Лагердин 24 саәтлик қоюп берилгән ханим: сақчилар сорақни түгәтмәйду, баһанә тепип уриду
2019.02.26
Лагерда йеңидин йолға қоюлуватқан аилиси билән 24 саәтлик көрүштүрүш түзүми бойичә лагердин чиққан бир ханим, бу пурсәттә түркийәдики туғқини - паалийәтчи зулпиқар әлигә телефон қилип өзи вә лагердикиләрниң әһвали һәққидә мәлумат бәргән. Өзлириниң лагердин аман чиқишидин пүтүнләй үмиди үзүлгәнликини баян қилған бу ханим, лагерда сақчиларниң тутқунларни тинимсиз сорақ қилидиғанлиқи вә баһанә тепип уридиғанлиқини паш қилған; у йәнә бәдинидики қийин-қистақ излириниму көрсәткән.
Ашкарилинишичә, хитай даирилири йеқиндин бери уйғур районидики лагерларда бир қисим тутқунларни 24 саәтлик аилиси билән учраштуруш түзүмини йолға қойған; тутқунлар бешиға қара халта кийдүрүлгән вә қолиға койза селинған һаләттә лагердин аилисигә елип берилип, мөһләт тошқандин кейин йәнә шу һаләттә лагерға әкетилгән. Нөвәттә қанчилик кишиниң вә қандақ кишиләрниң бу түзүм бойичә аилиси билән көрүштүрүлүватқанлиқи мәлум әмәс. Мана мушу пурсәттә лагердин чиққан бир ханим, түркийәдики туғқини, паалийәтчи зулпиқар әлигә телефон қилип лагерда тартқан дәрд-әләмлириниң бир қисмини ашкарилиған.
Телефонда йиғлап туруп гәп башлиған бу ханим, өзиниң шу күни сақчилар тәрипидин өйигә әкелип қоюлғанлиқи вә әтиси йәнә әкетилидиғанлиқини баян қилған. Зулпиқар телефон камерасида ханимниң биликидики изларни көрүп сориған:
Сола: неминиң изи у?
Җаваб: өткән күни сақчилар урғанти мени.
Соал: немә билән?
Җаваб: пидәй билән.
Соал: әскәрләрму?
Җаваб: сақчилар.
Соал: өгиниш қилип болалмидиң дәп?
Җаваб: хәққә ярдәм қилдиң дәп. Башқиларға бир тал моминиму беришкә болмайду бу йәрдә.
Соал: йәнә немә иш қилди?
Җаваб: урди. Һәптидә 3 қетим уриду.
Соал: һәптидә 3 қетим уриду? бикардин бикарғиму?
Җаваб: сорақ сорайду-дә бу йәрдә!
Соал: сорап болмидиму у сорақни?
Җаваб: түгәмду у сорақ?! мумкин әмәс! һәргиз түгимәйду. Күндә сорайду, саәт-саәтләп сорайду.
Бу ханим, зулпиқар билән гәп арисида, өзиниң бу лагердин аман чиқишиға үмидиниң үзүлгәнликини баян қилған:
Җаваб: үмид йоқ, пәқәт үмид йоқ;
Соал: ундақ демә.
Җаваб: бу йәрдә ғурур мәсилиси йоқ, бу (бизгә) һақарәт әмәс, бир өлүм болди.
Зулпиқарниң баянлиридин мәлум болушичә, бу ханимни өз әһвалини телефонда ашкарилашқа, у сорақ җәрянда йолуққан тәһдитләр сәвәб болған. Мәлум болушичә сақчилардин бири, у бир кишигә мома( һорнан) бәргәнлики үчүн бәлтасмиси билән урупла қалмастин; йәнә уни шу қетимлиқ вә яки йәнә башқа бир сорақта үн-тинсиз йоқитиветәләйдиғанлиқи, һечқандақ бир кишиниң, һәтта чәтәлдики уруқ-туғқанлириниңму униң из-дерикини алалмайдиғанлиқини баян қилған. Лагерда көргәнлири вә өз бешидин кәчүргәнлиригә асасән лагердин аман чиқишиға көзи йәтмигән бу ханим, түркийәдики туғқини, паалийәтчи зулпиқар әлигә юқириқи әһвалларни мәлум қилған.
Юқирида лагердин 24 саәтлик қоюветилгән бир ханимниң лагерниң ички әһвали һәққидә ашкарилиған учурлири һәққидә мәлумат бәрдуқ.