Мәһбус абдукерим абдувәлиниң саламәтлик әһвали аилә-тавабиатини давамлиқ түрдә әндишигә салмақта
2013.07.23

Мәһбус абдукерим абдувәлиниң 5-қетимлиқ җаза муддити ахирлишидиғанға 11 ай 7 күн қалди.
Сиясий мәһбус абдувәли абдукерим 1991-йили қолға елинип 12 йиллиқ кесилгән. 2002-Йили җаза муддити тошқандин кейин йәнә қайтидин сот ечилип җаза муддити төт қетим узартилған. Ахирқи қетимқи һөкүмдә җаза муддити 2014-йили 6 -айниң 30- күни ахирлишиду дәп бекитилгән. Абдукерим абдувәлиниң аилә-тавабиати 24 йилдин буян вақитни тәтүр санап униң аман-есән йоруқлуққа чиқишини күтмәктә. Абдувәли абдукеримниң иниси абдурахман абдувәлиниң баян қилишичә, униң акисиниң җаза муддити тошидиғанға бүгүн 11 ай 7 күн қалди, мәзкур аилиниң нөвәттики әң чоң әндишиси абдукерим абдувәлиниң саламәтлик әһвал үстидә. Мәлум болушичә, абдукерим абдувәли аилиси билән 58 күнниң алдида көрүштүрүлгәндә өрә туралмас һаләттә болуп чақлиқ һарвида ачиқилған.
Мухбир: абдукерим абдувәлиниң әһвалида қандақ бир өзгиришләр бар, йеқиндин буян?
Абдурахман : әллик бәш күн алдида көрүшүп кәлдуқ. Йәнә мушу һейттин кейин көрүшкили бармақчи.
Мухбир: қанчилик вақитта бир көрүшүп туруватисиләр?
Абдурахман: һазир икки айда бир.
Мухбир: у өзиниң саламәтлик әһвали һәққидә немиләрни деди?
Абдурахман: һечнемә демиди, әмма көрдуқ : чақлиқ һарва билән ачиқти. Һарвидин турғандиму, һарвиға олтурғандиму икки адәм йөләп турғузди; бәкла аҗизлап кетипту. 58 яшлиқ бир адәм 80 яшлиқ қияпәттә көрүнди. Арилиқта 9 ай дохтурханида турған, әмди камириға ачиқипту, буниңдин кейинки әһвали қандақ болиду, билмәймиз, әс-хиялимиз шуниңда.
Мухбир: дохтурханиға немә ағриқ билән ечиқилипту?
Абдурахман: ачлиқ елан қилип тамақ йемигәндин кейин ачиқипту.
Мухбир: ундақта окул уруп һаятини сақлап қелиш үчүн дохтурханиға ятқузулған гәпму?
Абдурахман: шундақ.
Мухбир: көргән әһвалиңларда силәрни әң чоң әндишигә салған аламәт немә?
Абдурахман: бармақ сөңәклириниң шәкли өзгирип кетипту. Бармақ боғум сөңәклири чоқчийип йоғинап кетиватиду. Өткәнләрдә риматизимму болған. Шу риматизимниң күчийишидин болған әһвалму яки башқа кесәлликму биләлмәйватимиз. 24 Йилдин бери вақитни тәтүр санап өткүзүватимиз. Бүгүн акамниң қоюп берилидиғиниға 11 ай 7 күн қалди. Аман-есән көрүшкили несип болса болатти.
Биз мәһбус абдукерим абдувәлиниң саламәтлик әһвалниң хәтәрлик дәриҗиси һәққидә америкиниң нюйорк шәһиридә яшаватқан дохтур мәмәтимин әпәндини зиярәт қилдуқ.
Мухбир: сизчә, бармақ боғумлиридики өзгириш қандақ бир кесәлликниң аламити?
Мәмәтимин: адәттә рематизм еғирлашқанда, бармақ сөңәклиридә шәкли өзгирип кетиш, ғәйрийлишиш әһвали көрүлиду; униңдин башқа, қан тәркибидики бузулушлардинму бу аламәт көрүлиду. Риматизимниң асаслиқ сәвәблири нәмлик вә соғуқлуқ болғачқа, бу узун мәзгил түрмидә ятқан, болупму хитайдәк шараити начар түрмиләрдә ятқан мәһбусларда асан шәкиллиниду вә тез күчийиду. Шуңа керәм абдувәлидикиси риматизимдин болуш еһтималлиқи юқири.
Мухбир: арилиқта 9 ай ачлиқ елан қилған икән, буниңму тәсир көрсәткән болуш еһтималлиқи барму?
Мәмәтимин: узун мәзгил ачлиқ елан қилиш адәттә ашқазан җараһәтлиниш вә үчәй тешилиш кесәллирини кәлтүрүп чиқириду; рематизм билән биваситә мунасивити йоқ, бирақ бәдәндики қуввәт аҗизлиқи, һәрқандақ бир кесәлниң әвҗ елишиға сәвәб болиду.
Мухбир: сизчә, шу бармақ боғумлириниң шәкли өзгириши һаятий бир хәтәр туғдуруш еһтималлиқи барму?
Мәмәтимин: бар дейишкә болиду. Болупму өрә туралмас дәриҗидики җисманй аҗизлишип кетишини нәзәрдин тутқанда. Һазир шуңа алди билән көп озуқлуқ маддилирини өз ичигә алған қуввәт талқини бериш әң муһим; униңдин кейин риматизимниң һәммигә мәлум дора-дәрмәклирини бериш пайдилиқ вә җиддий зөрүр дәп қараймән.
Юқирида нөвәттә үрүмчи 1-түрмидә узартилған җаза муддитини 5-қетим өтәватқан сиясий мәһбус абдукерим абдувәлиниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат бәрдуқ.