“қамалдики бостанлиқ” намлиқ картон рәсимлириниң һекайиси: сүкүттики бостанлиқ (2)

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.05.31
saqchi-karton “унтулған земин” тор бекитигә чиқирилған “қамалдики бостанлиқ” намлиқ йүрүшлүк картон рәсимлириниң бири.
forbidden-oasis.com

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики мустәмликә сиясити вә уйғурларни нишан қилған қирғинчилиқ сиясити әкс әткән “Қамалдики бостанлиқ” темисидики йүрүшлүк картон рәсимлиридә, үч қисимдин тәркиб тапқан “сүкүттики бостанлиқ” темисидики һекайиләр иҗтимаий таратқуларда әң көп көрүлгән сизмилар һесаблиниду. Бу темидики картон һекайилиридә, хитай саяһәтчиниң тили арқилиқ, уйғурлар зич олтурақлашқан тәңри теғиниң җәнубидики тәклимакан қумлуқи бойиға җайлашқан хотән вә қәшқәр шәһири, тәңритағниң шималидики ғулҗа қатарлиқ шәһәрләрниң хитай һөкүмитиниң қаттиқ контроллуқ астиға елинғанлиқи, уйғурлар нишан қилинған тутқун вә бастурушни гәрчә һәммә адәм билидиған вә көрүп туруватқан болсиму, әмма кишиләрниң өзиниң шәхси мәнпәәти вә бихәтәрлики үчүн сүкүттә турушни таллиғанлиқи тәсвирләнгән.

 Аптор хитай һөкүмитиниң қатму-қат назарити вә контроллуқи астида бастуруш нишани қилинған уйғурларни қум барханлири арисида барғанчә тарийип кетиватқан бостанлиқларға охшатса, хитай һөкүмитиң бу хил бастуруш сияситигә сүкүт қилип яшаватқан кишиләрни шамал қаяққа соқса шу тәрәпкә көчүшкә мәҗбур болидиған тәклимакан чөллүкидики қум данчилириға охшатқан. Аптор бу җайдики һаят мәнзирисини тәрипләп, “инсаниң көңли бостанлиққа охшайду, у қумлуқта барғанчә тарийип маңиду. Бир адәмниң һаяти, бир милләтниң һаяти ашу қумлуқтики бир тал қумға охшайду. Һалбуки қумлуқ чәксиз, бостанлиқ болса тимтас” дегән тәсвирләрни ишләткән.

 “қамалдики бостанлиқ” темисидики йүрүшлүк картон рәсимлири иҗадийәт гурупписидин зияритимизни қобул қилған әркин азад әпәндиниң билдүрүшичә, “сүкүттики бостанлиқ” темисидики картон рәсимлири апторниң өз бешидин өткән кәчмишләр болуп, униңда уйғур диярида тәкшүрүш әң қаттиқ болуватқан, қатму-қат назарәт вә лагер тутқуни әвҗигә чиққан 2017-2018-йиллардики вәзийәт әкс әттүрүлгән.

Әркин азад әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур дияридики қаттиқ назарәт вә уйғурларни нишан қилған лагерларға қамаш әһвалини аңлиған аптор буниңдин һәйран қалған. У өз көзи билән көрүп андин җәзм қилиш үчүн, уйғур дияриға саяһәткә барған. Әмма униң көргәнлири вә һес қилғанлири аңлиғанлиридинму хәтәрлик вә қорқунчлуқ болған. Һалбуки бу әһвалларға қарита у йәрдики хитайларниң сүкүт қилиши вә хитай һөкүмитиниң райондики уйғурлар вә қазақларни контрол қилишта, синақ қиливатқан радикал бастуруш моделиниң дуняға кеңийишигә болған әндишиләр уни техиму биарам қилған.

