Уйғур қиз: мисирда ғайиб болған достум қәйсәр абдуллани издәймән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.05.02
qeyser-abdulla-misirda-uyghur.jpg Мисир әзһәр университети оқуғучиси, ғайиб болған уйғур қәйсәр абдулла.
RFA/Gulchehre

Мисирдики уйғур оқуғучиларниң радийомизға йәткүзгән испатлиқ мәлуматлиридин, хитайниң мисирдики уйғур оқуғучиларни қайтуруп келиш һәрикитини 2017-йили июлдики тутқундин бурунла башланғанлиқи мәлум. Бултур йил бешидила хитай һөкүмәт даирилири уйғур оқуғучиларниң юртидики аилисигә бесим ишлитип, хели зор бир түркүм оқуғучиларни юртиға қайтип кетишкә мәҗбур қилған. Бу җәрянда уларниң мисирдин башқа әлләргә қачқан вә йәнә ғайиб болғанлириму бар иди. Мисирдики әндишиләр түгимигән бу пәйттә, радийомиз билән алақиләшкән бир уйғур қиз, өзиниң дости 23 яшлиқ қәйсәр абдулланиңму, өткән йилниң бешидин башлап мисирдин ғайиб болғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.

Бултур июлдин буян, мисирда тутқунға учриған уйғурларниң көп қисминиң нөвәттә қоюп берилип, түркийә вә башқа дөләтләрдә панаһланған болсиму, тура түрмисидә қизил бәлгә қоюлған 16 уйғурниң һазирғичә һеч қандақ из-дерики йоқ, шундақла бултур йил бешидин башлап һәр хил бесимларға учрап хитайға қайтқан яки башқа әлләргә йолға алған уйғур оқуғучиларниң көп қисминиң ақивити йәнила ениқсиз һалда турмақта. Бүгүн радийомизға телефон қилған бир уйғур қиз оқуғучи, исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән мәлумат берип, өзиниң мисирда оқуватқан, илгири күндә дегүдәк алақилишип туруватқан, қәйсәр абдулла исимлик бир йеқин достиниң 2017-йили 2-айниң 19-күнидин етибарән ғайиб болғанлиқини билдүрди.

Бу қизниң билдүрүшичә, у қәйсәр билән икки йил аввал үрүмчидики инглиз тили курсида тонушқан. Қәйсәр бу йил 23 яшта болуп, 2016-йилиниң башлирида мисирдики әзһәр университетиға оқушқа кәлгән. 2016-Йили 12-айниң ахирлири тәтилдә юртиға қайтип бир һәптә ичидила йәнә мисирға қайтип кәлгән икән. У өзиниң юртқа қайтқан шу пәйттә даириләрниң соал-сориқиға учриғанлиқини ейтқан.

Мисирдин юртиға қайтқанлар һәтта бигунаһ болсиму түрмиләргә қамалғанлиқи һәққидики учурлар аңлинишқа башлиған чағларда қәйсәр, өзиниң юртиға қайтмаслиқни қарар қилғанлиқини, мисирда турушниңму хәтәрлик икәнликини билдүрүп, өзиниң дубәй арқилиқ башқа дөләтләргә кетишниң амалини қилидиғанлиқини бу достиға ейтқан икән.

Бу қизниң ейтишичә, қәйсәр өзиниң дубәйгә қарап йолға чиққанлиқи, йетип барғандин кейин хәвәр беридиғанлиқи һәққидә ейтқан бултур 19-феврал күнидики ахирқи учуридин кейин, үн-түнсиз ғайиб болған. Бу қиз, мисирдики тутқун башланғандин буян достиниң ақивитидин техиму әндишә қилишқа башлиған вә радийомизда әзһәр университетиниң оқуғучилириниң тәқдири қисмәтлири һәққидә бәргән хәвәрлиримизгә изчил диққәт қилип кәлгән. У, мисирдики тутқунға учриған вә яки хитайға қайтурулғанлиқи илгири сүрүлгән уйғур оқуғучиларниң тизимликлиридин қәйсәрниң исми чиқмиғансери әндишиси күчәйгән.

