Мода еқим нахша чолпини аблаҗан авут аюпниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.05.15
ablajan-ayup.jpg Мода еқим нахша чолпини аблаҗан авут аюп.
Social Media

Бирқанчә һәптидин бери муһаҗирәттики уйғур иҗтимаий ахбарат васитилиридә уйғур районидики мода еқим нахша чолпини аблаҗан авут аюпниң тутқун қилинғанлиқи, һәтта бәзилиридә кесиветилгәнлики һәққидә учурлар тарқалди.

Мухбиримизниң бүгүн, чолпанниң юрти гума наһийәсигә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, униң нөвәттә тутқунда икәнлики вә әң дәсләптә гума наһийә санҗу йезилиқ сақчи хадимлири тәрипидин тутулғанлиқи дәлилләнди.

Мода еқим нахшилири билән уйғур җәмийитидә кәң тонулған нахша чолпини аблаҗан авут аюп, бу йил 2-айдин башлап сәһниләрдин ғайиб болған. Униң үндидар топлиридики достлириму, 2-айдин башлап, униңдин һечқандақ учур байқимиған. Униң торға чиқиш, учур ортақлишиши қатарлиқ тор паалийитиму охшаш шу вақитта тохтиған. Бу әһвал алди билән униң һерсмән әгәшкүчилирини әндишигә салған. Бир айдин бери радийомизға кәлгән инкасларда, аблаҗан авут аюпниң тутулғанлиқи изчил һалда тәкитләнмәктә.

Инкасчилардин бири униң өткән йили малайшияға чиққанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқини язса, йәнә бирәйлән, униң хәйр-сахавәт ишидин чатақ чиққанлиқи, йәни ианә қилған пулниң бир қисми хитай тәрәп нуқтилиқ аилә дәп бекиткән аилиләргә тегип қалғанлиқи үчүн тутулғанлиқини илгири сүрди. Йәнә бәзиләр болса, аблаҗан авут аюпниң нахша-текистлиридики милләт сөйгүсиниң униң тутқун қлинишиға сәвәб болғанлиқини баян қилған.

Торларда сақланған аблаҗан авут аюп һәққидики хәвәр вә материяллардики мәзмунлар, юқириқи үч хил сәвәбниң һәммисиниңла мумкинчилик еһтималини көрсәтмәктә.

Тонуштурулушичә, аблаҗан авут аюп, 1984-йили гума наһийәсиниң санҗу йезисида туғулған. 14 яш вақтида турпанда икки йил рәссамлиқ оқуғандин кейин, санҗу йезисиға қайтип келип оқутқучилиқ қилған. 2006-Йили үрүмчигә көчүп келип, оқуш вә сәнәт паалийити билән шуғулланған. Бүгүн униң муһаҗирәттики һерисмәнлиридин бири радийомизға инкас йоллап, өзиниң хотәндики бәзи қаналлар арқилиқ, аблаҗан авут аюпниң 3 ай аввал тутқун қилинғанлиқидин ениқ һалда хәвәр тапқанлиқини ейтти. У йәнә аблаҗан авут аюпниң юртиға зиярәткә барған мәзгилидә тутулғанлиқ еһтималлиқини әскәртти.

Биз бүгүн, йәни 15-май күни хотәндики сақчиханиларға телефон қилип, аблаҗан авут аюпниң әһвали һәққидә мәлумат соридуқ. Хадимларниң көп қисми аблаҗанни тонуйдиғанлиқини ейтқан болсиму, әмма униң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат берәлмиди. Хадимлар аблаҗанниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат берәлмигән болсиму, әмма униң тутқун қилинғанлиқини инкар қилмиди. Хадимларниң әнсиз җаваблиридин, уларниң аблаҗан һәққидә раст гәп қилиш әмәс, у тоғрисида еғиз ечиштинму әндишә қиливатқанлиқи мәлум иди.

Гума наһийәлик сақчи идариси, қарақаш ақсарай сақчиханиси, хотән иличи сақчиханиси қатарлиқ орунлар, әһвални санҗу йезисидин игилишимизни тәвсийә қилди. Санҗу йезилиқ сақчиханиға телефонимиз бағланмиғандин кейин, биз қявда сақчиханисиға телефон қилдуқ. Бу сақчи хадими, өзиниң бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини билдүрүш билән бирликтә, униң санҗу йезилиқ сақчихана тәрипидин тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди.

Торда сақланған бир телевизийә зиярәт хатирисидә, у өзиниң техи той қилмиғанлиқини, чүнки кәсип җәһәттин өзиниң йәтмәкчи болған арзу-арманлири барлиқини, шуңа һазирчә көп вақтини сәнәт һаятиға мәркәзләштүрүш ойида икәнликини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.