Илһам тохтини йоқлашни чәкләш уқтуруши наразилиқ қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2015.01.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
guzelnur-ilham-toxti-sot-urumchi.jpg Гүзәлнур ханим ери илһам тохтиниң сотиға қатнишиш үчүн алдида. 2014-Йили 17-сентәбир, үрүмчи.
AFP

Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханимниң билдүрүшичә, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған илһам тохти 12-декабир күнидин башлап үрүмчи 1-түрмигә йөткәлгән. Әмма түрмә даирилири униң аяли гүзәлнурға язма уқтуруш әвәтип, 2015-йил 6-айниң 15-күнигә қәдәр униң вә башқа уруқ-туғқанлириниң түрмигә келип илһам тохтини йоқлишиға вә түрмә сиртидин кийим-кечәк әвәтишигә рухсәт қилинмайдиғанлиқини алаһидә уқтурған. Түрмә даирилириниң илһам тохтиниң, мәһбуслар бәһримән болушқа тегишлик әң төвән қануний һоқуқидинму мәһрум қилиниши уйғур җәмийитидә җиддий инкас қозғиди. Чәтәлләрдики сиясий анализчилардин елшат һәсән әпәнди даириләрниң бу қилмишини қанунсизлиқ дәп тәнқидләш билән биллә илһам әпәндиниң игилимәс ирадиси хитай даирилирини амалсиз қалдуруватқанлиқини тәкитлиди.

Хитай даирилириниң хәлқара җәмийәтниң бесими вә әйиблишигә қаримай илһам әпәндини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиши мәтбуатларда җиддий инкас қозғаватқан бир мәзгилдә, түрмидә җаза муддити өтәватқан илһам тохтиниң аилисидикиләр билән көрүшүш пурситидинму мәһрум қилиниши, униң аилисидикиләрни нарази қилип, уйғур җәмийитидә күчлүк инкас қозғиди.

Уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан сиясий анализчилардин елшат һәсән әпәнди түрмә даирилириниң бу уқтуруши һәққидә тохтилип, даириләрниң илһам тохтини бир мәһбус еришишкә тегишлик әң төвән қануний һоқуқтинму мәһрум қилиши, бир тәрәптин хитайниң қанунсиз дөләт икәнликини көрсәтсә, йәнә бир тәрәптин илһам тохтиниң игилимәс ирадиси хитай даирилирини амалсиз һаләттә қалдурғанлиқини вә даириләрниң бу һәрикити униң ирадисини сундурушқа урунуш икәнликини билдүрди.

Елшат һәсән әпәнди даириләрниң илһам тохти тутқун қилинғандин буян униңға қолланған барлиқ қийин-қистақ васитилири вә қанунсиз қилмишлири һәққидә тохтилип, илһам тохтиниң түрмидики вәзийитини яхшилашқа,чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң җиддий қарап барлиқ тиришчанлиқларни көрситиши, илһам тохти мәсилисини хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик дөләтләр һөкүмитиниң күнтәртипигә әкелип, хитайға давамлиқ бесим қилиши зөрүрлүкини билдүрди.

2015-Йил йеңи йил һарписида радиомиз зияритини қобул қилған елшат әпәнди йәнә, йеңи йил мунасивити билән илһам тохти қатарлиқ уйғурлар үчүн өзини беғишлиған барлиқ мәһбусларниң аилисигә йеңи йиллиқ салимини йоллайдиғанлиқини билдүрүп, уйғурларни өз қәһриманлирини қәдирләшкә, уларниң аилә тавабиатлириға игә чиқишқа чақирди.

Уйғурларниң қануний һәқлирини ашкара тәләп қилғини үчүн хитай даирилири тәрипидин “бөлгүнчилик вә қутратқулуқ” җинайити билән әйиблинип 2014-йил 15-январ күни 7 нәпәр оқуғучиси билән бирликтә тутқун қилинған уйғур зиялийси илһам тохти 2014-йил 32-сентәбир үрүмчи оттура сот мәһкимиси тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Илһам әпәндиниң наразилиқ әрзидин кейин, уйғур аптоном районлуқ юқири сот 21-ноябир униң наразилиқ әрзини рәт қилип, әслидики муддәтсиз қамақ җазасини күчкә игә қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.