтип тәкшүрүшини тәләп қилди. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң чәтәл дипломатлирини “екскурсийә өмәклири” қилип тәшкилләп уларға сахта мәнзирә көрситиш арқилиқ дуняни алдимақчи болуватқанлиқини, әмәлийәттә һәр бир сақчи понкитиниң йәр астида аз дегәндә бирдин түрмә барлиқини, учурға болған қаттиқ контроллуқ сәвәбидин дуняниң қамаққа елинған уйғурларниң һәқиқий санидин хәвәрсиз қеливатқанлиқини сөзләп бәргән. Шаһитлар йәнә нөвәттә лагер мәһбуслириниң йүз миңлап хитай өлкилиригә йөткиливатқанлиқини, буниң билән мәйли вәтән ичидики яки сиртидики уйғурларниң бирдәк лагерға елип кетилгән туғқанлириниң әһвалидин, болупму уларниң “орган әткәсчилики” ниң қурбанлири болуп кетиштин бәкму әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

Шаһитлардин арафат әркин вә пирқәт җавдәт өзлиридәк муһаҗирәттики уйғурлардин нөвәттики сиясий бастурушниң тәсиригә учримиған һечкимниң йоқлуқини, өзлиригә охшаш уйғур өсмүрлири вә гөдәкләрниң вәтәндә ата-анилири лагерларға елип кетилгәнликтин сан җәһәттә тездин көпийиватқан дарилтамларға топлиниватқанлиқини, бу җайда болса америка пуқралиқини алғандин кейинму уйғурларниң йәнила хитайниң “узун қоли” ниң паракәндә қилишиға дуч келиватқанлиқини, җүмлидин әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң мухбирлириниң вәтәндики уруқ-туғқанлириниң қамаққа елиниватқанлиқини сөзләп өткән. Бу җәһәттә сөз қилған арафат әркин зияритимиз җәрянида өзиниң америкаға оқуш үчүн кәлгәнликини, шу сәвәбтин һечқандақ сиясий паалийәтләргә қатнашмиғанлиқини, шундақ болсиму ата-анисиниң йәнила лагер вә түрмигә мәһкум болуштин халий болалмиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Сөһбәтниң ахирида ташқи ишлар министири майк помпейо уйғур шаһитлардин “биз уйғурлар үчүн немә қилип берәләймиз?” дәп сориған. Бу тоғрилиқ сөз болғанда арафат мундақ дәйду:

Уйғур шаһитлар нөвәттә уйғурлар үчүн әң муһим болуватқан мәсилиләр қатарида “магнетиски қануни” ни иҗра қилиш, “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” ни тездин мақуллаш, америкада сиясий панаһлиққа илтимас сунған уйғурларни хитайға қайтурмаслиқ, лагерларни тездин тақап лагер мәһбуслирини шәртсиз қоюветиш қатарлиқ тәклипләрни бәргән.

Бу қетимлиқ сөһбәттин кейин майк помпейо мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. У хитай һөкүмитиниң ислам диниға етиқад қилидиған уйғур қатарлиқ түркий тиллиқ мусулман хәлқләргә йүргүзүватқан вәһшиянә сиясәтлирини әйибләп “хитай һөкүмитиниң ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларға бундақ муамилә қилиши билән униң террорчи гуруһларға чапан йепиши сепи өзидин номуссизларчә оттуриға чиқиватқан икки йүзлимилик. Дуня вә биз буниңға әмди қарап туралмаймиз” деди.

У бу сөзни қилғанда хитай һөкүмитиниң б д т йиғинида пакистандики террорчи гуруһ болған “җәйш муһәммәд” (йәни “муһәммәдниң җәңчилири” ) вә униң атамани мәсуд әзһәрни “террорлуқ тәшкилат” намида әйибләш тәклипигә қарши турғанлиқини көздә тутқанлиқи мәлум. “малийә вақти” гезитиниң 28-марттики хәвиридә ейтилишичә, б д т йиғинида әнглийә вә фирансийә бирдәк америкиниң “җәйш муһәммәд” тәшкилатини дуняви миқяста “террорлуқ гуруһи” дәп қараш һәққидики қарариға аваз қошқан. Әмма хитай һөкүмити өткән йилларға охшаш көплигән террорлуқ һәрикәтлиригә җавабкар болған бу тәшкилатни “террорлуқ гуруһи әмәс” дәп турувалған.

Майк помпейо 2018-йили 24-июлда ечилған диний етиқад әркинлики темисидики министирлар йиғинида нәччә йүз миңдин нәччә милйонғичә уйғурниң өз ирадисигә хилап һалда “тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерларға қамалғанлиқини, бу җайларда уларниң җисманий хорлуқ вә сиясий җәһәттики “меңә ююш” қа дучар болуватқанлиқини тәкитлигән иди.

Һалбуки, хитай һөкүмити майк помпейониң бу қетим уйғур шаһитлар билән айрим сөһбәттә болушидин қаттиқ биарам болған. 28-Март күни хитай һөкүмити майк помпейониң хитай һөкүмитини “номуссизларчә икки йүзлимилик қилмақта” дәп әйиблишигә қарита “америка һөкүмитиниң бу хил баянлири пүтүнләй төһмәт. Шуниңдәк хитайниң ички ишиға арилашқанлиқ. Шинҗаңдики һәр милләт хәлқи һазир инақ җәмийәттә бәхтияр яшимақта” дәп инкас қайтурған. Анализчилар бу инкас һәққидә пикир қилип “бу хитай һөкүмитиниң тәйпүнәм заманисидин тартип ейтип келиватқан ялғанлири,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.