Истанбулда абдуқадир япчан үстидин сот ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.02.12
abduqadir-yapchan-sot.jpg Уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчанни қоюп беришни тәләп қилип истанбул чағлияндики адаләт сарийи алдиға йиғилған җамаәт. 2019-Йили 12-феврал, түркийә.
RFA/Arslan

Икки йерим йилдин буян түркийәниң тутуп туруш орунлирида йетиватқан уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчан үстидин 2-айниң 12-күни истанбул чағлияндики адаләт сарийида сот ечилди. Абдуқадир япчан бу қетимқи сотқа өзи тутуп турулуватқан текирдағдики орнидин телекамера арқилиқ қатнаштурулди. Сот шу йәр вақти 15:00 тә башланған болуп, алди билән абдуқадир япчанниң җинайити йоқлуқиға гуваһлиқ бәргән үч киши сотчиниң алдиға чиқип адвокатниң абдуқадир япчан тоғрисидики сориған соаллириға җаваб бәрди.

Абдуқадир япчанни ақлаш үчүн уғур йилдирим вә ибраһим әргин қатарлиқ 5 нәпәр адвокат қатнашқан болуп, улар бирдәк хитайниң абдуқадир япчанға җинайәт артиш үчүн көрсәткән дәлил-пакитларниң җинайәт артишқа йетәрлик дәлил-пакит болалмайдиғанлиқини оттуриға қойди вә түркийә қануни бойичә абдуқадир япчанниң җинайити йоқлуқини, уни дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.

Сот җәрянида истанбул чағлияндики адаләт сарийиниң алдиға әр-аял болуп 500 дин артуқ уйғур топланған болуп, улар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақларни вә абдуқадир япчанниң сүрәтлирини көтүргән һалда “абдуқадир япчанға әркинлик”, дегәндәк шоарларни товлиди. Сот залиға уйғурлардин пәқәт 30 кишиниң киришигә рухсәт қилинип, қалғанлири сиртта сақлиди.

Намайишчилар қоллирида, абдуқадир япчан әпәндиниң һәр хил шәкилдики чоңайтилған рәсимлирини көтүргән болуп, рәсимләрниң астиға, абдуқадир япчанға әркинлик! , һәммимиз абдуқадир япчан һәммимиз түркистан! , түркийә алданма япчанға игә чиқ! , түркийә алданма уйғурларға игә чиқ! , абдуқадир япчанниң немә җинайити бар? дегәндәк чоң хәтләр йезилған.

Ахирида сотчи һөкүм чиқирип, абдуқадир япчанниң назарәт астида турушиниң давам қилидиғанлиқини, йәнә бир қетимлиқ сотниң 2019-йили 5-айниң 3-күни ечилидиғанлиқини елан қилди.

Сотта сөз қилған җамаәт әрбаби абдуқадир япчан хитайниң уни “қораллиқ тәшкилат қурған, террорлуқ қилған” дегән әрзигә қарита өзиниң “ундақ җинайәт садир қилмиғанлиқи, шәрқий түркистанниң хитай тәрипидин бесивелинғанлиқи, һәқиқий террорчиниң хитай икәнлики, өзиниң мустәқил шәрқий түркистан үчүн күрәш қилғанлиқи, түркийәниң өзини сәвәбсиз тутуп туруватқанлиқини вә өзини дәрһал қоюп бериш билән биргә пуқралиқ бериши” ни тәләп қилип рәддийә бәрди.

У йәнә хитайниң “абдуқадир япчан истиқлал тор телевизийәси арқилиқ уйғурларни җиһад қилишқа чақириқ қилған” дегән әрзигә рәддийә берип мундақ деди: “хитай шәрқий түркистан хәлқини йоқ қилиш үчүн ассимилятсийә сиясити йүргүзүватиду. 3 Милйондин артуқ шәрқий түркистан хәлқи һазир хитай түрмилиридә наһәқ йетиватиду, хитай йәнә нурғун уйғурларни түрмиләргә қамаватиду, нурғунлирини өлтүрүп йоқ қилди. Һөрмәтлик сотчи әпәндим, сиздин шуни илтимас қилимәнки, мән хитайниң ассимилятсийә сиясәтлиригә қарши сөзлисәм җинайәтчи, хитай нурғун уйғурларни түрмигә қамап, наһәқ өлтүрсә җинайәтчи һесабланмамду? бу соални хитай даирилиридин соришиңизни тәләп қилимән, мән җинайәтчи әмәс, мени қоюп беришни вә түркийә вәтәндашлиқи беришни тәләп қилимән”.

