Қағилиқтики 25-май қанлиқ тоқунуши һөкүмәт хадимлириниң “аилә зиярити” давамида келип чиққан

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.05.28
Qaghiliq-nahiyisidiki-Meschit-305.jpg Қағилиқ наһийисидики мәсчит. 2011-Йили ноябир.
RFA/Mehriban

Биз түнүгүнки аңлитишимизда, шәнбә күни қағилиқ наһийә базирида йүз бәргән 25-май қанлиқ вәқәси һәққидә һәққидә хәвәр бәргән идуқ. Бүгүн бу һәқтә илгирилигән һалда игиләнгән йәнә бир қисим мәлуматларни диққитиңларға сунимиз. Ашкарилинишичә, бу қетимқи вәқәму худди маралбеши вә йеңисардикигә охшашла аһалиләр райони хадимлириниң “аилә зиярити” дәп атилидиған өй ахтуруши давамида йүз бәргән. Тәкшүргүчиләр қағилиқ базарлиқ һөкүмитиниң 3-аһалиләр районидики өй тәкшүрүш давамида мәлум бир өйгә кәлгәндә бир гуруппа гуманлиқ кишиләрни байқиған вә әһвални сақчиға мәлум қилған. Буниң билән гумандарлар һәрикәткә өтүп хадимлардин 3 нәпирини өлтүргән. Мәлум болушичә, нөвәттә вәқә һәққики учурни контрол қилиш наһийәдә йолға қоюлуватқан бихәтәрлик тәдбирлири ичидә әң муһим орунда турмақта.

  1. Соал: қағилиқ наһийилик тәшвиқат идарисиму?
    Җаваб: шундақ.
    Соал: силәрниң ахбарат баянатчиңлар барму? болса чақирип қойсиңиз?
    Җаваб: ишханида йоқкән, қол телефонини дәп берәйму?
    Соал: шундақ қилиң, исми немә бу кишиниң?
    Җаваб: сидиқ турди, ишхана мудиримиз. Телефони 159........
  2. Соал: вәй бу, сидиқ турдиму?
    Җаваб: шундақ. Сиз ким?
    Соал: мән бир радио истансиси мухбири, қағилиқта шәнбә күни йүз бәргән вәқәниң баш-ахирини қисқичә дәп берәләмсиз?
    Җаваб: яқ, яқ, дәп берәлмәймән, бу қаттиқ мәхпий.
    Соал: ундақта, сизгә вәқә һәққидә мәлумат бериш һоқуқи берилмидиму?
    Җаваб: яқ, бу ишни телевизордиму бәрмидуқ. Бу ишни наһийилик сиясий қанун комитети, җ х органлири мәхпий бир тәрәп қиливатиду.
    Соал: бу вәқәдин бизниң хәвиримиз бар, бир қисим учурлар ашкарилинип болди, өзәңларму телевизорда уқтуруш шәклидә бәрдиңларғу?
    Җаваб: ундақ болса, бизниң бөлүмдики ма җуринға телефон қилиң.
    Соал: яқ, наһийилик сиясий қанун комитетиға телефон қилай, идариниң башлиқи киму?
    Җаваб: адил мамут, наһийиниң муавин шуҗиси.
    Соал: әмисә шу кишиниң телефонини дәп бериң?
    Җаваб: мәндә йоқ, мән ишханида әмәс.
  3. Соал: сиз қағилиқтинғу дәймән?
    Җаваб: һәә, шундақ, аһалиләр районида ишләймән.
    Соал: вәқәдин кейинки чарлаш ишиға қатнишиватамсиз?
    Җаваб: су идарисиниң алдида йүз бәргән вәқәни дәйсизғу дәймән?
    Соал: шундақ.
    Җаваб : үч күн болди, кечә-кечиләп тәкшүрүватимиз, нуқтилиқ аилиләрни, диний кәйпияти қоюқ аилиләрни зуфаң (аилә зиярити) қиливатимиз.
    Соал: вәқәдә қанчә киши өлгән болди?
    Җаваб: иҗтимаий аһалиләр райони хадимлиридин 3 киши зиянкәшликкә учрапту?
    Соал: хәнзуму, уйғурму?
    Җаваб: уни билмидим.
    Соал: вәқә сизгә уқтурулмидиму?
    Җаваб: мән билмәймән, мән муқимлиқ хизмитигә мәсул.
    Соал: ундақта, сиз техиму билишкә тегишликқу? әмисә сиз, башлиқиңизниң телефонини дәп бериң?
    Җаваб: болиду секритаримиз, аял, исми айшәм турди.....
  4. Соал: бу айшәм турдиму?
    Җаваб: һә, мән шу.
    Соал: өй тәкшүрүш давамида егиз-пәсликләргә йолуқмиғансиләр?
    Җаваб: яқ, рәһмәт. Сақчи вә ярдәмчи сақчилар билән биллә меңиватимиз.
    Соал: қайси сақчилар сизгә һәмраһ болуватиду?
    Җаваб : иккинчи сақчиханиниң хадимлири.
    Соал: вәқә һәққидә силәргә толуқ хәвәр берилдиму?
    Җаваб: берилди.
    Соал: немә дәп уқтурулди силәргә?
    Җаваб: аһалиләр райони хадимлири аилә зиярити қиливатқанда, бир өйдә адәмләр көпийип кәткәнликини, гуманлиқ кишиләр барлиқини байқап сақчиға мәлум қилғанда, биздин 3 кишиниң өлтүрүлгәнликини уқтурди.
    Соал: қайси аһалиләр райониниң хадимлири икән?
    Җаваб: үчинчи аһалиләр райониниң.
    Соал: вәқә садир қилған гумандарларни қәйәрдин дәп уқтурди?
    Җаваб: пәйзиваттин дәп уқтурди.
    Соал: пәйзиватниң қәйиридин дәп уқтурди?
    Җаваб: у есимдә қалмапту.
    Соал: қолуңларда бу һәқтә тарқитилған бир язма уқтуруш барму?
    Җаваб: бар.
    Соал: шуни маңа бир оқуп берәмсиз?
    Җаваб: бу һәқтә учур тарқатмаңлар, соралған соалларға җаваб бәрмәңлар дегән.

Юқириқи мәлуматлардин қариғанда, вәқә қағилиқ базириниң 3-аһалиләр районида аталмиш аилә зиярити давамида йүз бәргән. Вәқә қағилиқ базардики су идариси вә тәнтәрбийә комитети вә сақчи идариси қатарлиқ орунларға йеқин бир җайда йүз бәргән. Бүгүн игиләнгән мәлуматлар, биз биз илгири игилигән, вәқәдә җәмий аз дегәндә 5 киши өлгәнлики һәққидики учурниң тоғрилиқини испатлимақта.

Мәлум болушичә, гумандарларниң бир қисми яки көпинчиси пәйзиват наһийисидин. Әмма гумандарларниң омуми сани, тоқунушта ишләткән қорали вә қанчисиниң өлтүрүлүп, қанчисиниң тутулғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.