Шаирә чимәнгүл авутниң “алтун кәш” романи сәвәблик тутқунда икәнлики дәлилләнди
2018.11.06
Бирқанчә күндин бери иҗтимаий таратқуларда қәшқәр уйғур нәшриятиниң тәһрири, шаирә чимәнгүл авутниң йиғивелиш лагерида һаятиға хәвп йәткәнлики һәққидә учур тарқалған иди. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида, чимәнгүл авутниң нөвәттә тутқунда икәнлики дәлилләнди. Қәшқәрниң қанун саһәсидики бир алақидар хадим, чимәнгүлниң 2015-йили тәһрирлигән, язғучи халидә исраил тәрипидин йезилған “алтун кәш” намлиқ роман сәвәблик тәкшүрүлүватқанлиқини паш қилди.
Йеқинда аңлиғучилиримиздин бир радийомизға мәктуп йоллап, қәшқәр уйғур нәшриятида өткән йилдин буян җәмий 14 кишиниң тутқун қилинғанлиқи, булардин бәш нәпириниң аял икәнлики, тутқунлар арисида тонулған шаирә чимәнгүл авутниңму барлиқини мәлум қилди. 1973-Йили қәшқәрдә туғулған, 1996-йили қәшқәр педагогика университетини пүттүрүп, қәшқәр уйғур нәшриятида тәһрирлик билән шуғуллинип келиватқан шаирә чимәнгүл авутниң нөвәттики әһвалини ениқлаш үчүн қәшқәрдики алақидар орунларға телефон қилдуқ.
Ениқлашлиримиз давамида, қәшқәр уйғур нәшриятиниң доңху (шәрқ көли) сақчиханисиға тәвә икәнлики вә чимәнгүлниң шу сақчихана хадимлири тәрипидин тутулғанлиқ еһтималлиқи мәлум болди. Илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида қәшқәрдә қанун саһәсидә хизмәт қиливатқан бир нөвәтчи хадим, чимәнгүл авутниң бу йил 7-ай ичидә тутқун қилинғанлиқини ашкарилиди. Бирқанчә күндин бери иҗтимаий таратқуларда, чимәнгүл авутниң лагерда һаятиға хәвп йәткәнлики илгири сүрүлгән иди. Алақидар хадим бу һәқтики соалимизға җавабән, бу учурниң тоғра әмәсликини, чимәнгүл авут үстидин тәкшүрүшниң техи давам қиливатқанлиқини баян қилди. Ениқлишимиз давамида йәнә чимәнгүл авутниң қайси лагерда икәнлики мәлум болмиди, әмма немә үчүн тутулғанлиқи айдиңлашти: бу хадимниң баян қилишичә, атақлиқ язғучи халидә исраил язған “алтун кәш” намлиқ роман алақидар даириләр тәрипидин “әң хәтәрлик китаблар” қатариға киргүзүлгән; алдинқи йили йиғивелинған бу китаб шаирә чимәнгүл авут тәрипидин тәһрирләнгән.
Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилиридин әзиз иса әлкүнниң тор бетидә тонуштурулушичә, чимәнгүл авут “қисас ғунчиси”, “таш япрақ”, “барса кәлмәс йол” қатарлиқ шеирлар топлими билән нам қазанған. “шор дәряниң у тәрипи” намлиқ дастани 14-нөвәтлик “хантәңри әдәбият мукапати” ға еришкән.
Чимәнгүл авут 2004-йили “шинҗаң уйғур аптоном райони” бойичә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ “аяллар әдәбияти муһакимә йиғини” да “шинҗаңдики он мәшһур аял әдиб” ниң бири болуп баһаланған. “барса кәлмәс йол” намлиқ шеирлар топлими 2008-йили 11-айда хитай мәмликәтлик 9-нөвәтлик “тулпар әдәбият мукапати” ға еришкән.