Илһам тохтини “дөләтни парчилаш” билән әйиблигән сот аяғлашти, илһам әпәнди өзигә артилған барлиқ җинайәтләрни инкар қилди

Мухбиримиз меһрибан
2014.09.18
ilham-toxti-sot-meydan.jpg Илһам тохти әпәндиниң сот мәйданидики көрүнүши вә илгири хизмәт қиливатқан мәзгилдики көрүнүши селиштурулған. 2014-Йили 18-сентәбир.
Social Media

Үрүмчидә уйғур өктичи зиялийси илһам тохти әйибләнгән сот 18-сентәбир пәйшәнбә күни аяғлашти, әмма сот даирилири һөкүм елан қилмиди. Илһам әпәндиниң адвокатлири сотта даириләрниң улар тәләп қилған 10 нәччә гуваһчиниң бириниму сотқа чақиртмиғанлиқини билдүрүп, үрүмчидә ечилған сотниң һәтта хитайдики қануний бәлгилимиләргиму әмәл қилмиғанлиқини тәкитлиди. Адвокатларниң билдүрүшичә, пәйшәнбә күни чүштин кейинки муназиридә илһам әпәнди тәхминән бир йерим саәтчә сөзләп, әйиблигүчи униңға артқан җинайәтләрниң һәммисини “асассиз әйибләш” дәп инкар қилған, шундақла сотниң бейҗиңда ечилишини вә қалған 7 нәпәр оқуғучиниң сотиниңму униң соти билән биллә адил ечилишини тәләп қилған.

Тонулған уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди“дөләтни парчилаш, миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” җинайити билән әйибләнгән сот пәйшәнбә күни чүштин кейин үрүмчи вақти саәт 5:45 тә аяғлашти. Икки күн давамлашқан бу сот һәққидики хәвәр вә анализлар ғәрб мәтбуатлири қатарлиқ нурғунлиған хәлқара мәтбуатларниң баш сәһиписидин орун алди.

Илһам тохти әпәндиниң адвокатлири ли фаңпиң әпәнди вә лю шавйүән әпәндиләр, чәтәл агентлиқлириниң зияритини қобул қилғинида вә твитер ториға йоллиған учурлирида, бу қетим ечилған сотниң хитайниң өзиниң қануний бәлгилимилиригиму уйғун болмиған сот икәнликини тәкитләп, өзлириниң вә илһам әпәндиниң даириләрниң барлиқ әйибләшлирини инкар қилғанлиқини билдүрди.

Ли фаңпиң әпәнди бүгүн әтигән радиомиз зияритини қобул қилғинида сот һәққидә тохтилип, “бүгүн сот аяғлашти, әмма сот мәһкимиси һөкүм елан қилмиди. Чүштин кейин илһам әпәнди өзиниң тәләплирини оттуриға қойди. Илһам әпәнди алди билән сотниң өзиниң хизмәт орни болған бейҗиңда ечилиши керәкликини тәләп қилиш билән биллә, пикир қилиш вә тәтқиқ қилишниң гунаһ әмәсликини тәкитләп, буларниң әйибләшлирини асассиз дәп инкар қилди. Улар илһам әпәнди қурған “уйғурбиз тори”ни бөлгүнчилик идийилири тәрғиб қилинған мунбәр сүпитидә пакит қилип көрситиватиду. Бизниң қаришимизчә, бу хил әйибләшниң қануний асаси йоқ. Чүнки, улар уйғурбиз ториниң тор башқуруш қолланмисидики мәзмунларни пакит сүпитидә оттуриға чиқарди. Әмма булар аталмиш“дөләтни парчилаш”җинайитигә пакит болалмайду. Тор бекитидә ишлигүчиләрниң һәммиси пидаий болуп ишлигүчиләр, бу йәрдә ширкәт билән хизмәтчиләр арисида түзүлгән мәхсус тохтамму йоқ. Униң үстигә әйиблигүчиләр сотта испат қилип көрсәткән икки оқуғучиниң иқрарида еғир мәсилә бар. Улар илһам әпәндиниң өзлирини тор бекитидә ишләшкә мәҗбурлап, болмиса оқуш пүттүрүш гуваһнамисини тутуп қалидиғанлиқи вә җәмийәттики балилар арқилиқ әдәпләйдиғанлиқи һәққидә тәһдит салғанлиқини ейтипту. Уларниң бу иқрарлириниң тоқулған һекайә икәнлики көрүнүп турупту. Бу испатларниң қийнаш васитисини қоллинип елинған ялған испат болуш еһтимали юқири. Илһам әпәндиму бу испатларни қәтий инкар қилди” деди.

