Қарамайдики от апитигә учриған икки уйғур тутқун қилинди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2015.04.16
qarimay-ot-apiti-2.jpg Қарамайдики уйғур мәһәллисидә йүз бәргән от апити
RFA/Ihsan

Қарамай шәһиридә 60дин артуқ уйғурлар аилиси топлишип олтурақлашқан шамалбағ районидики мәһәллигә 3-айниң 25-күни сирлиқ от кетиш нәтиҗисидә 6 уйғур җенидин айрилған, 60 аилиликниң өйлири вә бисатлири пүтүнләй көйүп, нурғун иқтисади зиян келип чиққан иди.

Йәрлик даириләр от апитигә учриған уйғурларға от кетиш сәвәбини һазирғичә ашкарилимиған болуп, уларни пәқәт вақитлиқ үч айлиқ иҗарә өй билән тәминлигән. Қалған ишларни болса үч айдин кейин биртәрәп қилидиғанлиқини, уларниң бу әһвалларни юқири дәриҗилик орунларға әрз қилмаслиқини, әгәр шундақ әһваллар көрүлсә барлиқ ақивәткә өзлириниң игә болидиғанлиқини әскәрткән.

Игилишимизчә, 9-апрел күни аблимитхан вә турсунахун исимлик 50 яшлар әтрапидики икки киши қарамай шәһәрлик бихәтәрлик идариси тәрипидин әсир намизидин кейин өйгә қайтиш йолида туюқсиз тутқун қилинған, һазирму уларниң тутуп туруш орнида соал-сорақта икәнлики мәлум болди.

Игилишимизчә, аблимитхан билән турсунахун иккиси от апитидин кейин шу райондики уйғурларниң һөкүмәт билән сөзлишишкә сайлиған бәш кишилик һәйәт ичидә вәкил болған. Аблимитхан һөкүмәт билән болған сөһбәт җәрянида, уларға үч айдин кейин қандақ орунлаштуруш елип берилиду, өйниң төләм һәққи қандақ болиду дегәндәк соалларни вә вақитлиқ орунлаштурған иҗарә өйләрдә көрүлүватқан қийинчилиқларни оттуриға қойған.

Аблимитхан билән турсунахун диний кимлики ашкара кишиләр болғачқа, уларниң вәкилләр ичидә еливатқан ролини көздә тутқан йәрлик даириләр буларни тутқун қилиш нишани қилған дегән пәрәзләр оттуриға чиқмақта.

Бу ишлардин хәвири бар шәһәр аһалисиниң баян қилишичә, аблимитхан тутулуп икки күнгичә балилири дадисиниң баридиған җайлирини вә тонушлирини издәп сүрүштүргән, әмма хәвирини алалмиған. Үчинчи күнигә кәлгәндә, қарамай шәһәрлик дөләт бихәтәрлик идариси тәрипидин қолға елинип сорақ қилиниватқанлиқ учурини алған, әмма немә сәвәбтин тутулғанлиқи һәққидә мәлуматқа игә болалмиған.

Қарамай шәһиридә 25-март от апитидин кейин хитай даирилири бу хәвәрниң иҗтимаий алақә васитилиридә тарқилишини чәклигән һәмдә сахавәтчи уйғурларниң ярдәм қилиш сәпәрвәрликигә тосқунлуқ қилған иди.

Һөкүмәт хадимлиридин әһвал игилишимизчә, қарамай районлуқ һөкүмәт от апитидә көйүп яриланған абдуғенини һәқсиз давалаватқан болсиму, әмма униң аяли вә балилири үчүн һазирғичә ярдәм беришни ойлашмиған, пәқәт дәпнә мурасимиға кәлгән туғқанлириниң қатнаш кирасини төләп бәргән.

Йәрлик даириләр от апитигә учриған амминиң ичидики қолида йәр хети барларға һәр бир квадрат метир үчүн 220 сом пул берип, қалғанларниң болса һазирқи үч айлиқ иҗарисини көтүрүп берип болди қилидиғанлиқи, уларниң наразилиқ кәйпиятиға қарита андин бәш айғичә өй иҗарисини көтүрүш пилани барлиқи ашкара болди.

Йәнә бир уйғур райони болған ғәрбий ташлиқ җилғисидики уйғурлар 6-март күни өзлүкидин тәшкиллинип юқири орунларға әрз қилиш үчүн атланғанда, йәрлик даириләр, тәшкилләнгән 8 кишилик һәйәткә “һөкүмәткә қарши адәм топлидиң” дәп боһтан артқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.