Хотәндики бир оттура мәктәптә йүз бәргән икки аманлиқ хадимини өлтүрүш вәқәсиниң тәпсилати ашкариланди
2013.07.17
Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити тутуш буйруқи чиқарған 11 гумандарниң иш-һәрикәтлири һәққидә тәкшүрүш (2)
Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити йеқинда 11 киши үстидин чиқарған тутуш буйруқида гумандарлардин йүсүп әхмәтқадир билән мәмтили туниязниң қарақаш дәрясида ишләватқан ишчиларни өлтүргәндин башқа, хотән наһийисидики мәлум бир оттура мәктәпниң икки аманлиқ хадимини пичақ тиқип өлтүрүп җәситигә от қоювәткәнлики баян қилинған; әмма вәқәниң тәпсилати тонуштурулмиған иди. Мухбиримизниң бу һәқтә елип ениқлашлири давамида вәқәниң хотән наһийисиниң йеңиават оттура мәктипидә йүз бәргәнлики ашкариланди. Мәлум болушичә, бу мәктәп қиз оқуғучиларға қарита яғлиқсизлаштуруш түзүмини қолланғанлиқи, өлтүрүлгән аманлиқ хадимлири болса бу тузумни иҗра қилишта актиплиқ қилиштин башқа, йезилиқ сақчиханиға маслишип пайлақчилиқ қилғанлиқи үчүн вәқәдә һуҗум нишаниға айланған.
Биз тутуш буйруқидики йип учиға асасән, алди билән хотән наһийилик маарип идарисигә телефон қилдуқ:
Хадим: хотән наһийилик маарип идариси!
Мухбир: өткәндә икки аманлиқ хадими өлтүрүлгән мәктәп қайси мәктәп?
Хадим: мениң таза хәвирим йоқкән.
Мухбир: маңа наһийилик 1-оттура мәктәп мудириниң телефонини дәп бәрсиңиз?
Хадим: әркин аблиз, телефони....
Мухбир: мудир әркин аблизму?
Мудир: шундақ мән.
Мухбир: силиниң мәктәптә өлтүрүлгән икки аманлиқ хадимлириниң исимлири немә?
Мудир: у вәқә бизниң мәктәптә йүз бәрмиди, йеңиаватта йүз бәрди.
Мухбир: ундақта вәқә йүз бәргән мәктәп наһийә базириниң сиртидики мәктәпму?
Мудир: шундақ, йеңиават оттура мәктәп.
Биз вәқә йүз бәргән орунни биливалғандин кейин, мәзкур йезидики аһалиләрдин өлгән аманлиқ хадимлириниң кимлики вә вәқәдә һуҗум нишани болуп қелишиниң сәвәби һәққидә мәлумат соридуқ. Мәлум болушичә, өлгән аманлиқ хадимлиридин бири 29 яшлиқ ширәли әзиз, йәнә бири болса 41 яшлиқ абликим ахунбай. Аһалиләрниң паш қилишичә, булар мәктәптики қоғдаш хизмитидин башқа вақитларда, ханериқ вә йеңиават сақчиханиниң хадимлириға маслишип, пайлақчилиқ хизмити қилған. Улар бу қилмишлири билән икки йеза тәвәликидики бир қисим милләтпәрвәр диний затларниң тутқун қилинишиға, пидаийларниң бир қисим пиланлириниң бузулушиға сәвәб болған. Йәнә аһалиләрниң паш қилишичә, мәзкур икки аманлиқ хадими мәктәпниң яғлиқсизлаштуруш түзүмини иҗра қилишта, қиз оқуғучиларға қопаллиқ қилиштин башқа, уларниң ата-анилириғиму тәһдит ишлитип қизлирини мәктәпкә яғлиқсиз әвәтишкә мәҗбурлиған. Мана бу әһваллар, вәқәдә уларниң һуҗум нишани болушиға сәвәб болған. Йүсүп әхмәтқадир вә мәмтили турсуннияз қатарлиқ пидаийлар гуруһи қарақаш дәрясидики хитай көчмәнлиригә һуҗум қилиштин 3 һәптә бурун, бу икки аманлиқ хадимиға һуҗум қилған. Биз аһалиләрдин игилигән бу учурларниң тоғра-хаталиқини ениқлаш үчүн, йеңиават оттура мәктипиниң партком секритариға телефон қилдуқ:
Мухбир: сиз мушу мәктәпниң партком секретари боламсиз?
Секретар: шундақ, секретар һәм мудир.
Мухбир: мәктипиңларда икки аманлиқ хадими өлтүрүлүш вәқәси йүз бәргәндә сиз қәйәрдә идиңиз?
Секретар: мәнму мәктәптә идим. Мәктипимиздә наһийә бойичә оқуғучиларниң йеник атлетика мусабиқиси өткүзүлмәкчи иди; наһийидинму кәлгән рәһбәрләр билән шуниң тәйярлиқини қиливатқан идуқ. Икки аманлиқ хадими келип маңа, сиз әтә ишләйсиз дәм еливелиң деди; шуниң билән ишханида йетип ухлап қаптимән. Саәт 2 гә йеқинлашқанда, бир чағда нөвәттә туруватқан оқутқучилар, мени от кәтти дәп ойғатти, югришип барсақ, қоғдаш бөлүми вә алдидики 3 машина көйүветипту. Оқутқучилар қоғдаш өйидин җәсәтни елип чиқип андин қанун орунлириға хәвәр қилдуқ. Қанун орунлири җәсәтниң бәдинидә пичақ изи барлиқини көрүп буниң аддийла от кетиш вәқәси әмәсликини бекитип дело турғузди. Дело садир қилғучилар 4 киши икән. Иккисини тутти, иккисини техи издәватиду.
Мухбир: мәктипиңларниң һәм икки нәпәр аманлиқ хадимиңларниң һуҗум нишани болуп қелишидики сәвәбни немә дәп тәхмин қилисиләр?
Секретар: биринчиси мәктипимиз, наһийә бойичә йеник атлетика мусабиқиси өткүзүш пурситигә еришкән, чоң бир паалийәткә саһипханлиқ қилмақчи иди; бундақ бир шан-шәрәпкә үч хил күчләр бузғунчилиқ қилишни ойлиди болғай. Иккинчиси мәктипимиздә қиз оқуғучиларни яғлиқсизлаштуруш түзүмини йолға қойған. Бу түзүмгә бир қисим ата-аниларниң наразилиқи, һәтта қорсақ көпуки бар иди; буни бизгә айримму дегән, ата-анилар йиғинлиридиму оттуриға қойған. Мушу икки сәвәб дәп чүшәндүқ.
Мухбир: яғлиқсизлаштуруш түзүми қачандин бери йолға қоюлуватқан?
Секретар: бир йерим йилдин буян. Бу ялғуз бизниң мәктәптила әмәс, наһийә бойичә һәммә мәктәптә йолға қоюлуватиду.
Мухбир: мәктипиңларда қанчә оқуғучи бар?
Секретар: 1592 оқуғучи бар.
Мухбир: икки аманлиқ хадиминиң аилә-тавабиатиға төләм берилдиму?
Секретар: берилди, бирсигә 420 миң, йәнә бирисигә 450 миң йүән берип аилиләр рази қилинди.
Юқирида уйғур аптоном районлуқ җ х назарити тутуш буйруқи чиқарған 11 гумандарниң садир қилған делолири һәққидики чатма хәвиримизниң иккинчи қисмини аңлидиңлар.