Һекайидә баян қилинишичә, хитай өлкилиридин қәшқәр вә хотәнгә кәлгән саяһәтчиләргә қарита тәкшүрүш унчә қаттиқ болмиған. Әмма уйғурларниң күндилик хизмәткә бериш йоли вә базар вә коча доқмушлирида, қатар тизилип, сомка ахтуруп кимлик тәкшүрүш, сақчиларниң уйғурларниң телефон учурлирини тәкшүрүши, гуманлиқ кишиләрниң тутқун қилиниши қатарлиқларниң нормал һаләткә айлиниши районға кәлгән хитай саяһәтчиләрни һәйран қалдурған вә чөчүткән. Улар көңлидә буни наһәқчилик дәп һес қилған болсиму, буниңға қарита наразилиқини ипадиләшкә җүрәт қилалмиған.

Әркин азад әпәндиниң билдүрүшичә, гәрчә һекайидики шияв чяңға охшаш интайин аз сандики саяһәтчиләр бу әһвалларға наразилиқини ипадилигән болсиму, әмма зор көп қисим саяһәтчиләр вә у җайда көчмән болуп яшаватқан хитайлар, хитай һөкүмити тәрипидин үсти очуқ түрмигә айландурулған бу земинда йолға қоюлған аталмиш муқимлиқ тәдбирлирини чүшинидиғанлиқи һәтта қоллайдиғанлиқини ипадилигән.

“сүкүттики бостанлиқ” мавзусидики картон рәсимлириниң 3-қисмида тәңри теғиниң шималидики ғулҗа шәһиридики назарәт системиси, “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” намида уйғур дияриниң һәммә җайлирида қурулған җаза лагерлири, районға мухбирларниң кириши чәклинип, чәт әллик саяһәтчиләр үчүн елинған тәдбирләр баян қилинған.

Әркин азад әпәндиниң билдүрүшичә, илгири ғулҗида оқуған бир оқуғучи, язлиқ тәтилдә қайтип барғинида илгири өзи оқуған мәктипиниң “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” намида, уйғур вә қазақларни қамайдиған лагерларға айландурулғанлиқини көргән. Йәнә бирәйлән болса биллә оқуған туңган савақдишиниң тутқун қилинип лагерға қамалғанлиқини билгән. Әмма у йәрдики көп сандики хитайлар бу хил лагерларниң мәвҗут икәнликигә ишәнмигән вә бу районда йолға қоюлған барғанчә радикаллашқан муқимлиқ тәдбирлири һәққидә сөз қилишни рәт қилған.

Һекайидә йәнә уйғур дияриға барған чәт әллик саяһәтчиләрниң саяһәт җәрянида учриған қатму-қат чәклимиләр, уларниң пайлақчилар тәрипидин изиға чүшүш вә сақчиларниң сорақлириға учриғанлиқи баян қилинған. Бу хил назарәт қилишларға учриған бир чәт әллик саяһәтчи бу әһвалдин шикайәт қилип, “шинҗаң шундақ чоң икән. Әмма мушундақ усулда контрол қилинипту. Буни пәқәт хитайдила қилалиса керәк. Әмма немә үчүн бундақ қилиш зөрүр болуп қалди?” дегән соални қойған.

Әркин азад әпәндиниң билдүрүшичә, әйни чағда уйғур диярида йолға қоюлған қаттиқ назарәт системиси вә тутқун қилишқа қарита, хитайлар сүкүт қилиш һәтта қоллаш позитсийәсини таллиған. Һалбуки 2020-йили башланған ковид юқуми мәзгилидә, хитайда пүткүл дөләт миқясида йолға қоюлған “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамалида, хитайларму бу хил қаттиқ назарәт сияситиниң тәмини тетиған вә хитайларниңму наразилиқ һәрикәтлири қозғалған икән.

 Әркин азад әпәнди зияритимиз ахирида йәнә, “қамалдики бостанлиқ” намлиқ йүрүшлүк картон рәсимлиридә, “қаримайдики от апити”, “қошмақ туғқан сиясити”, “ярдәмчи сақчиниң һекайиси” қатарлиқ көп хил темиларниң барлиқини билдүрүп, мәзкур тор бекитидики ирқий қирғинчилиқ вәзийити тема қилинған картон сүрәтлик һекайиләрниң давамлиқ көпийидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.