Истанбул ататүрк айродромиға елип берилған икки уйғур хитайға қайтурулмиди
2017.02.01

1-Айниң 30-күни кәч саәт 11 әтрапида түркийәдики бәзи уйғурлар арисида, қолиға койза селинған икки уйғурниң хитайға қайтуруш үчүн истанбул ататүрк айродромиға елип меңилғанлиқи тоғрисида хәвәр тарқалди. Бу хәвәрни аңлиғандин кейин, бу һәқтә хәвәр игиләш үчүн һәр тәрәпкә телефон қилдуқ. Бу икки уйғур айродромдин хоңкоң арқилиқ хитайға йолға селиниш алдида, түркийәдики уйғур аммиви тәшкилатлириниң вә бәзи уйғурларниң күч чиқириши билән тосуп қелинған. Нәқ мәйданда сақчилар билән көрүшүп буни тосуп қалған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати сафакөй шөбисиниң мәсули әнвәр һаҗи, мәзкур икки уйғур-мәһмут инайәт билән қурбанҗан қадирниң һазир зәйтинбурну сақчи идарисидә тутуп турулуватқанлиқини, қайтуруш хәвпиниң қалмиғанлиқини илгири сүрди.
Биз игилигән мәлуматқа асасланғанда, бу икки уйғур бала-чақилири билән бирликтә бир йерим йил бурун түркийәгә кәлгән икән. 1-Айниң 1-күни истанбул рейна ресторанида 39 кишини өлтүргән террорчи абдуқадир машарипоф такси пулини алған ашханида ишләватқан кишиләрни сақчи тутуп кәткән иди. Җ х идариси мәзкур ашханини печәтливәткән иди. Қурбанҗан абдуқадир билән мәһмут инайәт исимлик бу икки уйғур сақчи печәтливәткән ашханиниң печитини бузуп киргән дәп әйибләнгән. Бирақ улар бу әйибләшни қобул қилмиған. Биз буларниң истанбул шеһит бүләнт үстүн сақчи идарисидә 1-айниң 24-күни бәргән ипадисини қолға чүшүрдуқ.
Қурбанҗан қадир намлиқ гумандар җәбрайил аҗар исимлик сақчиға бәргән ипадисидә мундақ дегән: “мән әйибләнгән җинайәттин сақчи идарисигә кәлгәндин кейин хәвәрдар болдум. Мән ипадәмни әркин ирадәм билән чала түркчәм билән бәрдим. Тәрҗиман тәләп қилмаймән. Мән хитай вәтәндеши түркий милләт. Мән түркийәгә бир йерим йил бурун қануний йол билән кәлдим. Мән түркийәгә кәлгәндин кейин көп йәрдә турдум вә ишлидим. Мән бундин бир ай бурун зәйтинбурну нури пашадики мөлчәр ашханиға келип, ашпәз лазимму дәп соридим. Ашхана хоҗайини ашпәз лазим икәнликини деди вә мән бу йәрдә ишләшкә башлидим. Мән түркийәдә хизмәт тепиш асан болғачқа юртумға қайтмидим. Мән ашханида ишләватқанда сақчи келип мени сақчи идарисигә апарди. Мән бу ашханиниң дөләт тәрипидин қачан печәтләнгәнликини вә бу печәтни кимниң қачан бузувәткәнликини билмәймән. Мән ишләшкә башлиғанда ашхана очуқ иди. Мениң бу әйибләш һәққидә дәйдиғанлирим мушунчилик.”
Гумандар сақчи идарисидә бәргән ипадинаминиң астиға, ипадини язған сақчи җәбраил аҗар вә ипадә бәргүчи қурбанҗан қадир қол қойған.
Биз түркийәниң уйғурларни хитайға қайтурушқа урунуши тоғрисида мәлумат игиләш үчүн, түркийә һөкүмити баянатчиси нуман қуртулмуш әпәнди вә ички ишлар министирлиқиниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән алақә қилишқа тиришқан болсақму улардин җаваб алалмидуқ.
Мәзкур вәқәгә түркийәдики иҗтимаий таратқуларда кәң көләмдә орун берилди. Түркийәдики уйғур аммиви тәшкилат мәсуллири вә бәзи уйғурлар түрк җ х идариси хадимлириниң буларни айродромға апирип, хитайға йолға селишқа тәмшилишигә қаттиқ наразилиқ билдүрүшти. Ундақта, түркийәдики сотниң қарари болмастин, уйғурларни хитайға йолға селиш қанунға мувапиқму? әгәр җинайәт садир қилған уйғур чиқип қалса, хитайға қайтуруши қанунға мувапиқму? уйғурларниң җинайәт садир қилмаслиқи үчүн түркийәдики аммиви тәшкилатлар немиләрни қилиш керәк? дегәндәк соалларға җаваб тепишқа тириштуқ.