Йеңитамдики имам “қанунсиз никаһ оқуған” дегән әйибләш билән қамалған
2017.05.08

Уйғурлар диярида даириләр йолға қоюватқан түрлүк чәклимиләрдин хәлқараниң күчлүк диққитини қозғаватқанлириниң бири, уйғурларниң диний етиқадиға қаритилған йәрлик бәлгилимиләр болуватқанлиқи мәлум. Әнә шу хил бәлгилимиләрдики алақидар мәзмунлар бойичә нурғун шәхсләрниң еғир җазаларға муптила болуватқанлиқи түрлүк учур йоллиридин ашкариланди. Ғулҗа наһийиси йеңитам йезисидики имам әнивәр йәһя әнә шу кишиләрниң бири болуп, йәрлик сот мәһкимиси “қанунсиз никаһ оқуған” дегән әйибләш билән уни икки йерим йиллиқ қамаққа һөкүм қилған.
Бирнәччә ай илгири, түркийәдики “шәрқий түркистан хәвәр мәркизи” 2015-йили 7-айда ғулҗа наһийә йеңитам йеза ақтам кәнтиниң имами әнивәр йәһяниң даириләр мәҗбурий йосунда иҗра қиливатқан дүшәнбилик байрақ чиқириш мурасимиға қатнашмиғанлиқи үчүн “сиясий мәйдани ениқ әмәс” дегән әйибләш билән қолға елинғанлиқи һәққидә учур бәргән иди. Учурда қәйт қилинишичә, әйни вақитта мәзкур делониң сотлиниш әһвали һәққидә гумандарниң аилә-тавабиатлириғиму учур берилмигән болуп, тәпсилий әһвалниң намәлум икәнлики тилға елинған.
Биз бу әһвалларниң тәпсилатини игиләш үчүн көп тиришчанлиқлар арқилиқ ахири қамақтики имам әнивәр йәһя илгири олтурушлуқ болған йеңитам йезисидики бирәйлән билән алақиләштуқ. У кишиниң ейтишичә, у, өзиниң әнивәр йәһяни билидиғанлиқини, шундақла уни бигунаһ кесилип кәтти, дәп қарайдиғанлиқини тилға алди.
Шуниңдин кейин, биз йеңитам йезилиқ һөкүмәт билән алақиләштуқ. Йезиниң аманлиқ ишлириға мәсул муавин йеза башлиқи мухтәр бу һәқтики учурлар һәққидә сориғинимизда, әнивәр йәһяниң “байрақ чиқиришқа қатнашмиған” дегән әйибләш билән әмәс, бәлки “қанунсиз никаһ оқуған” дегән җинайәт билән қамаққа һөкүм қилинғанлиқини билдүрди. Әмма техиму тәпсилий әһвални сориғинимизда, буни пәқәт сақчи органлиридинла игиләш мумкинликини тилға алди.
Бу һәқтики әһвалларни ениқлаш җәрянида йеңитам сақчиханиси мушундақ бир әһвалниң болғанлиқини инкар қилмиған болсиму, әмма бу һәқтә тәпсилий мәлумат беришни рәт қилди.
Хитайниң 1980-йили рәсмий елан қилинған вә 2001-йили түзитиш киргүзүлгән “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң никаһ қануни” да “қанунсиз никаһ” дәп қаралған никаһ мунасивитиниң инавәтсиз болидиғанлиқи, бундақларға пәқәт нәсиһәт қилинидиғанлиқила тилға елинған болуп, җинайи җаза берилидиғанлиқи һәққидә һечқандақ бәлгилимә тилға елинмиған. Мәлум болушичә, бу хилдики “қанунсиз никаһ” уйғурлар диярида һазир йолға қоюлуватқан “әсәбийликкә қарши туруш” долқунида нуқтилиқ зәрбә берилидиған паалийәтләрниң бири болсиму, әнивәр йәһяниң қисмити бу хил зәрбә бериш һәрикәтлириниң хели йиллар илгирила башлинип болғанлиқини ишарә қилмақта.