Сотта абдуқадир япчан әпәндиниң ақлиғучи адвокатлири уғур йилдирим вә ибраһим әргил әпәндиләр сөз қилип, абдуқадир япчанниң җинайити йоқлуқини дәлил-пакитлар билән оттуриға қойди вә уни әркин қоюп беришни тәләп қилди.

Адвокат ибраһим әргин әпәнди сотчиға абдуқадир япчан тоғрисида мундақ деди: “абдуқадир япчан илгири ечилған сотта қоюп беришкә һөкүм қилинған болсиму, көчмәнләр идариси тәрипидин тутулди вә икки йерим йилдин буян бигунаһ тутуп турулуватиду. Хитайниң дәвалири ялған чиқти. Хитай тәрәп 6 айдин буян дәлил-пакит көрситәлмиди.

Хитайниң қайтуруп бериш тәләплири хәлқара қанунларға хилаптур. Хитайниң шәрқий түркистанлиқларға қарши ассимилятсийә йүргүзүватқанлиқи хәлқаралиқ тәшкилатлар тәрипидин билдүрүлди. Қайтурулған тәқдирдә у искәнҗигә учрайду вә өлүмгә һөкүм қилинидиғанлиқи һәммимизгә мәлум. Абдуқадир япчанни назарәт қилишни әмәлдин қалдуруп әркин қоюп беришни тәләп қилимиз. Түрк вәтәндиши балилири билән түркийәдә яшишини тәләп қилимиз. Бу киши 15 йилдин буян түркийәдә яшаватиду. Абдуқадир япчан хитайниң қанунсиз һалда уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим вә ассимилятсийә қилиш сияситигә қарши чиққанлиқи үчүн хитай җинайәтчи дәп төһмәт қиливатиду. Хитай у кишини қораллиқ тәшкилат қурди дәп дава қилди әмма испат көрситәлмиди. Түркийә пуқраси) вәтәндиши( аяли вә балилиридин айрип хитайға қайтуруш қануний җәһәттин мумкин әмәс. Өлүм җазаси иҗра қиливатқан дөләткә қайтуруш хәлқара қанунға хилап, у кишиниң әркин қоюп берилишини тәләп қилимән, әкси болған тәқдирдә адаләтлик болмиған болиду”.

Ибраһим әргил әпәнди йәнә мундақ деди: “көчмәнләр идариси һәр қандақ бир кишини қанунға асасән бир йилдин артуқ туталмайду, бирақ абдуқадир япчан икки йерим йилдин буян һәқсиз тутуп турулуватиду, әркин қоюп беришни тәләп қилимиз. Сотчиниң виҗдани билән һөкүм чиқиришни тәләп қилимиз”.

Истанбул сот мәһкимиси хитайниң әрзигә қарита дәлил-испатниң йетәрлик әмәсликини, дәлил испатлар толуқланғучә абдуқадир япчанниң давамлиқ тутуп турулидиғанлиқини, бу дәваға кейинки қетим 2019-йили 5-айниң 3-күни қайта қарап чиқишни һөкүм қилди.

Биз, бүгүнки бу сот җәряни тоғрисида техиму көп мәлумат елиш үчүн сотқа қатнишип абдуқадир япчанниң җинайәтчи әмәсликигә гуваһлиқ бәргән әркин бәрдаш вә абдулкәрим кучар әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдулкәрим кучар өзиниң абдуқадир япчанни 1984-йилидин башлап тонуйдиғанлиқини, униң һеч қандақ бир қораллиқ тәшкилат қурмиғанлиқини вә униң җинайәтчи әмәсликигә гуваһлиқ бәргәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.