У һазирғичә мисирдики уйғур оқуғучилардин қәйсәр абдулланиң из-дерикини қилишни тохтатмиған болсиму, униң һәққидә һазирға қәдәр һеч бир хәвәр алалмай, әҗәба қәйсәрни хитайға қайтурувәткәнмиду? дегәндәк гумани күчәйгән. Қәйсәр һәққидә, у йәнә үрүмчидики униң аилиси вә достлиридинму учур алалмиғандин кейин, бизгә дости қәйсәр абдулланиң ғайиб болғанлиқи һәққидә учур бериш қарариға кәлгән.

Гәрчә қәйсәр, 2017-йили 19-феврал күни достлириға әмират һава йоли арқилиқ, қаһирәдин дубәйгә қарап маңидиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ униң қаһирәдин айропиланға чиққан-чиқмиғанлиқи ениқ әмәс икән.

Биз әзһәр оқуғучиси қәйсәр абдуллани, мисирда һазирму туруватқан уйғур оқуғучилар арқилиқ сүрүштә қилишқа тириштуқ. Гәрчә нөвәттә мисирда санақлиқла уйғурлар қалған болсиму, улардин бир оқуғучи өзиниң қәйсәрни тонуйдиғанлиқини, әмма униң бултур йил бешидин башлапла туюқсиз ғайиб болғанлиқини билдүрди. Униң гуманичә у мисирда йоқ, әгәр болған болса униң мисирдики түрмиләрдин қоюп берилгән уйғур оқуғучилар арқилиқ мәлум болуши керәк икән.

Илгири дубәйдин бәзи уйғур оқуғучиларниң хитайға қайтурулғанлиқи һәққидиму ениқсиз учурлар таралған иди.

Қәйсәр абдулланиң ғайиб болғанлиқини мәлум қилған қизниң билдүрүшигә қариғанда, бултур қәйсәр йоқап кәткәндин буян униң қәшқәрдики аилиси биләнму алақә бағлиғили болмиғанлиқи сәвәблик, қәйсәрниң үрүмчидики достлириму униң ақивитини сүрүштә қилишқа амалсиз қалған. Бу қизниң ейтишичә, қәйсәр абдулланиң дадиси қәшқәрдики мәлум мәсчитниң имами болуп, у уйғур дияриниң һазирқидәк вәзийитидә бу аилә әзалириниң, даириләр тәрипидин “йепиқ тәрбийәләш” кә елип кетилиш еһтимали чоң дәп гуман қилмақта икән.

Биз бу мәлуматларни дәлилләш үчүн хитайниң қаһирәдики әлчиханиси билән алақилишип, бу уйғур оқуғучиң әһвали һәққидә учур игиләшкә тиришқан болсақму телефонимиз изчил уланмиди.

Қәйсәр абдулланиң юртидики аилиси вә шу җайдики сақчи органлири биләнму алақә қилип, қәйсәрниң из-дерикини сорашқа тиришқан болсақму, уйғур дияридики хитай даирилириниң чәтәлдин киридиған телефонларни қаттиқ контрол қиливатқанлиқи түпәйлидин имканийәткә игә болалмидуқ. Бизгә учур йәткүзгән қәйсәрниң из-дерикини қилип, униң әһвалидин хәвәрдар болушни халиған униң достлириму өз юртлири билән болған телефон алақилири үзүлгәнлики вә қаттиқ назарәт астиға елинғанлиқи үчүн тәпсилат игиләштә қийниливатқанлиқини билдүрүшти.

Мисирда наһәқ тутулған вә ғайиб болған уйғурларниң тәқдири хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму изчил диққитини қозғап кәлмәктә. “хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай ишлири бөлүминиң директори софий речардсон ханим йеқинда мәхсус бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, мисирда ғайиб болған уйғурлар һәққидә мәлумати бар кишиләрни бу мәсилигә алақидар кишилик һоқуқ органлириға учур беришкә чақирған иди. Доктор софийә речардсон ханим бу һәқтә мисир вә хитай һөкүмитини тәнқид қилғандин башқа қаһирә университетиму, өзиниң ғайиб оқуғучилирини сүрүштә қилишта пассип болуп кәлгәнликини тәнқид қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.