Қаһирә тура түрмисидики уйғур оқуғучилар бешиға қара халта кийгүзүлүп, хитай сақчи тәрипидин сорақ қилинған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.07.31
tora-turme Мисир аманлиқ хадимлири қаһирәдики тора түрмисиниң сиртида көзәттә турмақта, 2015-йили, 2-авғуст
AP

Июлниң бешида қаһирәдә башланған мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитигә хитай аманлиқ хадимлириниң қатнашқанлиқи илгири сүрүлмәктә иди . 3 Һәптә илгири, мисирниң һәр қайси җайлиридин вә айрупортлардин тутқун қилинған уйғур оқуғучилардин қаһирәдики тура түрмисигә қамалғанларниң 100 әтрапида икәнлики мәлум болсиму уларбилән алақә бағлаш вә уларниң түрмидики вәзийити һәқиқдә мәлумат елиш мумкин болмиған иди.

Мисирда мисир вә хитай сақчилириниң һәмкарлиқида уйғур оқуғучиларни тутқун қилиш һеиһәм давамлишватқанлиқи, тутқун қилинған уйғурларниң вәзийитидә һечқандақ өзгүрүш болмиғанлиқи сәвәблик,сани енқ болмиған йәнә бир қисим оқуғучиларниң мисирниң охшимиған җайлирида йошурунуп турушқа мәҗбур болмақта .Бихәтәрлики капаләткә игә болғучә шундақ йошурунушқа имкан издәватқан оқуғучилардин бири бүгүн, нам шәрипини ашкарилимаслиқ шәрти билән мәлумат берип, бир қанчә күн илгири тура түрмисидики савақдашлириниң бир амал қилип гундипайларға пул берип йүзүп өзлири билән алқилашқанлиқини һәмдә тура түрмисидә 100 әтрапида уйғурниң әһвалидин қисқичә мәлумат берип җиддй ярдәм сориғанлиқи һәққидә мәлумат йәткүзди .

Оқуғучи: балла телифон қиптикән түрминиң ичидин, һәптиниң алдида телифон қилған униңдин кейин учур йоқ, 10 нәччимизни хитайдин кәлгән уйғур сақчи бешимизға қара халта кийгүзүп сорақ қилғандин кейин, мушундақла ташлап қойди .Адвокат тәклип қилип бир йол маңған болсаңлар деди .

Түрминиң тазлиқлири сақчилириға 50 җунәй, 100 җунәй берип шуларниң телифонида қипту .

-Қайси турмидә улар ? қанчилик уйғур бала бар икән ? түрмидики вәзийити һәққидә мәлумат бәрмидиму ?

- Тура турмисидә улар, 100 дәк бала бар охшайду, гайида тамақ бериш гайида күндә бир вақ тамақ йәпту, у тура дегән түрмә бәк начар түрмә,униң ичидәбәк мәйнәт, һава бәк иссип кәтти униң үстигә. Балилар һәр хил кесәл юқуп ағрип қапту. Ашқанзанлири ағрип, путлири ағрип шундақ қийин күндә қапту . Уруп ундақ қилған иш йоқкән әмма шу бешиға қара халта кийгүзүп, мисирға қачан чиққан ....Дәп сорақ қипту .

Уйғур елидин мисирға кәлгән қазақ,туңганларму бар икән дәп аңлидуқ, бу һәқтә мәлумат бәрмидиму ?

- Бизниң баллани тутқанда қазақларниму тутқан охшайду, 10 тал қазақ биллә йетиветипту шулар билән . Тешидики туңганларниң дийишичә уларғиму бесим бар икән, хитай сақчилири улардин уйғурлар билән арилашқан арилашмиғанлиқини сүрүштә қиптудәк .

Бизгә мәлумат бәргән бу оқуғучи, хитай вә мисир сақчилириниң айрудурумлардиму уйғур оқуғучиларни исим тизимлики бойичә издәп тутуватқанлиқи үчүн, өзи билән биллә йәнә бир қанчә савақдашлириниң башқа дөләтләргә кетипшкиму амали йоқ,уйғурларниң иши бир тәрәп болғучә, мисирдин кәтмәй юшурунуп сақлап туруватқанлиқини ейтти .

Тура түрмисидики уйғур оқуғучилар билән телефонда алақә қилған вә уларға адвокат издәп ярдәм тәшкилләватқан йәнә бир оқуғучи биләнму алқилаштуқ . Исимини ашкарлашни халимиған бу оқуғучи бир қанчә қетим түрмигә тамақ киргүзгән болсиму, түрмидики балиларға пәқәт бирла қетим тамақ йәткүзүлгән икән . Һазир түрмидики уйғурларға инсанпәрвәр адвукатларни тутқан болуп,мисир даирилири һәтта адвукатларниму түрмидики уйғур оқуғучилар билән көрүштүрмигән . Пәқәт сақчилар адвукатқа “тутуп туреливатқанлар ичидә әзһәрдә тизимлатқан вә иқмити барлар қоюп берилиду, қалғанлири хитайға қайтурулиду дигән . Қачан қоюп берилидиғанлиқи һәқиқдә һечқандақ вақт қәрәлини бәрмигән .

Бу оқуғучиниң ейтишичә уйғур оқуғучиларни мисирда тутқун қилишқа башлап бир айдин буян тура түрмисигә илгир ахир 100 дәк бала соланған, түрмидин телифон арқилиқ бир һәптә авал алақилашқан балиларниң ейтишичә, балилар сорақ қилинип болғандин кейин һечқандақ бир илгирләш болмиған . Түрмидики уйғурлар 50 тин икки камирға бөлүп солап қоюлған .

Мисирдики уйғур оқуғучиларниң адвукати, еззат ғаним, 23-июл мисирдики мада масир мәтбуатиниң телевизийә зияритини қобул қилғанда "һазир тура түрмисидә тутуп туруливатқан шәрқий түркстанлиқ оқуғучиларниң сани 110 йетиду " дәп көрсәткән вә уларниң мисир истихпарат даирилиниң шәрқий түркистан мустәқиллиқи, қандақ тәшкилатларға қатнашқанлиқиға даир соал сорақлириға учриғанлиқини билдүргән һәмдә мисир һөкүмитиниң бигунаһ бу оқуғучиларни тутқун қилиши қанунсиз һәтта хәлқаралиқ қанунларғиму хилап дәп әйиблигән . Вә мисир һөкүмитини бу оқуғучиларни шәртсиз вә дәрһал қоюп беришкә чақирған.

Гәрчә америка хәлқара диний әркинлик комитети,германийә “хәтәр астидики хәлқләр җәмийити”қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур паалийәтчиләр мисир даирилириниң гунаһсиз уйғур оқуғучиларни тутқун қилиш мәсилисидә ашкара болушқа, тутқунларниң ақивитигә даир учурлар билән тәминләшкә чақириқ қиливатқан болсиму,мисир һөкүмити һазирға қәдәр уйғурларни тутқун қилиш сәвәби, тутқунларниң сани, қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи, уларниң қандақ бир тәрәп қилинидиғанлиқи қатарлиқ тутқунларниң тәқдиригә алақидар һечқандақ мәлумат елан қилмиди . Мисиртда тутулған уйғурларниң хитайға қайтурулуш еһтималлиқи,бу мәсилиниң уйғурларни шундақла кишилик һоқуқ тәшкилатлирини һәммидин бәк әндишигә селиватқан тәрипи болуп, гунаһсиз бу уйғурлар хитайға қайтуруп берилсә, уларниң һаяти тәһдиткә учрайду дәп қаттиқ қарши туруп кәлмәктә .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.