Адвокат лю шавйүән әпәндиниң твитерға йоллиған учурида дейилишичә, сот даирилири илһам әпәндиниң адвокатлири сотта гуваһчи болушқа таллиған 10 нәччә кишиниң бириниму сотқа чақиртмиған. Гуваһчилар сотқа қатнаштурулмиған әһвал астида илһам әпәндиниң адвокатлири сотта илһам әпәндиниң уйғур биз торида елан қилған бирқанчә парчә мақалисини дәлил қилип көрситип туруп, илһам әпәндиниң өз мақалилиридә һечқачан “дөләтни парчилаш, миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” идийисини тәрғиб қилмиғанлиқи, әксичә, илһам әпәндиниң мәйли дәрсханида болсун, яки елан қилған мақалилиридә болсун, һәр вақит миллий баравәрликни тәшәббус қилип, зораванлиққа қарши туридиғанлиқини тәкитлигәнликини билдүргән.

Адвокат лю шавйүәнниң билдүрүшичә, пәйшәнбә күни чүштин кейинки сотниң ахирқи басқучи йәни муназирә басқучиға киргән. Илһам әпәнди тәхминән 1 йерим саәтчә вақитта сөз қилип, өзигә артилған 8хил әйибләшниң һәммисини инкар қилған.

Илһам әпәнди сотта инкар қилған 8 хил әйибләш, мәркизи милләтләр университетиниң 7 нәпәр оқуғучисини өз ичигә алған 8 кишилик дөләтни парчилаш җинайәт гуруһи уюштуруш; оқуғучиларни уйғур биз торида тәрҗимә мақалилирини елан қилишқа тәшкилләп, бөлгүнчилик идийисини тәрғиб қилиш, уйғурбиз торида шинҗаң мустәқиллиқини тәрғиб қилиш, миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилидиған мақалиләрни елан қилиш, чәтәлләрниң хәвәр учурлирини көчүрүп елан қилиш, синипта оқуғучиларға миллий өчмәнликни тәрғиб қилидиған лексийиләрни сөзләш қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алиду.

Адвокатларниң билдүрүшичә, илһам әпәнди бу хил әйибләшләрниң һәммисини әмәлий мисаллар арқилиқ бирму-бир инкар қилған. Илһам әпәндиниң ярдәмчи адвокати лю шавйүән твитер ториға йоллиған учурида, даириләрниң бу әйибләшлириниң һечқандақ қануний асасқа игә әмәсликини билдүрүп, уйғурбиз торида елан қилинған мақалә-әсәрләр охшимиған қараштики кишиләрниң өз пикрини әркин тор мунбиридә оттуриға қоюши һесаблинидиғанлиқини тәкитләп, бу әйибләшләрниң җинайәт бекитишкә асас болалмайдиғанлиқини билдүргән.

Илһам әпәнди өзиниң уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини әмәлийләштүрүшни тәләп қилған мақалилири сәвәблик бу йилларда даириләрниң тәқиб қилиши вә көп қетим нәзәрбәнд қилишиға учрап кәлгән болуп, у бултур 7-ай мәзгилидә радиомиз уйғур бөлүмигә бәргән баянатида, өзиниң хитай һөкүмитиниң қануниға хилаплиқ қилидиған һиеқандақ паалийәттә болмиғанлиқини билдүрүп, кәлгүсидә даириләрниң өзи үстидин елан қилиш еһтимали болған һәрқандақ әйиблишини қобул қилмайдиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.