Шиветсийәдики хитай әлчиханисиға четилған зор җасуслуқ делоси вә униң баш-ахири (12)

Мухбиримиз қутлан
2015.07.21
babur-mexsut-namayish.jpg Ситокһолмдики уйғурларниң хитайға қарши намайишини көзитип турған җасус – бабур мәхсут (истәрилкида көрситилгән қара көзәйнәк тақиған киши).
Sherqiy Türkistan Teshwiqat Merkizi


12- Қисим: җасусниң ақивити

2010-Йили мартта шиветсийә соти хитай әлчиханиси үчүн җасуслуқ қилған уйғур җасусни дәсләп қәдәмдә 1 йил 4 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиду.

Кейинчә униң шиветсийә алий сотиқа сунған наразилиқ әрзи рәт қилинип, йәнә 6 айлиқ түрмә җазаси қошулиду.

Шундақ қилип, әйни вақитта шиветсийә вә дуняниң башқа әллиридики уйғур җамаитини бир мәһәл тәшвиш вә вәһимигә салған мәзкур җасуслуқ делосидики җавабкар ахири 1 бир йил 10 айлиқ қамаққа һөкүм қилиниду.

Ундақта, уйғур җасус шиветсийә түрмисидики қамақ җазасини иҗра қилип қайтип чиққандин кейин униң кейинки ақивити немә болди? у йәнә шиветсийәдики уйғур җамаити ичигә қайтип кәлдиму яки уйғур җамаити тәрипидин мәңгүгә ташливетилдиму?

Шиветсийәдики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири вә бир қисим җамаәт вәкиллири өз баянлири арқилиқ шиветсийә қануниниң җазасиға учриған уйғур җасусниң кейинки әһвали һәққидә учур бериду.

Шиветсийә уйғур комитетиниң нөвәттики рәиси абдушүкүр самсақ уйғур җасусниң бүгүнки күндә шиветсийәдики уйғур җамаити тәрипидин ташланғанлиқини, һәтта униң бала-чақилириниңму җамаәткә йеқин кәлмәйдиғанлиқини илгири сүриду.

Шиветсийә уйғур комитетиниң сабиқ баш катипи вә һазирқи актип паалийәтчиләрдин бири болған қурбанҗан мудаш җасусниң өз қилмиши арқилиқ өзигә вә әвладлириға мәңгү ююп чиқиривәткили болмайдиған қара дағ  қалдурғанлиқини тәкитләйду.

Гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилип шиветсийәгә йәрләшкәндин кейин 62 яшлиқ җасусниң ов нишаниға айланған адил һекимҗан өзиниң вә вәтәндики хотун-балилириниң җасусниң сәвәбидин җудалиқ қисмитигә дучар болғанлиқини тилға алиду.

Ундақта, 1 йил 10 айлиқ қамақ җазасини түгитип қайтип чиққан уйғур җасус бүгүнки күндә шиветсийәдики уйғур җамаитиниң нәзәридин пүтүнләй  ғайип болдиму?

Бу соалға шиветсийәдики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири интайин әпсуслуқ ичидә баян бериду.

Шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң нөвәттики рәиси әхмәтҗан турсун билән шиветсийә уйғур комитетиниң сабиқ рәиси абдушүкүр муһәммәт әпәндиләр бир қисим кишиләрниң бүгүнки күндиму уйғур җасус билән барди-кәлди қиливатқанлиқи һәққидә гәп-сөз аңлиғанлиқини тәстиқлайду.

Уларниң билдүрүшичә, техи йеқинқи күнләрдә бир қисим кишиләрниң бабур мәқсут үчүн чапан йепиватқанлиқи, һәтта уни уйғур тәшкилатлириға қайтуруп әкелиш оюнини қайта ойнаватқанлиқи мәлум…

Ахирида дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса шиветсийәдики җасуслуқ делосиниң муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириға қалдурған аччиқ тәҗрибә-савақлирини әскәртип, уйғур тәшкилатлири билән җамаәтчиликни хитай җасуслиридин һушяр болушқа агаһландуриду.

(12-Қисим түгиди, давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.